Open login
Главная
Мустәқиллик күнигә беғишланди.
28.12.2013 03:14   

«Уйғур авази» гезити 26 декабрь 2013 ж.

Көрнәклик шаир, мәрһум Абдумеҗит Дөләтовниң иҗадийитигә беғишланған шеирийәт фестивалини өткүзүш әнъәнигә айланғанлиғи һәммигә мәлум. Бу фестиваль хәлқимизниң мәнивий байлиғини ашуруш билән биллә иҗадийәт билән мәшғул болушқа йеңидин қәдәм ташлиған һәвәскарларниң қәлбигә илһам берип, яш талантларни тонутушта муһим роль ойнаватқанлиғи талашсиз. Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисида наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән Мустәқиллик күнигә беғишланған шеирийәт фестивали болуп өтти.

Йеза Мәдәнийәт өйидә өткүзүлгән мәзкүр фестивальда шеирийәткә һәвәс бағлиған өсмүрләр өзлириниң иҗадийитигә мәнсүп шеирларни ипадилик оқуш билән биллә шаир иҗадидин нәмуниләрни ядқа оқуди. Фестивальға өз шеирлири билән қатнашқан И.Саттаров намидики Ғәйрәт оттура мәктивиниң оқуғучиси Асим Шаһзад, И.Тайиров намидики Байсейит оттура мәктивиниң оқуғучиси Шахназ Һейтҗанова, Садир намидики Таштиқара оттура мәктивиниң оқуғучиси Руслан Һәмраев, Маливай йезисидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Дилдара Надирова, шундақла Өмәр Муһәммәдий намидики Ават оттура мәктивиниң оқуғучиси Дилназ Рәһимова өзлириниң талантини йәнә бир қетим намайиш қилип, көпчиликниң иллиқ инкасиға бөләнди.

Мәзкүр фестивальға алаһидә тәклип қилинған россиялик уйғур шаири Вельям Садиқов өзи язған шеирлар билән бирқатарда Абдумеҗит Дөләтовниң рус тилиға тәрҗимә қилинған шеирлирини зор һиссият илкидә оқуп бәрди.

Ахирида А.Дөләтовниң қериндашлири Қурванҗан Дөләтов, Абдуғени Абубәкиров сөзгә чиқип, мәзкүр фестивальни өткүзүшниң тәшәббускари вә уюштурғучиси, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалдиға өзлириниң сәмимий миннәтдарлиғини изһар қилди.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kz/?p=11354#more-11354

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: