Open login
Главная
«Өрлә, сәнъәткар!»
14.03.2014 20:53   

"Уйғур авази" гезити 13 март 2014 ж.

Өткән йәкшәнбә күни Алмута шәһиридә «Аламәт» продюсерлиқ мәркизи тәрипидин уюштурулған «Өрлә, сәнъәткар!» мавзуси астида хәлиқ талантлириниң фестивали болуп өтти. Униңға Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк регионидин, Талғир наһийәсидин вә Алмута шәһиридин һәвәскар сәнъәткарлар қатнашти.Фестиваль иштракчилири миллий саз-нәғмә, нахша-уссул, драма вә башқиму жанрлар бойичә өз һүнәрлирини көрсәтти. Умумән, хәлиқ талантлириниң бу фестивальға чоң тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини тәкитләп өткән орунлуқ. Болупму иҗрачиларниң һәммиси өз нахшилирини җанлиқ авазда орунлиди. Шуңлашқа тамашибинлар уларни гүлдүрас чаваклири билән қарши елип турди.

—            Хәлқимиз арисида өз таланти, сәнъәткә болған иштияқи билән алаһидә иззәт-еһтирамға бөлүнүп келиватқанлар көпләп санилиду, — дәйду «Аламәт» продюсерлиқ мәркизиниң рәһбири Қәлбинур Аруп. — Бизниң асасий мәхситимиз уларниң чоң сәһниләрдин көрүнүши үчүн шараит яритиш. Фестивальға тәйярлиқ қилиш давамида Артур Илахунов вә Ихтиёр Рәҗәпов охшаш тонулған сәнъәткарлар билән һәмкарлиқта җай-җайларда таллавелиш турлирини өткүздуқ. Шуңлашқа фестивальға һәқиқий талантларни тәклип қилишқа муйәссәр болдуқ.

Пурсәттин пайдилинип, мәзкүр фестивальни өткүзүштә бизни мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовқа, Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуровқа, АШУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлзарәм Илиясоваға вә түрк этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлиригә, шундақла ярдәм қолини сунған Майдин Абдуллаевқа, Бибинур Ғоҗамбәрдиеваға, Һебуллам Абдуллаевқа, Турғунбүви һаҗим Яқуповаға, Рошәнгүл Әһәтоваға алаһидә миннәтдарлиқ изһар қилимән.

Концерт ахирида сөзгә чиққан ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов келәчәктә талантлиқ он нәпәр қиз-жигитниң ШУАРниң Үрүмчи шәһиридики сәнъәт мәктивигә оқушқа әвәтилидиғанлиғини тәкитләп, хәлиқ талантлириға утуқлар тилиди вә қатнашқучиларға диплом һәм соғиларни тапшурди.

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА.  http://uyguravazi.kz/?p=12311


 
Интересный материал? Поделись с другими: