РУКИЯМ САТТАРОВА
Дата рождения - 29 декабря 1943 года. Место рождения - с.Ават Уйгурского района Алматинской области.
Список сыгранных ролей - 1.Анархан, мать Анархан – сп.»Анархан» А.Садыров и Дж.Асимов 2.Санам, мать Санам -сп.»Герип и Санам» В.Дьяков, И.Саттаров 3.Амаль -сп. «Черные розы» 4.Ирина -сп. «Третья патетическая» Н.Погодин 5.Шафак -сп.»Аппирн Гаку» Ш.Хусаинов 6.Лиза Бричкина « А зори здесь тихие» 7.Мать сп. «Белое платье матери» Ш.Хусаинов 8.Мать сп. «Судьба матери» Дж.Асимов 9.Г-жа Журден - сп.»Мещанин во дворянстве» Мольер 10.Гульбахар сп. «Свщенные шаги» Дж.Рузиев и мн.др. Краткое резюме В Уйгурском театре работает с 1965 года по настоящее время в должности солистки-вокалистки. Актриса высокого актерского мастерства и творческого диапазона, Большую популярность и признание зрителей завоевала участием в популярной шоу-программе «Табассум» в качестве исполнительницы многочисленных миниатюр.
Снималась в телефильмах, озвучивала фильмы на казахский, и уйгурский языки, занималась преподавательской деятельностью по сценической речи, актерского мастерства в Академии искусств им.Жургенова.
Имеющиеся звания, награды: Заслуженная артистка КазССР, 1992 Почетные Грамоты Верховного Совета КазССР, 1984 г, 1986 Лауреат фестиваля сатиры и юмора в г.Астане Лауреат премии «Ильхам», утвержденной клубом уйгурских меценатов РК
Биография артистки взята с сайта http://uigurteatr.kz/
Предлагаем вашему вниманию миниатюру с участием артистки
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Чәксиз асман астида һечким әбәдий әмәс...
«Уйғур авази» гезити, 28.12.23
Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Руқийәм Саттарованиң туғулғиниға - 80 жил)
Руқийәм Саттарова https://parvaz.kz/index.php/rukiyam-sattarova ! Бу икки еғиз сөзгә өткән әсирниң йәтмишинчи жиллиридин тартип, та бүгүнгичә болған арилиқтики Уйғур театриниң қайнақ иҗадийәт сәһиписи сиңип кәткәндәк. Руқийәм Саттарова! Бу сөзләргә худди тамашибинлиримизни күлкигә раса ғәриқ қилған сөйүмлүк «Тәбәссүм» һәзил-күлкә кечилигиниң оттуз жиллиқ тарихиму биллила сиңип кәткәндәк билиниду. Әттәң, әшундақ гөзәл иҗатниң қазинида өркәшлинип қайнап тавланған есил сәнъәткарниң бу йоруқ дуниядин кәткинигә икки жилдин ошуқ вақитму болуп қалди. Актриса 2021-жили март ейида муқәддәс сәһнисини, мухлислирини, хулләс һәммини тәрк етип, мәңгүлүк һарвусиға олтардидә, кәтти... Сәһнимиздики Руқийәм Саттарованиң орни бош қалди. Уни аз дегәндәк Руқийәм һәдигә әгишип, йәнә бир есил сәнъәткаримиз Маһмут Дәраевниң бақилиқ болғини, әлвәттә, һәммимиз үчүн техиму орни толмас еғир җудалиқ болди. Әндиликтә болса, у әзизлиримиз һәққидә биз һәрхил әслимиләр йезип, уларниң сималирини архивлардин издәймиз, улар яратқан өлмәс образлар театрниң пат-йеқинда ечилидиған мирасгаһиниң төридин орун еливатиду. Мән бу мақаләмни Руқийәм Саттароваға беғишлимақчимән. Чүнки бүгүн униң туғулған күни. Актриса һаят болғинида, 80 яшниң жуқарқи пәллисигә көтирилип, бүгүнки күнлүктә театримизда чоң той шадиянисиниң шох саз-нәғмиси яңриған болар еди... Руқийәм Саттарова Алмута вилайитиниң Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Ават йезисида туғулған. Униң балилиқ дәври тағ бағриға җайлашқан әшу жутта өтти. Уйғур театриниң Иккинчи җаһан урушидин кейинки жиллири регионларға қилған гастрольлуқ сәпәрлиридики концерт, спектакльлирини көрүп, у сәнъәткә кичигидинла иштияқ бағлайду. Андин артист болуштәк чәксиз арман уни Алмутиға йетиләп келиду вә Қурманғазы намидики сәньәт институтида (һазирқи Алмута консерваторияси) Асқар Тоқпанов, Хадиша Бөкеева, Шолпан Жандарбекова кәби қазақ театр сәньитиниң мәшһур намайәндилиридин тәлим алиду. Институтни пүтириши биләнла, у җумһурийәтлик Уйғур музыкилиқ-комедия театриға қобул қилинди. Өткән әсирниң 60-жиллири Уйғур театрида кәспий билимгә егә актерлар йоқниң орнида еди. Алди билән театрниң иҗадий тәркивигә Ташкәнттә алий билим алған Қурванҗан Абдрасулов, андин Руқийәм Саттарова, Шайим Шаваев, Диләрәм Садирова, Клара Тохтахунова қатарлиқ актер һәм режиссерлар қошулушқа башлиди. Театршунас алим Әхмәтҗан Қадиров шу жилларни әслигән һалда: «...Әгәр қазақ актерлири үчүн Әвезов, Мусреповниң әсәрлири өсүш йолини бәлгүләп бәргән болса, уйғур актерлири үчүн классик дурданилиримиз «Анархан», «Ғерип-Сәнәм» эталон болди. Руқийәм өзигә тапшурулған Анархан ролини утуқлуқ елип чиқти. Кейинирәк А.Погодинниң «Үчинчи патетик қиссә» драмисида театрниң баш режиссери С.Башоянниң ярдими билән Иринаниң ярқин, тәкрарланмас обризини яратти», дәп йезипту. Шундақ қилип, яш актриса репертуардики бирқатар әсәрләрдә берилгән рольларни қиямиға йәткүзүп ойнап, тамашибинлар қәлбидин иллиқ орун елишқа башлиди. Новәттә авған язғучиси С.Җамалниң «Қара гүл» мелодрамисидики қарғу қиз Әмәл ролини режиссер С.Башоян З.Әкбәрова билән Р.Саттароваға тапшурди. «Қара гүлдә» яш актрисиға Әхмәт Сопиев, Мирхелил Зәйнавдинов, Аминәм Мусаева, Абдрим Әхмәдий, Әкрәм Мәңсүров қатарлиқ тәҗрибилик актерлар билән биллә ишләшкә тоғра кәлди. Яш жигит Надир (А.Әхмәдий) Әмәлни бир көрүпла ашиқ болуп қалиду. Әмәлму уни яхши көриду, лекин у өзиниң қарғу екәнлигини, һечқачан бәхитлик болалмайдиғинини Надирға ейтишқа мәҗбур болиду. Шу арида содигәр Әзизхан – (М.Зәйнавдинов) яшларниң арисида пәйда болуп, Әмәлгә өйлинишни нийәт қилиду. Немә қиларини билмәй гаңгирап қалған қизниң көзигә Өзбәкстандин кәлгән дохтурлар операция ясайду һәм униң көзлири ечилиду. Әмәл өзи сөйгән жигитниң қамитини, көзлирини, униң күлкисини өз көзи билән көриду! Актриса Әмәлниң ички һис-туйғулирини, кәчүрмилирини толуқ ечип, бу мурәккәп рольниң һөддисидин чиқишқа муваппәқ болди. Аридин көп өтмәй, режиссер С.Башоян Руқийәм Саттароваға Җ.Асимовниң «Ана тәғдири» драмисидики Айхан аниниң ролини бериду. Бу һәқтә С.Башоян өзиниң «Қәлб хатириси» намлиқ китавида мундақ пикир билдүрүпту: «... Айхан — Руқийәм үчүн тәс роль еди. Униңға 25 жилдин ошуқ вақит давамида еғир азап чәккән, сөйүмлүк вә ялғуз оғлидин айрилған аниниң ролини ойнашқа тоғра кәлди. Пьесиниң һәрбир көрүнүшидә Айханниң паҗиәлик тәғдирини актриса толиму ишинәрлик қилип яхши яриталиди» («Қәлб хатириси» 219-б.) Мәзкүр әсәрдиму Руқийәм һәдә М.Бақиев, Т.Бәхтибаев, К.Закиров охшаш актерлар билән биллә иҗадий ишни әмәлгә ашурди.
Умумән, шу жиллардики Уйғур театриниң баш режиссери Сергей Башоян яш режиссерларниң өз маһаритини синап беқиши үчүн толуқ шараитлар яритип бәргән. Мәсилән, 1972-жили театримиз сәһнисидә уйғур аяллириниң ичидин чиққан биринчи кәспий режиссер Диләрәм Садирова М.Кәримниң «Ай тутулған түн» намлиқ драмисини сәһниләштүрди. Мәзкүр спектакльдики әң мурәккәп Шәфәқ ролини Руқийәм Саттарова ойниди. Чоңқур драматизм билән суғирилған Шәфәқ – Р.Саттарованиң иҗадийитидики чоң бурулуш десәм, мубалиғә болмас дәп ойлаймән, – дәйду актриса билән талай жиллардин бери биллә ишлигән кәсипдиши Турдибүви һәдә Аблизова. – Мундақ дейишимдики сәвәп, Шәфәқ – һәрқандақ актриса ойнашни арман қилидиған әҗайип яхши роль. Техи әндила турмушқа чиқип, йолдиши билән бәхитлик яшаватқинида, у еридин айрилиду. Җүптиниң урушта өлгәнлигидин хәвәр тапқан Шәфәқниң көйүк оти бесилмайла, уни шу йезиниң ақсақаллири зорлуқ билән қейининисиға нека қилип четиветиду. Аһ, Шәфәқниң кечилири жиғлап төккән яшлири, көңли йоқ қейинисиниң дәрт һәсрәтлирини Руқийәм өзидики йүксәк маһарәт билән толуқ йәткүзүп берәлиди. Биз Шәфәқ — Саттаровани пәрдә арқисидин күзитип, униң барлиқ кәчмишлиригә һисдашлиқ қилип, униң билән тәң жиғлаттуқ. Шу жиллири яш режиссер Шайим Шаваев өзи язған «Сениң қара көзлириң» музыкилиқ комедиясини сәһниләштүрди. Бу әҗайип заманивий комедиягә композитор Икрам Мәсимов музыка йезип, қәһриманларниң ариялири, дуэт, квартетлар әҗайип лирик музыка билән суғирилған болуп, «Сениң қара көзлириң» комедияси – Уйғур театриниң репертуарини бейитқан йеңилиқ болди. У спектакль һәр қетим көрситилгәндә, билетлар дәрру сетилип кетәтти. Нәқ мошу спектакльдики баш қәһриман — саддә, гөзәл йеза қизи Меһриниң ролини Руқийәм Саттарова ойнатти.
Хулләс, муваппәқийәтлик башланған Анархандин роһланған яш актриса Руқийәм Саттарова биридин кейин бири сәһниләштүрүлгән спектакльларда: Келин (И.Хугай, «Хотунумниң ери»), Сәнәм (У.Гаджибеков, «Мәшәди ғубат»), Мәликә (И.Саттаров, В.Дьяков, «Ғерип – Сәнәм»), Гүлбаһар (Җ.Розиев «Қутлуқ қәдәмләр»), Журден ханим (Мольер, «Парасәтсиз тәхсир»), Кукуш (М.Байджиев «Шәнбә күни — тойға!»), Лиза Бричкина (А.Васильев, «Улар бәш қиз еди»), Гүлзарә (Җ.Асимов, А.Садиров «Анархан»), Гүлфина (Т.Миңнуллин «Бөшүк нахшиси»), (Риясәтчи (Д.Мәшүрова, «Ана мираси»), Момай (Һ.Гүлиев, «Мирас мончақ»,) Ана (Ә.Һашири, «Ялғуз ялпуз») кәби рәңму-рәң ролларни иҗра қилди. Мениң есимдә, биз театрға кәлгән өткән әсирниң 80-жиллири Қурван ака Абдрасулов «Кәчүр мени, аниҗан...» намлиқ әҗайип яхши сәһнә әсәрини тәрҗимә қилип, елип кәлди һәм режиссер Муһит Һезимов әсәрни сәһниләштүрди. Қарму-қаршилиқларға толуп-ташқан мәзкүр әсәрдики Аниниң характерини Руқийәм һәдә һәммә қир вә сирлири билән ечип берәлиди. Бу роль үчүн у 1988-жили Қазақстан Театрлар әрбаплири җәмийитиниң мукапитиға сазавәр болған еди. Умумән, Р.Саттарова Уйғур театри сәһнисидә өткүзгән вақит – җапалиқ әмгәк, тәшвиш-әндишә билән өткән жиллардур. Бу вақит ичидә у җапаға чидап, қилған меһнитиниң мевисини көрди. Р.Саттарованиң иҗадий паалийитини көздин кәчүргәндә, униң яратқан әң есил образлири, яқтуруп ойниған рольлири һәм қизғин иҗадий һәмкарлиқта өткән йемишлик жиллири – 1977 — 1983-жиллар арилиғида театримизда баш режиссер болған Қадир Жетписбаев билән чәмбәрчас бағлиқ екәнлиги дәрру байқилиду. Қадир Рахымбайоғли һәрбир актерниң өзигә хас маһаритини көрүп тоналиған режиссер еди. 1983-жили драматург Җамалдин Розиев билән Қадир Жетписбаев сәһниләштүргән «Тонуш кишиләр» намлиқ кәчтә Руқийәм Саттарова билән Билим Мамудаевниң «Бир минут» намлиқ миниатюрисидики «мастер Таҗихан Таҗиева» тамашибинларниң та һазирғичә есидә. Немә дегән есил маһарәт һәм дит билән иҗра қилинған миниатюрилар еди, һә? 1987-жили башланған «Тәбәссүм» һәзил-күлкә кечилиги арқилиқ Руқийәм Саттарова, Маһмут Дәраев, Реһангүл Мәхпирова Уйғур кәспий театри тарихида йеңи бир чоң сәһипини утуқлуқ ачти. Улар орунлиған һәрбир миниатюрини адәмләр зор тәшналиқ билән күтәтти, «Тәбәссүмгә» кәлгән тамашибин Җумһурийәт Сарийини бир һәптә бойи толтуруп олтиратти! Бу үч сәнъәткарниң сәһнигә чиқип келишиниң өзи бир қайтиланмас сәньәт еди. Уларниң даңқи чегара атлап тарқилип кәткинини театримизниң 1992-жили ана-Вәтинимизгә болған гастрольлуқ сәпәрләрдә көрүп, һәйран қалған едим. Биз вәтинимизниң қайси шәһиригә, қайси йезисиға қәдәм басмайли, чоң-кичикниң һәммиси жүгришип келип, «Зувандалар» қени, улар барму? Қени, уларни бир көрәйличу дейишип, бизниң автобусни әгишәтти. Базар, кочиларда адәмләр әшу сәнъәткаримизниң алдини торавелип, соалларни яғдуруветәтти, бир күлдүрүшини илтимас қилип ялвуруп турувалатти. 1984-жили «Алитағ» программисиниң уйғурчә көрситишләр тәһрирати тәрипидин уйғур тилиға дубляж қилинған онлиған бәдиий фильмларға Руқийәм һәдә паал қатнашти һәм шу жиллири чүширилгән икки сериялик «Көчкән юлтуз» видеофильмида Руқийәм һәдә билән биллә ишлидуқ. У наһайити тәкәббур, мәмәдан бир ана ролини, мән болсам, униң қизини ойниғанлиғимни сеғинип әсләймән. Руқийәм Саттарова 1994-жили Уйғур кәспий театр сәнъитини риваҗландуруштики меһнәтлири үчүн «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән алий унванға сазавәр болди. Хулләс, актерниң нутқи — униң баш қурали. Актер сәһнидә сөзләрни тоғра тәләппуз қилишни билиш билән биллә, у ениқ сөзлиши керәк. Мошу җәһәттин Руқийәм һәдә һәммимизгә үлгә болғидәк есил актриса еди. Руқийәм һәдә сәһнидә сөзлигәндә, униң һәрбир сөзи тамашибин залиниң ахирқи қатарлириғичә ениқ аңлинатти. Шуниң үчүнму у бираз вақит Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий Сәньәт академиясидики уйғур бөлүмидә сәһнә нутқидин дәрис бәрди. У кино дубляждиму бәк пааллиқ көрситип, нурғун фильмларға биллә аваз бәрдуқ. Руқийәм һәдә китапни көп оқуйдиған, һәртәрәплимә ойлап пикир қилидиған, тәпәккүри кәң, түрлүк мавзуда қизиқ, мәзмунлуқ музакирә қилидиған, сир чекидиған сәнъәткар еди. Биз актриса билән биллә олтирип қалғанда, өзимизгә нурғун роһий озуқ алаттуқ, нурғун китапларни оқушимизни тәвсийә қилатти. Бир қаримаққа актриса театр репертуаридики әң яхши рольларни ойниған болсиму, у задила өз иҗадийитидин қанаәтләнмәтти. У һәрдайим бирнәрсә йетишмәйватқандәк, йеңи рольларни арман қилатти. Мән Руқийәм һәдә билән талай муңдаш, сирдаш болғанмән. У һәр қетим өзиниң ишиға көңлиниң толмайватқинини әпсуслиниш билән тәкрарлатти. «Өз режиссерини тапқан актер – әң амәтлик актер. Актер өз тәғдирини күчлүк режиссерға ишәш билән тапшуриду. Мениң үчүн әшундақ мән ишәнгән режиссер – Қадир Жетписбаев» дәп һәрқачан тәкитләтти Руқийәм һәдә. Һәқиқәтәнму шундақ еди. Чүнки Қадир Жетписбаев Уйғур театридин кәткәндә, Руқийәм һәдә бирқатар спектакльларда роль ойниған болсиму, лекин бәрибир у рольлар Руқийәм Саттарованиң актерлуқ диапазонини, униң мүмкинчилигини, йүксәк актерлуқ маһаритини толуқ ечип беридиған рольлар әмәс еди. Актриса «театрда мошу күнләрдә маңа худди һава йәтмәйватқандәк, буруқтум болуп қалғандәк һис қилимән өзәмни. Мениң бу йешимда Аниларниң образлирини яритидиған күчүм, қабилийитим, тәҗрибәм толуқ йетәтти, әттәң! Ч.Айтматовниң «Ана – йәр-Ана» әсәридики Толғанай, шундақла А.Островский, А.Чехов, В.Шекспир драматургиялиридики аяллар образлирини, мәшһур рус актрисиси Ф.Раневская яратқан образларни яритишни бәк арман қилимән...», дәп хурсинип қоятти. Шуниң үчүнмекин, кейинки жилларда у атақлиқ драматург Д.Исабековниң «Мұрагерлер» пьесисини өзи тәрҗимә қилип, театрға елип кәлди. Спектакльдики баш қәһриман Сәлиха аниниң ролини ойнашни мәхсәт қилған еди. У пьеса, немишкиду, өз пәйтидә сәһниләштүрүлмиди. Пәқәт 2017-жили шу спектакльни сәһниләштүрүшкә киришкәндә, саламәтлиги яхши болмай, өзи арзу қилған Сәлиха ролини ойнаш актрисиға буйримиди. Андин Руқийәм һәдиниң шәхсий турмушидики еғир синақларму актрисиниң саламәтлигигә өзиниң тәсирини тәккүзмәй қоймиди. Аһ, ана үчүн арзулуқ пәрзәндидин бевақит айрилиштин артуқ паҗиә бармиду? Руқийәм һәдә өзи әҗайип меһир билән пәпиләп вайиға йәткүзгән арзулуқ оғли Шөһрәттин айрилған чағлар, аридин жиллар өтүп 48 жил биллә һаят кәчүргән өмүрлүк йолдиши Мәхсүм акидин айрилиштәк көйүк оти, әлвәттә, уииң қәддини пүкмәй қоймиди... Лекин бүгүн өзи аримизда болмисиму, арқисида қалған кәсипдаш достлири, шагиртлири, тамашибинлар Руқийәм Саттаровадәк мәшһур бир сәнъәткарниң исмини сеғинип ядлайду, униң кәспий Уйғур театри тәрәққиятиға қошқан бебаһа әмгигини тилға елип, әсләйду. Алдимиздики йеңи жилда Руқийәм һәдә туғулғининиң 80 жиллиғини тамашибинлиримиз билән биллә хатириләп өтимиз, әлвәттә. Демәк, сәнъәткар һәрдайим биз билән биллә.
Гүлбаһар НАСИРОВА, Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/50396
Комментарии