Open login
Главная Новости Биз йәнә учришимиз!
Биз йәнә учришимиз!
12.07.2019 18:20   

Биз йәнә учришимиз!

«Уйғур авази» гезити, 10 июль 2019 ж.

«…Әй, Муқам! Һаятқа иштияқ беғишлиғучи өлмәс муқам! Сән өзәңниң тәңдашсиз мәнивий қудритиңни намайән қилип, хәлқим арисида яшап келиватисән. Җаһанға миллионлиған инсанлар кәлди. Йоруқ дуниядики кәчүрмишлирини тамамлиғандин кейин тәғдирниң түрлүк қисмәтлири билән дуниядин өтүп аллиқачан топрақ астиға кирип кәтти. Бирақ сән өлмидиң, Муқам! Сән яшап кәлдиң! Сән хәлқим иҗадий меһнитиниң дурданисисән..!».

Талай әдипләр мана мошундақ тәриплигән уйғур «12 муқам» садаси йеқинда Түркияниң Измир, Бурса, Стамбул шәһәрлиридә яңриди. Қазақстан Жумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән Қ.Ғоҗамияров намидики Дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри сәньәткарлири бу қетим түрк тамашибинлири һозуриға язғучи – драматург, Қазақстан Жумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Әхмәтҗан Һаширийниң «Муқамчилар» намлиқ бир пәрдә, үч көрүнүштин ибарәт музыкилиқ әсәрни тәғдим қилди.

Җәми қириқ икки сәньәткардин тәшкил тапқан иҗадий топ самолетта «Алмута — Стамбул» маршрути бойичә бәш йерим саатлиқ мусапини бесип, Стамбул аэропортиға кәчки саат тоққузда қондуқ.

Таң сәһәрдә жирақ- жирақлардин қулиғимға аңланған мәйин аваздин дәрру сәгәк охандимдә, балконға чиқтим. Бу биз қонған меһманханиниң йенидики Султан Әхмәт мечити тәрәптин аңлиниватқан әзән еди. 1609 – 1616-жилларда һәзрити Султан Әхмәтниң пәрмани билән селинған алтә мунарилиқ мечит, та мошу күнгичә өзиниң чирайлиқ мемарчилиқ сөлитини сақлап шәһәрниң һөснигә һөсүн қошуп турупту.

Стамбул – мечитлар шәһири екән. Сансиз мунарилардин яңраватқан әзән садалири! Стамбулниң өз аһалиси үчүн бу адәттики әһвал. Бу хасийәтлик әзәндин худди шу узун тарихтин, йәни Стамбулниң бәш йерим әсирдин көпирәк исламий дәвир тарихидин сада бериватқан әзән екәнлигини һис қилисиз. Шәһәрдә һаят вә тирикчилик қанчилик иштик вә қайнақ сүрьәттә кетип барған болса, сәһәрдики әзән адәмләрни иманға, әдәпкә, шүкүрчиликкә, меһир – шәпқәткә дәвәт қилғандәк әҗайип сирлиқ, сада билән яңрайду…

Стамбулдики мечитларниң санини һеч ким ениқ ейтип берәлмәйду. Чүнки шәһәрниң мемарчилиқ саһаси күндин күнгә тәрәққий тепип, йеңи мечитлар қәд көтәрмәктә. Планимиз бойичә гастролимиз Измирдин башлиниши керәк. Шу сәвәплик биз әтигәнлиги автобусқа олтирип 450 чақирим жирақлиқтики әшу шәһәргә атландуқ…

 

***

 

Йол бойи тәбиәтниң гөзәл мәнзирисигә, бағу-бостанлиққа, зәйтүн дәриғи плантациялиригә мәһлия болған һалда, Измир шәһиригә йетип бардуқ. Миладидин бурунқи төртинчи миң жиллиқта һули селинған бу шәһәр, қедим заманларда “Смирна” дәп аталған. Смирна – қедимий юнан шаири – «Илиада» вә «Одиссейни» язған Гомерниң туғулған җайидур. Түркия мәмликити бойичә Стамбул вә Әнқәрәдин кейинки қедимий Измирниң аһалисини асасән түркләр тәшкил қилидекән. Шәһәр аһалисиниң сани төрт йерим миллион адәм.

Кәчқурунлуғи шәһәрниң чоң концерт заллириниң бири тамашибинларға толди. Әлишер Наваий, Мәшрәп, Қәләндәр, Һөвәйда, Аязи, Лутфи кәби шәриқниң бүйүк әлламилириниң ғәзәллири билән суғурилған уйғур муқамлири, Эгей деңизиниң қирғиғиға орунлашқан, антик дәвридин буян Артемиз вә Посейдон һәйкәллири, Диана вә Агамемнонниң термал булақлири сақланған сирлиқ – Измирниң сәһнисидә зәп чирайлиқ яңриди! XYІ әсирдә яшап иҗат қилған хәлқимизниң мәшһур шаирәси, муқамшунас Аманнисахан билән Абдурешитханниң – иҗрасидики бүйүк муқамлар Измир асминиға долқунлап кәтти!

 

Сатарим тариға җан риштисидин тар ешип салсам,

Аниңким налисидин бенаваниң көңлини алсам.

Муқам чалип, муқам ичрә муқамни дилға җа қилсам,

Муһәббәт койиға салса, аниң алдида мән чалсам.

Муқамларниң атасини һүсәйнию, Әҗәм дәрләр,

Булардин юқариким пәрдәи Баятини чалсам.

Баяти һәқтә ала ядида чалсам пәя-пәйким,

Көңүлләр бенава болғанини билсәм Нава чалсам.

Аралап чалсам Ошшақни, ғәзәлни Ракқа йәткүзсәм,

Шәбистану сәһәрләрдә Мушавирәк, Пәнҗигаһ чалсам!!!…

Мәшрәпниң ушбу ғәзәли билән башлинидиған «Рак» муқаминиң муқәддимисини Меһрат Рәхмәтҗан ижра қилди. Алаһидә тәкитләйдиған йери шуки, һәр қандақ муқамчи үчүн бәк мурәккәп болған бу арияниң чоңқур мәзмунини Рәхмәтжан өзигә хас кәң аваз диапазони, әҗайип маһарити билән тамашибин дилиға йәткүзүшни билди. Залда олтарғанлар орунлиридин турушуп «Чох гүзәл!!!», «Чох гүзәл!!!» дәп тәрәп-тәрәптин вақиришип гүлдүрас алқишлар билән нахшичиға алаһидә еһтирам билдүрүшти.

Аманнисахан ролини өзиниң көркәм гөзәллиги, зилва бой-турқи һәм чирайлиқ авази билән ижра қилғучи – Луиза Розахунова театримиз репертуаридики бир түркүм музыкилиқ әсәрләрдә баш қәһриманлар образлирини яритип, актерлуқ саһада мол тәжрибигә егә нахшичи болса, Абдурешитхан ролидики Меһратниң кәспий театримизда паалийәт елип бериватқиниға техи көп вақит болғини йоқ. Абдурешитхан – униң Уйғур театри сәһнисидики дәсләпки роли. Шуниңға қаримай, нахшичи сәһнигә бәк ярашқан қәдди-қамити билән Абдурешитхан образини һәртәрәплимә ечип берәлиди. Абдурешитхан билән Аманнисаханниң дуэтлири, уларниң бир- биригә болған сап муһәббити, муқамларға болған зор иштияқини икки яш нахшичи бабида ижра қилип, һәммини қайил қилди. Бу күнләрдә Нуралим Варисов, Саһидәм Мәшрәпова охшаш нахшичи-муқамчилиримизниң йолини дадил давамлаштуридиған яш әвлат муқамчилириниң йетилип чиқиватқини үчүн һәқиқий мәнада мәғрурландуқ.

«Муқамчилар» әсәридә Аманниса дадисиниң җиддий мәшиқләндүрүши вә өзиниң зор қизиқиши билән кичигидин башлапла сатар һәм тәмбүр челишни үгинишкә башлайду. У өз арзуси йолида издинип, һөснихәт йезип, саз челишни, муқам ейтишни мәшиқ қилип жүргән күнләрниң биридә Султан Абдурешитхан шикарға чиқип, Аманниса яшиған жутқа келип қалиду. Аманнисаниң сәрвиқамәт җамали, шеирий вә хәттатлиқ маһарити, музыка әсваплирини челиш истедатиға қайил болған Абдурешитхан, уни ордиға елип келип, муқам рәтләш, ислаһ қилиш ишлириға җәлип қилиду. Султан Абдурешитхан Аманнисаниң әҗайип нәпис шеирлириға, җараңлиқ вә һәрқандақ адәмниң қәлбини өзигә мәһлия қилидиған муқамлириға, униң әқил-параситигә һәйран қалиду һәм гөзәл шаирәни өз некаһиға алиду. Аманнисахан ордида техиму зор илһам билән издинип ишләшкә киришиду. Әйнә шундақ қизғин вақиәләргә толуп ташқан «Муқамчилар» әсәридики қәһриманлар рольлирини ижра қилғучилар – асасән «Нава» ансамблиниң нахшичилиридур. Чүнки мәзкүр әсәрдә ижрачидин әң алди билән муқам ижра қилиш маһарити тәләп қилинғачқа, бу әсәрни сәһниләштүргән Қазақстанниң хәлиқ артисти, театрниң бәдиий рәһбири Мурат Әхмәдиев Нуралим Варисов (Муқамчи), Саһидәм Мәшрәпова (Абдурешитханниң аниси Гүлшәним), Фурқәт Зайиров, (Шаир Деванә), Долқун Аманбаев (Нөкәр), Алимжан Абдуллаев (2-нөкәр), Фируза Җалалова (кенизәк), Дилбәр Бурһановаларни (2-кенизәк) таллавелип хаталашмапту.

– «Муқамчилар» әсәри – «Рак» муқамини толуқ өз ичигә алиду, – дәп журналистлар билән болған сөһбәттә өз мәвқәсини билдүрди Мурат ака. – Лекин һәр бир нахшичиниң йәккә нахша орунлиши үчүн, «Рак» муқаминиң композицион қурулмисини сақлап қалған һалда, әсәргә қошумчә номерларниму киргүздуқ. Жүмлидин, «Рухсарә» уссул ансамблиниң репертуаридики «Әпкәч уссулиниң» башлинишида Фируза Жалалова билән Дилбәр Бурһанова икки куплет дуэт ижра қилиду. Андин вақиәләр давамида иҗра қилинидиған «Бовайлар уссулиниң» биринчи қисмида Алимҗан Абдуллаев үч куплет нахша иҗра қилиду, уссулниң давами йәнә «Рак» муқаминиң жоласи билән давамлишиду. «Илһам» намлиқ аммивий уссулму Долқун Аманбаевниң иҗрасида ейтилған икки куплет нахша билән башлинип, давами шох уссулға алмишиду. Бу қошумчә номерларға йезилған җәми йәттә куплеттин ибарәт шеирлар – көрнәклик шаирә, хәлиқара «Алаш» мукапитиниң саһиби Патигүл Мәхсәтованиң қәлимигә мәнсүп. Демәк, бу қошумчә номерлар, аммивий уссуллар арқилиқ биз «Муқамчилар» әсәриниң мәзмунини техиму кәңәйттуқ.

 

***

Гастролимизниң новәттики нишани – Осман империясиниң биринчи пайтәхти – Бурса шәһири. Шәһәр Мәрмәрә деңизиниң саһилиға җайлашқан болуп, бай тарихқа егә вә наһайити көп тарихий дәвирләрни баштин кәчүргән. Шәһәрдә дәсләпки Осман мемарчилиғиниң барчә бүйүк ядикарлиқлири сақлинип қалған. Уйғур сәньәткарлириниң кәлгининидин вақип болған тамашибинлар, шәһәр мәркизидики чоң концерт залиға жиғилишти. У күни оюнимизға Бурсадики сәньәт коллективлири, алий оқуш дәргаһлириниң студентлири, музыкашунас алимлар, устазлар көпләп қатнашти.

Спектакль – концерт башлиниши билән залда җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Муқамларни тиңшашни билиш – уму өз алдиға бир сәньәт! Спектакль түрк тилида синхрон тәржимә арқилиқ елип берилди, сәһнидики сәньәткарлар залдикиләрни икки саат давамида уйғурниң өтмүшигә башлап елип кирип кәтти. Арияләр, дуэтлар, хорлар уссуллар билән алмишип турди. Ширин Илиеваниң иҗрасидики Жола уссули, Динара Бәкриеваниң иҗрасидики «Рак» муқаминиң мәшривигә ойниған йәккә уссули, «Чинә-тәхсә» аммивий уссулдики Гүлнарә Турсунова ойниған интайин мурәккәп йәккә уссули, Илдар Абдуллаев, Рәхмәтҗан Йолдашевларниң чаққан һәрикәтләр билән иҗра қилған уссуллири тамашибинларниң гүлдүрас алқишиға егә болди. Кәч йәкүнидә Уйғур театриниң мудири Руслан Тохтахунов, театрниң бәдиий рәһбири Мурат Әхмәдиев, драматург Әхмәтжан Һаширийға Бурса шәһәр һакимийити Мәдәнийәт вә сәньәт бөлүминиң мудири Йүсүп Севинч миннәтдарлиқ изһар қилип хатирә соғиларни тапшурди.

 

***

26 – июнь күни кәчқурунлуғи шәһәрдики «Mehmet Akіf Ersoy Kultur Merkezі» театр бенасиға асасән Стамбулда истиқамәт қиливатқан уйғурлар жиғилди. Театр залида яш балилардин тартип, аппақ сақаллиқ мөтивәр бовайлар, ақчачлиқ момилар, чирайлиқ жигит-қизларни учритишқа болатти. Уларниң бесим көпчилиги һәрхил сәвәпләр билән Түркиягә келип олтирақлишип қалған уйғурлар…

Пәрдиму ечилди. Муңлуқ сатар (Сатарда Абдумутәлип Жалалов) аһаңидин залда жим-житлиқ һөкүм сүрди. Андин әшу сехирлиқ аһаңға җор болған муқамчилар бир бирләп қәдәм бесип, сәһнә төридики уйғурниң муқәддәс саз-әсваплирини қоллириға елишип орунлириға олтиришти. Бешидин талай еғир күлпәтләр өткән Муқамчиниң (Нуралим Варисов) дилларни ләрзигә салидиған муқами яңримақта. Муқамларға тәәлуқ қатму қат мелодияләр зәнҗирдәк мурәккәп вақиәләр гирәләшкән һалда риважлинип, һәр хил музыкилиқ образларни яритиватқинида, мән тамашибин залини күзәттим. Шу чағ тиңшиғучиларда һаяжанлиқ, хошаллиқ вә үмүтварлиқ, җошқунлуқ вә көтирәңгүлүк, муңлуқ вә хиялчанлиқ, муһәббәт вә нәпрәт туйғулирини пәйда қилидиған «Муқамчилар» әсәриниң һәм сюжет тәрипидин, һәм сәһниләштүрүлүши җәһәттин болсун, бүгүнки тамашибин еһтияҗини толуқ тәминләйдиған әсәр екәнлигигә көзүм йәтти. Әсәр башлинишида Аманнисахан: «…Һә, инсан үчүн әң қиммәт нәрсә – киндик қени төкүлгән муқәддәс зиминдур… Әзиз Вәтән, жуттин җуда болуш һеч кимниң бешиға кәлмисун…» – дәп роһий чүшкүнлүктә өз атисидин айрилишлири, әсәр йәкүнидә болса, «Муқамлиримиз өлмәйду, у мәңгү яшайду!» – дәп келәчәккә зор үмүт билән хитап қилиши – мана бу мәзкүр әсәрниң әң асасий «татлиқ меғизи» яки йәшкүчи түгүни болди…

«Муқамчилар» сәһнә әсәриниң муәллиплири Әхмәтҗан Һаширий билән Мурат Әхмәдиевниң тәкитлишичә, «12 муқамниң» сәһнимиздә қир – сирлири, маһийити, әһмийити, қәдрийәтлири техи толуғи билән ечилмиди. Театримиз тарихида бир нәччә қетим муқамлар, муқамчиларниң паҗиәлик өтмүшлири һәққидә бир түркүм музыкилиқ әсәрләр, театрлаштурулған концерт программилири сәһниләштүрүлүп кәлгән болсиму, у әсәрләрдә биз «12 муқамға» умумий һалда яндишип, муқамлардин парчиларни яки пәқәт дастан, мәрғул, мәшрәплиринила сәһнигә елип чиқалидуқ. Бир муқамни толуғи билән бу хил тәриздә сәһниләштүрүш ишлири техи әнди қолға елинди. Новәттә сәһниләштүрүлидиған «Чәпбаят» муқамида «Рак» муқамидики вақиәләр давамлишидиған болиду.

Спектакль ахирида тамашибинлар өзлириниң әң алий тиләклири ипадиләнгән хуш пурақ гүлдәстилири, хатирә соғилирини тәғдим қилғач, сәньәткарларни бағриға мәккәм бесишти, көзлиридин аққан иссиқ яшлириға егә болалмиди. Андин улар сөйүмлүк сәньәткари Мурат Әхмәдийниң бир нахша ейтип беришини тәләп қилған һалда тәрәп тәрәптин «Тойлар мубарәк!», «Биринчи муһәббәт!» дейишип вақирашқа башлиди. Мурат ака уларниң тәливигә бенаән, ижра қилған «Биринчи муһәббәт» нахшисини пүтүн залдикиләр хор қилип давамлаштурди. Оюн аллиқачан түгисиму, худди нәччә вақиттин издәп жүргән есил нәрсисини тепивалғандәк, өйлиригә задила алдиримай, өзара мулаһизә қилип олтарған адәмләрниң арисида өзини Әхмәт һажим – дәп тонуштурған бир мөтивәр тәсиратини мундақ йәткүзди: — “Яқа жутларда яшаватқан қан қериндашлиримни, уларниң өз тилини, урпи-адәтлирини, әдәбиятини, мәдәнийитиниң бир пүтүнлигини сақлап, асрап келиватқанлиғиниң бир ипадисини мән нәқ мошу Қазақстандин тәшрип буйриған сәньәткарлардин көрдүм, наһайити һаяжанландим, тәсирләндим. Силәргә нисбәтән мениң һөрмитим чәксиз ашти. Сәньәткарларниң маһаритиға тәсәнна оқудум. Пат-пат бу тәрәпләргә келип мошундақ оюнларни қоюшиңларға тиләкдашлиқ билдүримән. Ақ йол тиләймән, биз силәрни тәшналиқ билән күтимиз”

Тамашибинлар арисидин иҗтимаий тор арқилиқ хелидин бери маңа тонуш болған Мурат Орхонни тонуп қалдим. Стамбулда «Издиниш» журналини чиқиришни қолға алған бу жигиткә мәнму миллий театримиз һәққидики бир түркүм мақалилиримни йоллиған едим. Уларниң бир нәччиси мәзкүр журналдин орун алди. Әндиликтә болса биз йүзму йүз көрүшүп, тонушуш пурситигә егә болғинимиздин толиму мәмнун болдуқ. 1997-жили Стамбулға алий билим егиләш мәхситидә кәлгән бу жигит, асасән компьютер саһасида кәспий мутәхәссис болуп йетилип, бу күнләрдә өзи оқуған университетта оқутқучи болуп паалийәт жүргүзүветипту.

– Илмий ишим компьютер билән тил болғанлиғи сәвәплик, уйғур тилиниң техиму мукәммәл екәнлигини һис қилған һалда, әдәбиятчилар, тилшунаслар билән һәмкарлиқта тәҗрибә топлаш җәриянини баштин кәчүрүватимән – дәйду Мурат Орхон сөһбәтара. – Шу сәвәптинму «Издиниш» журнали үч хил йезиқта – йәни кириллица, уйғур һәм латин йезиқлирида чиқиватиду. Бу журналниң жиғиндисини китап шәклидә чиқирип, пүткүл дуниядики уйғур қериндашларға, университетларға, китапханиларға тарқитимиз. Мәктәпләрдә уйғур тилини тәтқиқат қилидиғанларға бу чоң ярдәм болиду.

Мән көплигән чәт әлләргә берип, қериндашлиримиз билән зич арилишиватимән. Европиниң көп мәмликәтлиридә болдум. Байқиғиним, һазир уйғурлар һәқиқәтән ойғиниватиду. У йәрләрдә уйғур тилини үгиниш курслири ечилған. Һәптидә икки-үч саат дәрис өтүлиду. У курсларға уйғурлар балилирини апирип жиддий үгиниватиду, тилни сақлап қелишқа тиришиватиду. Мошу җәһәттин алғанда, уйғур тилидики мәктәпләрни дөләт тәрипидин тәминләватқан – пәқәт Қазақстан. Бизниң шуңа Қазақстандин үмүтимиз зор. Шуниң үчүн Қазақстан һөкүмитиниң уйғурларға яритип бериватқан мундақ зор һиммитидин пайдилинишни билишимиз керәк…

***

«Муқамчилар» сәһнә әсәри 27-июнь күни икки мәйдан тамашибинлар һозуриға һавалә қилдуқ. Оюнимизни Стамбулниң әтрапидики қериндашлиримизниң тәләплиригә бенаән «Baglarbasі Kongre ve Kultur Merkezі» чоң театр бенасида күндүзи саат 15 – 00да көрсәттуқ. Кәчқурунлуғи болса, шәһәр мәркизидин хелила жирақ, даңлиқ «Maltepe Unіversіtet» бенасиға йол бойи бүк-барақсан тағ бағриға тәбиәт сеһригә мәһлия болған һалда йетип бардуқ. Шақирап аққан сүзүк тағ сүйи, униңдики белиқларниң үзүшлири, қушларниң бәс бәстә шох сайрашлири, көп-көк чимәнзарлиқ, рәңму – рәң гүлзарлиқлар адәм дилиға һәқиқий эстетик ләззәт беғишлайдекән. Университет бенасиға алаһидә тәклип қилинған меһманлар, студентлар, сәньәт университетиниң устазлар коллективи, аддий тамашибин лиқ толди. Гастролимизни уюштурушта Уйғур театри мәмурийити билән һәмкарлиқта иш елип барған «Buzzagі medіa solutіons» Мәдәнийәт вә сәньәтни тәрғип қилиш ширкитиниң Баш мудири Илһам Ефе сәһнигә көтирилип, театримизға миннәтдарлиғини билдүрди вә мәзкүр ширкәт намидин барлиқ сәньәткарларға Тәшәккүрнамә тапшурди.

Әтиси 28-июнь күни Стамбул шәһириниң чоң концерт залида гастрольни йәкүнлидуқ. У күни Стамбул шәһириниң һакимийити, Стамбул Мәдәнийәт департаменти, «Бүйүк Түрк дунияси» җәмийәтлик бирләшмиси һәм Қазақстанниң Түркиядики Әлчиханисиға вакаләтән бир түркүм меһманлар тәшрип қилди. Оюн ахирида артистлар бүйүк Абайниң «Көзімнің қарасы» нахшиси вә түркчә уссуллуқ нахшини һәдийә қилишти. Гүлдүрас алқишлар садасида сәһнигә көтирилгән меһманлар театр рәһбәрлигигә, сценография вә кийим-кечәкләр үлгисини тәйярлиған театримизниң Баш рәссами Гөзәл Мәмединоваға, уссулларни сәһниләштүргән театрниң Баш балетмейстери Эльмира Сәйдуллаеваға, Гүлбәһрәм Турдиева һәм Эльдар Абдуллаевларға, театримизниң музыка рәһбири Ниязжан Турсуновқа, умумән Уйғур театри сәньәткарлириниң йүксәк маһаритигә апирин ейтишти.

Пурсәттин пайдилинип, мәзкүр гастрольни уюштурған «Buzzagі medіa solutіons» Мәдәнийәт вә сәньәтни тәрғип қилиш ширкитиниң Баш мудири Илһам Ефеға «Бүйүк Түрк дунияси» җәмийәтлик бирләшминиң тәркивидики ханим-қизлар кеңишиниң рәиси – тиҗарәтчи Рошәнгүл Турсунниязға сәньәткарларниң үнүмлүк дәм елишиға яхши шараит яратқанлиғи үчүн миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз. Йолға атлиниш алдида Зульфия һаҗим исимлиқ тиҗарәтчи «Гөзәл һаят» уйғур ресторанида зияпәт бәрди.

Шундақ қилип, уйғурни чидамлиқ, сәвирлик вә үмүтварлиққа үндигән муқамлиримизни яңритип «… Хош, әзиз қериндашлар! Биз йәнә учришимиз!” – дегән зор үмүт – ишәнчләр билән хошлаштуқ.

 

Гүлбаһар НАСИРОВА.

Алмута-Стамбул-Измир-Бурса-Стамбул-Алмута.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=40003

 
Интересный материал? Поделись с другими: