Open login
Главная
Яша вә яшна муқам.
22.11.2013 12:56   

«Уйғур авази» гезити 22 ноябрь 2013 ж.

Өткән һәптидә Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида Бурһандин Таҗидинов рәһбәрлигидики «Алмута мәшриви» әзалириниң уюштуруши вә Уйғур театриниң қоллап-қувәтлиши билән миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәри Садиқҗан Юнусовниң «Мир» нәшриятидин йоруқ көргән «Уйғур он икки муқами вә уйғур хәлиқ нахшилири» намлиқ китавиниң тонуштуруш мәрасими өткүзүлди.


Бирдинла шу нәрсини қәйт қилмақчимизки, «Яша вә яшна муқам» мавзусидики мәзкүр кәч сценарийиниң, сөзлигүчиләр билән муқам вә хәлиқ нахшилирини арилаштурған һалда, идитлиқ түзүлиши, уни башқа тәнтәниләрдин пәриқләндүрүпла қоймастин, көпчиликниң қизғинлиқ билән тамашә қилишиға түрткә болди.

Кәчни риясәтчи — Уйғур театриниң актери Гүлбаһар Насирова киришмә сөз билән ачқандин кейин, пешқәдәм журналист Ядикар Сабитов әҗдатлиримиз яратқан уйғур миллий сәнъитиниң гүлтаҗиси болған Уйғур он икки муқами тоғрилиқ қисқичә мәлумат бәрди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов мәзкүр әмгәк сәнъәт шәйдалириниң тәшналиғини қандуридиғанлиғини тәкитлигәч, ушбу китапни нәширгә тәйярлиған шәхскә һәм униң оқурмәнләр билән үз көрүшигә маддий җәһәттин яр-йөләк болған «Алмута мәшривиниң» әзалириға миннәтдарлиқ билдүрди. Натиқ шундақла өткән әсирниң 70-жиллири Ташкәнттә Өзбәкстанниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби, уруш вә әмгәк ветерани, һели мәрһум Хеләм Худайбәрдиевниң әҗир сиңдүрүши билән он икки муқамниң аваз лентилириға вә граммпластинкилириға йезилғанлиғини, Алмутида муқамшунас алим Тамара Әлибақиеваниң «Он икки муқамниң» Или нусхисини тәһлил қилип, чоң һәҗимлик илмий әмгәк яратқанлиғини атап өтти.

 

Тәнтәнә давамида сөзгә чиққан педагогика пәнлириниң доктори Мунәввәр Юнусова Уйғур он икки муқаминиң әһмийити билән маһийитигә әтраплиқ тохтилип өтти. Шуниңдин кейин сөз новитини алған пешқәдәм сәнъәткар Азитим Бурһанов, Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров муқамларни үгиниш вә уни тәрғип қилиш тоғрилиқ өз ой-пикирлири билән ортақлашти. «Алмута мәшривиниң» беги Бурһандин Таҗидинов вә униң әзалири Рустәм Ниязов, Ришат Идайәтов Садиқҗан Юнусовқа чапан кийгүзсә, Горный Гигант мәһәллисиниң мөтивәри Җамалдин һаҗим Қәмирдинов 1000 АҚШ доллириға китап сетивелип, уни уйғур мәктәплиригә һәқсиз таритип беридиғанлиғини ейтти.

«Нава» фольклор ансамблиниң нахшичилири Нураләм Қурванбақиева, Толунай Әйсарова, Нуралим Варисов, Фурқәт Зайиров, Долқун Аманбаев, Алимҗан Абдуллаев һәм «Дияр» топи тәрипидин иҗра қилинған муқам вә хәлиқ нахшилири залдикиләрни иллиқ туйғуларға бөлигән болса, уссулчи қизлар билән жигитләрниң вә бирнәччә хәлиқара конкурсларниң лауреати аталған талантлиқ уссулчи Халидәм Махмутова тәрипидин орунланған «Чинә-тәхсә» уссули әвришим һәм нәпислиги түпәйли тамашибинларни қайил қилди. Әнди Садиқҗан Юнусов өзиниң шагиртлири, талантлиқ сәнъәткарлар Марат Норузов вә Тайирҗан Худайбәрдиев билән сәһнигә көтирилип, «Рак» муқаминиң үчинчи дастанини мәрғули билән орунлиғанда, қәлби хошал болуп олтарған тамашибинлар техиму роһлинип кәтти.

Кәч ахирида Садиқҗан Юнусов өзиниң намиға иллиқ тиләклирини изһар қилған меһманларға һәм ушбу әдәбий-музыкилиқ кәчни уюштурғучиларға, шундақла «Уйғур он икки муқами вә уйғур хәлиқ нахшилири» китавини нәширдин чиқиришқа маддий җәһәттин яр-йөләк болған Алмута шәһәрлик Уйғур жигитбашлири бирләшмиси йенидики «Алмута мәшривиниң» әзалириға миннәтдарлиғини изһар қилип, мәзкүр китап һәрбир уйғур аилисиниң өйидә туруш керәклигини қәйт қилди.

Шәмшидин АЮПОВ.

http://uyguravazi.kz/?p=10841#more-10841

 
Интересный материал? Поделись с другими: