АЗАТИМ БУРХАНОВ | |
|
БУРХАНОВ АЗАТИМ МАШУРОВИЧ Родился 28 апреля 1940 года в селе Пинджим Панфиловского района Алма-Атинской области. Уйгур. Награжден высшим международным орденом «За выдающиеся заслуги в информациологии» (2007); медалями «За доблестный труд. В ознаменование 100-летия со дня рождения В.И. Ленина» (1970), «Ветеран труда» (1989), «Элита информациологов мира» (2003); знаком «Отличник культурного шефства над селом» (1972). Почетный гражданин Уйгурского района Алматинской области. Лауреат международного конкурса «Элита информациологов мира» (2003). Занесен в энциклопедию «Элита информациологов мира». Религиозные взгляды – мусульманин.
Маэстро музыки В сентябре 1934 года в Уйгурском музыкально-драматическом театреАлма-Аты образовался первый профессиональный составМного разнообразных и интересных работ создано теми, кто сегодня составляет гордость театра, кто долгие годы отдает ему свои силы и умение, среди них – член Международной академии информатизации при ООН, лауреат международного конкурса, композитор, художественный руководитель ансамбля "Нава" Азат Машурович Бурханов
Азат Мәшүр оғли БУРҺАНОВ.
«Уйғур авази» гезити 6 март 2015 ж. Қазақстан уйғур сәнъити еғир җудалиққа учриди. Мошу жилниң 26-февраль күни кәспий сәнъитимизниң риваҗлинишиға зор төһпә қошқан пешқәдәм сәнъәткар, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң даңлиқ сазәндиси, маһир устаз, Бирләшкән Милләтләр Тәшкилати йенидики Хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң академиги, хәлиқара фестивальларниң лауреати Азат Мәшүр оғли Бурһанов 75 йешида вапат болди.Азат Бурһанов 1940-жили 28-апрель күни Яркәнт шәһиридә дунияға кәлгән. Оттура мәктәптин кейин, 1963-жили Алмутидики П.И. Чайковский намидики музыка училищесини түгитип, сәнъәт йолидики паалийитини «Нава» ансамблиниң сазәндиси сүпитидә башлайду. 1967-жили Уйғур театри йенида тәшкил қилинған симфониялик оркестрға дирижерлуқ қилиду. Өзиниң тәшкилатчанлиқ қабилийити түпәйли театрда өткән 50 жилдин ошуқ вақит мабайнида у театримизниң баш дирижери, «Нава» ансамблиниң бәдиий рәһбири, театримизниң музыка рәһбири, «Нава» ансамблиниң муқам бойичә рәһбири хизмәтлирини атқуруп, сәнъитимизниң гүллинип, хәлқимиз арисидила әмәс, хәлиқара мәйданда утуқ қазинишиға чоң һәссә қошиду. Азат Бурһанов https://parvaz.kz/index.php/azatim-burkhanov концерт программилирини тәйярлаш билән бирқатарда үч йүздин ошуқ хәлиқ нахшисини, бирқатар бәстикарлар иҗат қилған нахшиларни нотиға елип, сәһнимиздә яңришиға мүмкинчилик яратти. Азат Бурһанов хәлиқ нахшилирини түркүмләп, жүрүшләр бойичә рәтләп, уларға уссул аһаңлирини қошуп ишләш нәтиҗисидә 1985-жили «Уйғур хәлиқ нахшилири», 2007-жили «Уйғур хәлиқ музыка дурданилири» намлиқ китапларни нәширдин чиқирип, келәчәк әвлатларға бебаһа мирас қалдурди. Азат Бурһановниң хәлиқ талантлирини қоллап-қувәтләшкә қошқан әмгиги бебаһа. Өткән әсирниң 70-жиллири Азат Бурһанов Уйғур театри рәһбәрлигиниң мәхсус йолланмиси билән берип, Уйғур наһийәсиниң «Арзу» ансамблини тәшкил қилди, Яркәнт тәвәсиниң Пәнҗим йезисидики «Шатлиқ» ансамблиниң риваҗлинишиға чоң ярдәм көрсәтти. Бу ансамбльларниң репертуарини өзи нотиға чүшәргән биртүркүм хәлиқ нахшилири вә муқамлардин парчилар билән бейитип, нәтиҗидә «Арзу» һәм «Шатлиқ» ансамбльлири аддий сәнъәт һәвәскарлар өмигидин «Хәлиқ ансамбли» дегән дәриҗигә көтирилди. Көпқирлиқ талант егиси Азат Мәшүр оғли Бурһановниң Уйғур кәспий сәнъитиниң риваҗлинишиға қошқан көпжиллиқ вә нәтиҗилик әмгиги мунасип баһалинип, «Құрмет» ордени билән мукапатланди. «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини» аталди. Пүткүл аңлиқ һаятини миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға беғишлап, униң гүллинишигә бебаһа үлүш қошқан пешқәдәм сәнъәткар Азат Бурһановниң ярқин қияпити кәсипдашлири қәлбидә мәңгү сақлиниду. Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниңколлективи. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=17326#more-17326
Исми мәңгү қәлбимиздә.
«Уйғур авази» гезити 6 март 2015 ж. Биз, бир топ ағиниләр, Азатни вапатидин үч күн илгири ағриқханиға йоқлап барған едуқ, чирайи яхши, гәп-сөзлири орнида, аз күндә сақийип чиқишиға үмүтвар еди. Сеғинған болса керәк, бизгә новәт бәрмәй, өзи хелә гәп қилди, өлүмниң шәписиму сезилмәтти. У мәшрәп әһли вә яркәнтлик ағинә-өңгилириниң әһвалини сориди, салам ейтишимизни илтимас қилди. Һазир ойлаймән, бир ғайиванә күч униңға мәдәт берип, ичидики гәп-сөзлирини ейтқузған охшайду. Немә демәйли, Азаттин туюқсиз айрилиш еғир җудалиқ болди, яхшилар қатари йәнә бир адәмгә азайди. Азат Бурһановни мән туғма сәнъәткар дәп билимән. У Яркәнттә оқуватқан чағлиридила сәнъәткә иштияқ бағлиған еди, мандолина, скрипка чалатти. Шу жиллири шәһәрдә Сәйдулкам, Әхмәт пака, Кевир бахши, Маһмут кар-карлар қурған ансамбльниң Азат әң кичик әзаси еди. Шу һәвәс уни Алмутиға елип кәлдидә, кәспий сәнъәткар-музыкант болуп йетилди. Униң йерим әсирлик һаяти Уйғур миллий театриниң тәғдири билән чәмбәрчас бағлиқ. Мошу жиллири театр коллективиниң йәткән утуқлирини, шан-шөһритини Азат Бурһановниң һәртәрәплимилик үнүмлүк паалийитисиз тәсәввур қилалмаймиз. У өзиниң дәсләпки қәдимини «Нава» ансамблидин башлап, кейин униң бәдиий рәһбири вә дирижери дәриҗисигичә көтирилди. Башланғуч комсомол вә партия тәшкилатлири кативи хизмәтлириниму шәрәплик атқурди. Шундақла көплигән җайларда миллий ансамбльларниң вуҗутқа келишигә, нурғунлиған сәнъәткарларниң иҗадий өсүшигә беваситә ярдәм көрсәтти. Азат маһир тәшкилатчи-устаздур. Униң сәнъәт-музыка саһасидики узун жиллиқ әмгиги мунасип баһалинип, орден, медальларға, жуқури унван-намларға егә болди. Мошундақ җошқун илһам-ғәйрәт билән ишләватқан бир чағда һаяти туюқсиз қийилди, бу хәлқимиз бешиға кәлгән еғир җудалиқ, сәнъитимиз үчүн орни толмас йоқитиш болди. Азат Бурһанов интайин кәмтар, әмгәксөйгүч, меһмандост, һәммигә садиқ, хәлқигә болған сөйгү-муһәббити җошқунлап турған сахавәтлик инсан еди. Униң ярқин қияпити бизниң қәлбимиздә мәңгү сақланғуси. Әлвида, қәдинас дост, талантлиқ сәнъәткар. Абдукерим ТУДИЯРОВ, Қазақстанниң пәхрий журналисти. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=17324
МЕМОРИАЛ ТАХТА ОРНИТИЛДИ
Бүгүн кәспий сәнъитимизниң риваҗлинишиға зор төһпә қошқан пешқәдәм сәнъәткар, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң даңлиқ сазәндиси, маһир устаз, Бирләшкән Милләтләр Тәшкилати йенидики Хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң академиги, хәлиқара фестивальларниң лауреати Азат Мәшүр оғли Бурһановниң https://www.parvaz.kz/index.php/azatim-burkhanov туғулған күни. Шу мунасивәт билән, бүгүн Азат Бурһановниң исмини әбәдийләштүрүш мәхситидә у яшиған өйгә Мемориал тахта орнитилди. Мәдәний һаятимиздики бу муһим чарә-тәдбиргә сәньәткарни тонуйдиған әл-ағинә, дост-бурадәрлири, қериндашлири, Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик Дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театриниң бир түркүм сәньәткарлири қатнашти. Жүмлидин Қазақстан жумһурийитиниң Хәлиқ артистлири Гүлвира Разиева, Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик Дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театриниң бәдиий рәһбири Мурат Әхмәдиев, театрниң мудири - Қазақстан жумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, композитор Дилмурат Баһаров, «Нава» фольклор ансамблиниң пешқәдәм сазәндиси Тайиржан Худайбәрдиев вә башқилар Азат Бурһановниң ижадий паалийити, униң инсаний хисләтлири һәм уйғур кәспий музыка сәньитиниң тәрәққиятидики униң әмәлгә ашурған бебаһа меһнәтлири һәққидики әслимилири билән ортақлашти. Сөзлигүчиләр Азат Бурһанов яшиған өй бенасиға Мемориал тахта орнитилишиниң келәчәк әвлатлар алдидики зор әһмийити һәм бизниң инсаний борчимиз екәнлигини бир еғиздин тәкитлиди. Азат Бурһанов 1940-жили 28-апрель күни Яркәнт шәһиридә дунияға кәлгән. Оттура мәктәптин кейин, 1963-жили Алмутидики П.И. Чайковский намидики музыка училищесини түгитип, сәнъәт йолидики паалийитини «Нава» ансамблиниң сазәндиси сүпитидә башлайду. 1967-жили Уйғур театри йенида тәшкил қилинған симфониялик оркестрға дирижерлуқ қилиду. Өзиниң тәшкилатчанлиқ қабилийити түпәйли театрда өткән әллик жилдин ошуқ вақит мабайнида у театримизниң баш дирижери, «Нава» ансамблиниң бәдиий рәһбири, театримизниң музыка рәһбири, «Нава» ансамблиниң муқам бойичә рәһбири хизмәтлирини атқуруп, сәнъитимизниң гүллинип, хәлқимиз арисидила әмәс, хәлиқара мәйданда утуқ қазинишиға чоң һәссә қошиду. Гүлбаһар Насирова. Repost @uighur_theatre_kz
|
Комментарии