Шөһрәтжан Сәвирдинов | |
|
«Пәрваз» уйғур ижрачилар бирләшмиси вә тори сәнъәтниң һәр хил саһалири бойичә йеңидин тонулуп келиватқан сәнъәткарлар билән толуқланмақта. Шундақ сәнъәткарниң Шөһрәтжан Дилмурат оғли. Шөһрәтжан Дилмурат оғли Сәвирдинов 1993-жили Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң мәркизи Чонжа йезисида туғулған. Оттура билимни мәзкүр йезидики Илья Бәхтия намидики уйғур оттура мәктивидә алған. Оттура билимни аяқлаштуруп Чонжидики №9 лицейида программист кәспигә оқушқа чүшүп уни муваппәқийәтлик тамамлайду.
Әнди уйғур сәнъитидә камдин кам учрайдиған рэп ейтиш сәнъитигә бала кичигидин һәвәс қилиду. «Қәлбим наваси», «Совуған көңүл» намлиқ өзиниң альбомлириниму чиқирип үлгирипту. Шундақла Шөһрәтжан йеңи «Мөжүзә» нами билән рэпқа һәвәскар достлири Әлишер Һесамдунов, Арман Ольяров, Назим Һакимов, вә Марселин Һезимовлар билән йеңи топ қурди. Шөһрәт тарихий Вәтинимиздә аммибаплиққа егә Hanturk, K-Han, Helal, PUD Almas, Mc Koz, Six-City, Namsiz, Nabi вә башқилар билән йеқин мунасивәттә(uyghurrap.com gangsamosa.com). Армини бүгүнки күндә уйғур сәнъитидә асқап келиватқан сәнъәтниң бу түрини тәрәққий әттүрүш.
Песни Шөһрәтжана Сәвирдинова
Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site |