Open login
Главная Новости «Гүлайимниң» дәсләпки қәдими.
«Гүлайимниң» дәсләпки қәдими.
22.08.2019 16:37   

«Гүлайимниң» дәсләпки қәдими

«Уйғур авази» гезити, 21 август 2019 ж.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,

 

Йеқинда Пәнҗим йезисидики Мәдәнийәт өйидә «Гүлайим» уссулчилар топиниң «Яшлиқ – сөйгү, сәнъәт мәңгү» намлиқ концерти болуп өтти.

Бу жил Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасы Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән «Яшлар жили» дәп елан қилинип, җай-җайларда яшларни қоллап-қувәтләш вә уларниң вәтәнпәрвәрлик, туғулған йеригә болған муһәббитини шәкилләндүрүш мәхситидә чарә-тәдбирләр давамлиқ уюштурулуватиду. Мәзкүр концертни өткүзүш тәшәббускари Гүлнарәм Аблизму мошуни көздә тутти.

Пәнҗимдики 300 орунлуқ Мәдәнийәт өйидә бош орун йоқ. Һәмминиң диққити сәһнидә. Чүнки мәзкүр концертниң башқилардин алаһидилиги шуки, бу күни йезидики сәнъәткә иштияқ бағлиған яшлар сәһнидә дәсләпки қетим өз һүнәрлирини намайиш қилмақчи. Шуңа биз концертқа кәлгән бели мүкчәйгән бова-момилар билән ушшақларниңму концертниң башлинишини тәқәзалиқ билән күтүватқанлиғини байқидуқ.

Риясәтчи Сулайман Айдаров көпчиликкә «Гүлайим» уссул ансамблиға рәһбәрлик қиливатқан миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Гүлнарәм Аблизни тонуштурғандин кейин, кәч Мәдәнийәт өйиниң хадими Марат Отаршиев билән Төвәнки Пәнҗим йезисидики Мәдәнийәт өйиниң хадими Гүлзәпирәм Мусаеваниң орунлишидики «Туған жер» нахшиси билән башланди. Андин «Гүлайим» ансамблиниң уссулчилири қазақ, уйғур, өзбәк, рус вә испан хәлқиниң миллий уссуллирини зор маһарәт билән иҗра қилди.

 

Тәкитләш керәкки, Гүлнарәм Аблиз өзи кәспий сәнъәткар әмәс. У пәқәт уссул шәйдаси. Шуниңға қаримай, 2018-жилдин башлап, йезидики мәктәп оқуғучилирини бош вақтида уссул сәнъитигә үгитишни қолға алди. Бир жил тинмай мәшиқлинишниң нәтиҗисидә оттузға йеқин бала миллий уссулларни үгинип, көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилишқа башлиди.

Мана, бүгүн биз әйнә шу уссулчи қиз-жигитләрниң әвришим уссуллирини, кәчкә тәклип қилинған меһманларниң нахша-сазлирини тиңшап, икки саат вақитниң қандақ өтүп кәткәнлигини сәзмәй қалдуқ.

Кәч ахирида сәһнигә көтирилгән Пәнҗим йезисиниң мөтивәри, пешқәдәм устаз Мәрүп Арзиев жутдашлирини, жирақ-йеқиндин кәлгән тамашибинни көптин күткән сәнъәт кечилиги билән тәбрикләп, мундақ деди:

– Бүгүн биз буниңдин 50 жил муқәддәм, илгәрки Калинин намидики егиликниң колхозчилардин тәркип тапқан «Шатлиқ» һәм «Туған жер» ансамблиниң варислирини көрдуқ десәк, артуқ ейтқанлиқ болмас. Чүнки уларму дәсләпки қәдимини мошу муқәддәс сәһнидин башлиған еди. Һазир улар җумһурийәт, һәтта униң сиртиғиму кәң тонулуп, пешқәдәмләр аталди. Достлуғи билән бирлиги ярашқан жутумизда икки милләтниң өзара достлуғини күйлигән нахша-сазлардин түзүлгән концерт программисиниң тәшәббускари, уссулчиларниң устази Гүлнарәмгә жутдашлар намидин рәхмәт ейтимиз.

Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һәйъят әзаси Һүсән Еләмов, наһийәлик этномәдәнийәт мәркизи вә тәвәниң жут-җамаәтчилиги намидин изгү тиләклирини изһар қилип, Пәхрий ярлиқ тапшурди. «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ иҗадий бирләшмисиниң Панфилов наһийәси бойичә вәкили Сүбһидин Мәңсүров Тәшәккүрнамә тапшуруп, иҗадий утуқ тилиди. Шуниңдин кейин жутдаш шаир Аблеким Дамоллаев Гүлнарәм Аблизға беғишлап иҗат қилған шеирини оқуп бәрди. Пәнҗим йеза округи һакимийити йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Муһит Әзизов, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Разийәм Сайитбаева, анилар намидин Шеринбанум Дуганова вә Шәмсимәһәмәт Ниязов Гүлнарәм Аблизниң уссул сәнъитигә болған иштияқи-маһаритини тәрипләп, иллиқ тиләклирини изһар қилди.

Кәч ахирида жут мөтивәри Шәмсимәһәмәт Ниязов мундақ деди:

– Мән бу концерттин чоңқур тәсират алдим. Өзи кәспий сәнъәткар болмисиму, тәҗрибилик хореографлардәк уссул сәнъитиниң қир-сирлирини үгитиватқан қизимизниң көп издәнгәнлигини байқавелиш тәс әмәс. “Яшлар жилиға” мунасивәтлик уюштурулған мәзкүр кәч барлиқ җәһәттин утуқлуқ өтти. Йошурушниң һаҗити йоқ, мән “концерт болиду”, дегәнни аңлап әнсирәш илкидә қалған едим. Чүнки концерт вә спектакльларға тамашибин жиғиш наһайити қийин. Әнди бүгүнки сәнъәт кечисидә билет сораватқанларни көрүп, көңлүм бираз имин тапқандәк болди вә уларни өрә туруп болсиму көрүшкә дәвәт қилдим. Етиздики ишини ташлап, Гүлнарәмни қоллиған йезимизниң жигитбашлириға алаһидә миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән.

Бизму бу концертниң утуқлуқ өтүшигә салмақлиқ һәссә қошқан барлиқ жигитбашлириға миннәтдарлиғимизни билдүрүп, Гүлнарәм билән униң шагиртлириға ақ йол тиләймиз.

Панфилов наһийәси.

Сүрәттә: “Гүлайим” уссул ансамблиниң рәһбири Г.Аблизға Тәшәккүрнамә тапшуруватқан пәйт.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=40451

 
Интересный материал? Поделись с другими: