Open login
Главная Новости Улуқ Ғалибийәткә – 75 жил!
Улуқ Ғалибийәткә – 75 жил!
09.05.2020 20:18   

Улуқ Ғалибийәткә – 75 жил!

Аридин 75 жил вақит өтсиму у дәһшәтлик күнләрни һазирқи әвлатму ядидин чиқармайду. Чүнки бүгүнки күндә шу дәһшәтлик күнләрдин йеңип бизгә бүгүнкидәк парлақ келәчәкни һәдийә қилған әзиз қәһриманлиримиз бармақ билән санавалғидәк болсиму, уларға баш егиду. Һәқиқәтәнму «Һеч ким вә һеч нәрсә унтулмайду!»

Бүгүн биз  бу күнни мәйрәм күни сүпитидә хуш кәйпиятлар илкидә қарши алсақму, шу күнниң тирик гувачилири болған қәһриман бова-момилиримиз көзлиригә яш елип әсләйду. Шундақ, көзләрдин яш аққузуп, дилға сақаймас яра қалдуридиған уруш әндиликтә болмисун! Елимиз аман, хәлқимиз өм –инақ яшап, бирлигимиз өчмисун!

Улуқ Ғалибйәтниң 75 жиллиғи мубарәк болсун, қериндашлар!

Ұлы жеңіс күнімен!

С Днем Великой Победы!

«Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси

 

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: