«Уйғур авази» гезити 20 декабрь 2014 ж.
Пикирдин туғулған пикир/ «Биз, һәрхил гәпләрни тоқушқа бәк уста болуп кәттуқ, шуңлашқа бәзидә һәқ-наһәқни, яхши-яманни илға қилалмай қалимиз».
(ШУАРлиқ тонулған сәнъәткар Абдулла Абдуреһимниң Алмутидики Җумһурийәт сарийида өткән йәккә концертида ейтқан пикри).Һәқиқәтәнму һазир биз һәқ-наһәқни пәриқ қилмай турупла, һәрхил сәп-сата гәпләрни тоқушқа майил болуп кәттуқ. Униңға мисаллар йетәрлик. Мән бүгүн пәқәт өзәм беваситә аңлиған гәпләр тоғрилиқ тохтилип өтмәкчимән.
Мәлумки, мошу жилниң октябрь ейида җәнубий пайтәхттики Җумһурийәт сарийида Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қурулғининиң 25 жиллиғиға даир Шинҗаң сәнъәт юрти «Муқам» ансамблиниң концерт программиси көрситилди. Ушбу мәйрәмгә беғишланған мәйрәмни уюштурушниң тәшәббускари Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуров болғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Амма көпчилигимиз тарихий вәтинимиздин қәдәм тәшрип қилған сәнъәткарлиримизниң ушбу концертиға бериштин баш тартип, һәрхил әпқачти гәп-сөзләрни тоқуп чиқардуқ. У азлиқ қилғандәк, җамаәтчилик арисида «Әслидә, бу концерт һәқсиз көрсителәттекән, амма мәдәнийәт мәркизиниң бир топ әзалири пайда көрүш үчүн билет сетип, чүшкән пулни өзара бөлүшүваптәк», дегән гәп-сөзләр пур кәтти. Кимду- бирлири тәрипидин тоқуп чиқирилған ушбу елип-қачти гәпләрни бәзиләр униң теги-тәтигә йәтмәйла, һәқ-наһәқлигини билмәйла, уни техиму көптиришкә тиришти. Ечинарлиғи, мәзкүр концерт программисини уюштуруш тәшәббускарлириға һисдашлиқ билдүрүш бу яқта турсун, әксичә, уларниң абройиға дәхил йәткүзидиған һәрхил ойдурма гәпләрни тоқуп чиқардуқ. Һәтта, концерт болуштин бир һәптә илгири «Концертқа бармас керәк, билет елишниң һаҗити йоқ», дәп тәтүр тәшвиқат тарқатқанларму болди. Бирақ һечқайсимиз ушбу концерт программисини уюштуруш җәриянида мәдәнийәт мәркизиниң әзалири билән җәмийәтлик ишлар активистлириниң сәнъәткарлиримизни күтүвелишидин башлап, та аэропортқичә узитип қоюшқичә бәҗиргән миннәтсиз меһнити билән каримиз болмиди. У тоғрилиқ бир еғиз яхши гәп қилғинимиз йоқ. Чүшәнсәк, буму зор әмгәкни тәләп қилидиған иш. Һә, биз болсақ, уларни қоллап-қувәтләшниң орниға, паалийитигә путликашаң болуп, һәсәт уруғини чачтуқ. Һәммидин ечинарлиғи, мошундақ әпқачти гәпләр мошу жилниң ноябрь ейида үч күн уда «Шинжаң юлтузлири» концертлиқ программиси көрситилгәндиму йәнә тәкрарланди. Мәлумки, йәттә сәнъәт юлтузиниң беши қошулған ушбу концерт наһайити жуқури дәриҗидә өтти. Әлвәттә, бу концертни уюштуруш тәшәббускари болған ҖУЭМ әзалириниң тинимсиз меһнәт-әҗриниң мевиси. Амма, башта қәйт қилғинимиздәк, бәзиләр концертниң көңүлдикидәк уюштурулуп, униң көпчиликкә арамбәхш һәдийә қилғанлиғи тоғрилиқ гәп қилмай, әксичә, шу күни минбәргә көтирилип, сәнъәткарлиримиз билән миллий сәнъитимизни улуқлиған тамашибинларға қарита өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрүп, қәлб сөзлирини изһар қилған натиқларниң сөзлиридин хусур тепип, булуң-булуңда «кус-кус», «кот-кот» қилип, ғиңшип һармидуқ. Әқилгә сиғмайдиған йоқилаң ғевәт параңларни тоқуп чиқиришқа интилдуқ. Мундақ гәпләр бәзи тимақ ичидин кир издәйдиған көрәлмәсләргә майдәк яқти. Улар бу гәпләрни йәниму көптирип, һәқ- наһәқни пәриқ қилалмай, арисалда жүргәнләрни техиму қаймуқтурушқа башлиди.
|