Open login
Главная Новости Йеқимлиқ нахшилирини һәдийә қилди.
Йеқимлиқ нахшилирини һәдийә қилди.
17.02.2017 11:49   

«Уйғур авази» гезити, 16 февраль 2017 жил

Көпчиликниң сөйүмлүк нахшичисиға айланған Расул Зайитов йеқинда Маливай йезисидики Мәдәнийәт өйидә өзиниң йеңи концертлиқ программисини жутдашлиримизға тәғдим қилди. Челәк регионлиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән өткүзүлгән ушбу концертқа хошна йезилардин тамашибинларму нурғун кәлди.Бу күни яш нахшичи Расул Зайитов өзиниң йеқимлиқ, шох нахшилири билән биллә адәттикидәк, өткүр һәзиллири арқилиқ тамашибинни күлкигә ғәриқ қилди. Шундақла у чақчақчи Данияр Қунахунов билән биллә йеңи чақчақ-шаңхолирини ейтип, залдики тамашибинларға өзиниң пәқәт нахшичила әмәс, бәлки һәзил дуниясидинму хелила хәвири бар екәнлигини  испатлап, көпчиликниң диққитини бирдин өзигә җәлип қилди. Концертта маливайлиқ сәнъәткарлар Нуридин Баһамов, Марат Савутов, Арзум Қасимов вә Нариман Һашировларниң нахшилири орунланди. Һә, Расулниң нахшилириға болса, Маливай йезисиниң «Ясмин» уссулчилар ансамбли җор болди.

Ахирида Маливай Мәдәнийәт өйиниң мудири Валидин Баһамов билән Челәк регионлиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң әзалири яш нахшичи һәм чақчақчи Расул Зайитовқа миннәтдарлиқ билдүрүп, сәнъәт йолида техиму егиз чоққилардин көрүнүшини тилиди.

Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=28481

 
Интересный материал? Поделись с другими: