Open login
Главная
Әлвида, чақчақчилар пешиваси!
19.09.2013 00:09   

Әдәбиятимизниң ләтипә-чақчақ жанрида өз һүнирини намайиш қилип, хәлқимизгә роһий озуқ һәдийә қилған, «Заманивий Нәсирдин Әпәнди» нам алған даңлиқ чақчақчи, миллий сәнъитимиз жанкөйәри Һесам Қурбан мошу жилниң 15-сентябрь күни Үрүмчи вақти саат 4:30 да 83 йешида пани дуниядин мәңгүлүк видалашти.

Уйғурларниң заманивий әдәбият жанрида әң атақлиқ шәхслириниң бири болған, өзини көрмисиму, чахчиғини аңлап, һәтта , исмини аңлиғанла йәттә яштин-йәтмиш яшқичә һәр кишидә ихтиярсиз күлкә пәйда қилидиған хасийәткә егә, даңлиқ чақчақчи Һесам Қурбан 1930-жили Ғулҗа шәһириниң шәһәр ичи Орда мәһәллисидә тиҗарәтчи һәмдә атақлиқ хәлиқ қизиқчилири аилисидә дунияға кәлгән. Саватлиқ вә өткүр сөз маһири болушни алди билән Һесам дадисидин үгүнүп шу яқни устаз тутиду. Или мәшрәп сорунлирида пишип йетилип ШУАРниң һәр қайси җайлирида, мәшрәп сорунлирида, той-төкүнләрдә, кейинәрәк жут әһлигә маһарәт көрситип, зор алқишқа вә жуқири баһаға еришкән.

«ПӘРВАЗ» уйғур ижрачилар бирләшмисиниң йүзлигән әзалири вә http://www.parvaz.kz/торимизниң миңлиған оқурмәнлири намидин заманивий уйғур чақчақчилириниң пешиваси болған Һесам Қурбанниң вапат болуши мунасивити билән мәрһумниң аилисигә вә қом-қериндашлириға чоңқур қайғуруп тәзийә билдүримиз!

«ПӘРВАЗ» уйғур ижрачилар бирләшмиси

 

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: