Open login
Главная МАСИМЖАН МАХПИРОВ
Масимжан Махпиров
27.11.2016 22:51   

Масимжан Махпиров

Мәсимжан Мәxпиров 1996 жили 9 сентябрь күни Алмута шәhиридики Достлуқ мәhәллисидә дунияға кәлгән. 2013 жили Абдулла Розибақиев  намидики  №153 мәктәп-гимназияни тамамлиған.  Кичигидин сәнъәткә алаhидә иштияқ бағлиған Мәсимжан, 6-синипта оқуватқан пәйтидә, устази Надийәм Рембақиеваниң йетәкчилигидә "Үмүт юлтузлири" намлиқ яш сәнъәткарлар мусабиқисигә қатнишип, ғалипкар аталди. 10 синиптин башлап билим дәргаhиниң "made in gimnaziya" командиси билән xушxойлар вә тапқурлар командисиниң оюниға паал қатнишип кәлди. "Сәнъәттики дәсләпки қәдәмлиримдә өз ярдимини айимай,мени қоллап-қувәтлигән Марат ака Савутовқа өз рәxмитимни изhар қилимән",-дәйду Мәсимжан .

 

 

Наxша "Ямғурлиқ кечә"

Музикиси: «Anen musiс» студияси

Сөзи: Дамир Абдулла

Download Name Play Size Length
download Masimjan Makhpirov - Soygunum san(A.Beltay - B.Abdulaev)

8.2 MB 3:36 min
download Masimjan Makhpirov – Yamgurlik

8.8 MB 3:50 min

 

Мәсимжан Мәxпиров, 07.09.2022 -

Һазирқи пәйттә, Аллаға Чәксиз Шүкүр!

3 жил мабайинида Хәлқимизниң Той мәрикисидә Риясәтчилик(Тамада) ишини атқуруп кеватимән!

Әр ишниң өз алаһидилиги һәм қийинчилиғи бар!

Шуһри, йолумни таптим!

Биринчидин Аллаһ, иккинчидин, АТА-АНАМ разилиғи!

Издинип, тиришип мошу дәрижигә йәттим!

Сәнъәт йолидики Яр йөләк болуп, қоллап-қувәтләп, тоғра йол көрситип, қол ярдимини, нисийитини беридиған Устаз ака-һәдилиримгә Рәхмәт ейтимән!

Хәлқим аман болсун!

Той мәрикимиз көп болсун!

Һөрмәт һәм Иззәт билән, Мәсимжандин ялқунлуқ салам!

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: