Open login
Главная Новости «Интизарниң» утуқлири көп.
«Интизарниң» утуқлири көп.
21.07.2016 01:53   

«Уйғур авази» гезити, 14 июль 2016 ж.

Йеқинда Алмута шәһиридики Оқуғучилар сарийида ІІ җумһурийәтлик «Биші қайың» хореографиялик конкурс болуп өткән еди. Конкурста пүткүл уссул ансамбильлири миллий вә заманивий уссул номинациялири бойичә өзара күч синашти. Нәтиҗидә «Интизар» уссул ансамблиниң оттура топтики қатнашқучилири І орунға, жуқарқи топи баш мукапатқа егә болди. Бу «Интизарниң» дәсләпки утуғи әмәс.  Башқиларни ейтмиғанниң өзидә, улар өткән жили «ALMATY.KZ» хәлиқара конкурста баш мукапатқа егә болуп,  Анталия (Түркия) шәһиридә уюштурулған «Sanat Parlantasі»  конкурсиға йолланма елип, Қазақстанниң байриғини жуқури көтәрди.

«Интизар» ансамбили 2007-жили талантлиқ уссулчи, алий дәриҗилик хореограф Заһидәм Әкпированиң тәшәббуси билән қурулған. Һазирқи күндә 4 –16 яш арилиғидики атмиш бала бу ансамбльда миллий уссул асасини үгәнмәктә. Шуни атап ейтқумиз келидуки, «Интизар» уйғур миллий уссул ансамбли болғиниға қаримай, униң тәркивигә рус, қазақ, туңган, корей милләтлириниң балилири кириду. Ансамбль репертуарида авған, рус, украин, қазақ, өзбәк, цыган, испан, һинд миллий уссуллири вә заманивий уссулларму бар. Умумән, бу жилму «Интизар» үчүн йемишлик болди. Улар  Яқутстанда (Россия) өткән хәлиқара хореография конкурсиниң «Кичик топ» номинациясидә баш мукапатқа егә болди, Алмутида өткән «Танысу» хәлиқаралиқ конкурсида ансамбль уссулчиси Зәйтүнәм Розиева І орунға егә болуп, мошу жилниң декабрь ейида Италиядә өтидиған конкурсқа йолланма алди. Шуниң билән бирқатарда Зәйтүнәм Үрүмчи шәһиридә өткүзүлүватқан «Уссул сәһниси» мусабиқисигә қатнишип, ІІІ турға йолланма алди. Бу ансамбль йетәкчилири Заһидәм Әкпирова, Гүлнарә Мәсимова, Марат Мухамедкали вә барлиқ қатнашқучилириниң сәнъәткә болған муһәббити билән тиришчанлиғиниң нәтиҗисидур.

Зулфия ТЕЙИПОВА.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=25140#more-25140

 
Интересный материал? Поделись с другими: