Open login
Главная ПАЙЗИРАХМАН ИБРАГИМОВ
Пайзирахман Ибрагимов
24.06.2016 00:49   

Пәйзирахман Ибрагимов.

Кәмтарлиқ униң һаят тәризи еди.

«Уйғур авази», 23 июнь, 2016 ж.

(Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби, рәссам Пәйзирахман Ибрагимовниң  туғулғиниға – 80 жил)

Миллий театримизниң өткән әсирниң 60-жиллиридин тартип та бүгүнки күнгә қәдәр тәрәққиятини көрнәклик рәссам, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәньәт әрбаби Пәйзирахман Ибрагимовсиз тәсәввур қилиш әсла мүмкин әмәс.Пәйзирахман Ибрагимов Яркәнт тәвәсидә туғулған. Оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин өзигә охшаш онлиған қиз-жигитләр кәби һаяттин мустәқил орнини тепиш нийитидә оқуш издәп Ташкәнткә атланди һәм қобул қилиш емтиһанлирини әла баһаларға тапшуруп, САГУниң әдлийә факультетиға чүшти. Бирақ, көп өтмәйла,  «Пәйзирахман университетни ташлаветиптәк, Алмутидики рәссамларни тәйярлайдиған училищеда оқуветипту» дегән гәп әл ичигә  тарқалғанда, әлвәттә, әң алди билән униң ата-аниси вә қом-қериндашлири келәчәк тәргәвчиниң бу «ахмақлиғи» үчүн наһайити ечинған еди. Пәйзирахманниң болса, нәччә вақиттин бери сизип, папкисиға жиғип жүргән рәсимлири билән тонушқан училище рәһбәрлиги бу яш талантни дәрру иккинчи курсқа қобул қилди. Аридин икки жил өтүп, у Уйғур театриға ишқа орунлашти.

 

У йәрдики қизғин иҗадий паалийәткә, башқа театрлар сәһнисидики рәссамлар иҗадиға чоңқур чөккәнсири сәһнә рәссамчилиғиға техиму  зор муһәббәт бағлиған яш рәссам Островский намидики Ташкәнт дөләт театр вә рәссамчилиқ институтиға оқушқа атланди. 1966-жили дипломлуқ ишини Йүсүпбәг Мухлисовниң «Нәсирдин Әпәнди» спектакли билән утуқлуқ қоғдиди. Рәссамниң миллийликкә чөмгән сәһнә декорацияси шу чағдила көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилди. Әйнә шуниңдин башлап, Пәйзирахман Ибрагимов театримизда өз паалийитини рәсмий башлиди һәм та һаятиниң адаққи дәмлиригичә тәбиәт униңға әта қилған бар қабилийитини, билимини пәқәт кәспий театр сәнъити тәрәққиятиға беғишлиди.

 

–  П.Ибрагимовниң миллий театримизға келиши – сәнъитимиз тарихида кәспийликкә, миллийликкә қарита йүз бәргән чоң бурулуш десәк болиду,  – дәп өз хатирилири билән бөлүшти театршунас алим, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби Әхмәтҗан Қадиров. – Өтмүшкә нәзәр ташлисақ, 1961-жили театримиз Челәктин Алмутиға көчирилди. Мошу дәвиргичә наһийә мәркизидә тәл-төкүз иҗат қилиши үчүн толуқ шараитниң йоқлуғи түпәйли, әсәрләр наһайити кәмбәғәл сәһнә декорацияси билән безәлгән болса, бара-бара тәләпму өсүп, униңға яриша шараитму бир қәдәр яхшиланди. Әндиликтә болса, пайтәхт тамашибинлириниң тәләп еһтияҗиға, дитиға толуқ җавап бериш керәк еди. Театримизниң һәртәрәплимә кәспийлик дәриҗиси Алмутидики қериндаш қазақ, рус театрлири дәриҗисидә болуши лазим еди. Нәқ мошундақ шараитта, йәни театр иҗадийитидә кәспий режиссура билән биллә, кәспий сценографияға муһтаҗлиқ толиму билингән чағда миллий театримизға тунҗа уйғур рәссаминиң келип қошулғини, әлвәттә, Уйғур театри коллективи үчүн наһайити чоң йеңилиқ болди. Рәссам өзиниң дәсләпки қәдимидинла өз хәлқиниң тарихини, униң роһий мәдәнийитини чоңқур чүшиниш арқилиқ һәрбир сәһнә әсәридә йеңилиқ яритип, тамашибин диққитигә һавалә қилди. Шундақла өз сценографиясигә ярқин миллий шәкилни, бояқларни, йоруқниң берилиш алаһидилигини, уйғур нәқишлириниму қошти. Шу арқилиқ Пәйзирахман Ибрагимов театримизға сәһнини зенәтләшниң алаһидә усулини елип кәлди.

Рәссам өз иҗадийитидә «Миң өй» рәссамчилиқ материаллириниң бебаһа үлгилиридин пайдиланди. Бу «Анархан» спектаклини безәштә бирдинла байқалди. П.Ибрагимов сценографиясиниң характерлиқ алаһидилиги – пәқәт спектакльниң ипадилик җәһәттин умумий һәл қилинишидила әмәс, бәлки айрим сәһнә көрүнүшлириниң пухтилиғида, режиссерниң ойи билән муәллип идеясигә мувапиқ зенәтлинишидә байқилиду. У вақиәләр, образлар характерини чоңқурлаштурди, спектакльниң мәзмунини ечип бәрди. П.Ибрагимов бир нәччә жил давамида «Анархан» спектакли үстидә ишләп, йеңи-йеңи тәклипләрни, вариантларни оттурға қойди, өзиниң сәһнә вәзипилирини чүшинидиғанлиғини көрсәтти.

«Анархан» спектаклини 1977-жили режиссер Ә.Мәмбетов сәһниләштүргән чағда, П.Ибрагимов сәһнини безәшкә илгәркидикилиригә нисбәтән тамамән башқичә яндашти. Рәссам режиссерниң ой мәхситигә әмәл қилған һалда, тамашибинниң диққитини сәһниниң икки тәрипидә қайғу басқан хәлиқни тәсвирләш арқилиқ җәлип қилди. У режиссер Ә.Мәмбетов билән «Анархан» драмисида характерлар тоқунушини, көрүнүшлирини әмәс, бәлки азап чәккән, йоқсизчилиқ қийниған, қайғу басқан, өзлириниң азатлиққа чиқиш йолини қийинчилиқта издигән пүтүнсүрүк бир хәлиқниң аләмшумул паҗиәсини көрди.

Уйғур театриниң 1981-жилқи Москвадики гастрольлири вақтида П.Ибрагимов  «Анарханниң» йеңи вариантини, йәни мәзкүр спектакльниң бәдиий җәһәттин башқичә безәш тәкливини бәрди. Коллектив үчүн наһайити муһим җавапкәрлик жүклигән бу чоң сәпәр һарписида «Анархан» спектаклидики персонажларниң, «Одиссейниң ғәзиви» вә «Муқамлар сири» театрлаштурулған концерт кечилигиниң декорацияси, кийим-кечәк үлгилири пәқәт рәссам П.Ибрагимовниң беваситә рәһбәрлигидә тәйярланди.  Бу қетим униң сценографияси рәссамниң әсәр жанрини ениқ вә чоңқур сезиши, әвришимлиги билән пәриқләнди. Һәқиқәтән, театримизниң Москвадики гастрольлири наһайити утуқлуқ өтти. Москвалиқ тамашибинлар, атақлиқ театр әрбаплири уйғур сәнъитидин һөзүрлинип, өзлириниң сәмимий пикирлирини билдүрди.

Пәйзирахман ака театримизда һәрхил жилларда паалийәт елип барған  С.Башоян, Д.Садирова, Б.Омаров, И.Җәлилов, Ғ.Һәмидуллаев, Ш.Шаваев қатарлиқ режиссерлар билән һәмкарлиқта «Назугум», «Нурхан», «Лутпулла», «Қайнам», «Сениң қара көзлириң», «Ғерип – Сәнәм», «Қәшқәр қизи», «Ай тутулған түн», «Өлмәс болуп туғулғанлар», «Ләйли – Мәҗнун», «Муқамчилар», «Билал Назим» вә башқа сәһнә әсәрлирини сәһниләштүргән  болсиму, әң алди билән  театримизниң сабиқ баш режиссери, мәрһум Қадир Жетписбаев билән һәмкарлиқта иҗат қилған жилларни мәмнунийәт билән әсләтти:  «…Қадир билән бари-йоқи 7 – 8 жил биллә иҗат қилдуқ. Лекин һазир ойлисам, биз башқилар он – жигирмә жил ичидә әмәлгә ашуралмиған ишларни әйнә шу аз вақитниң ичидә орунлап үлгириптимиз  һәм иҗадимиздин һәқиқий мәнада  һөзүрлиниптимиз дәп ойлаймән. Чүнки Қадир өзиниң кәң мәнадики бай фантазияси вә дити арқилиқ маңиму илһам бәрди».

Һәқиқәтән, театримизда 80-жилларда паалийәт елип барған баш режиссер Қадир Жетписбаев билән рәссам Пәйзирахман Ибрагимов «Анамниң ақ көйниги», «Бир яз, бир қиш», «Парасәтсиз тәхсир», «Қайғулуқ күнләр», «Қутлуқ қәдәмләр», «Келинләр қозғилиңи», «Қыз Жибек» қатарлиқ жирик әсәрләрни сәһниләштүрүп, миллий театримизниң кәспийлик дәриҗисини техиму егиз пәллиләргә көтәргән еди.

Талантлиқ рәссам Қадир Жетписбаевтин башқа Әзәрбәйҗан Мәмбетов, Рубен Андриасян, Бәйтен Омаров, Райимбек Сейтметов, Маман Байсеркенов кәби елимизниң даңлиқ режиссерлири билән һәмкарлиқта «Олиара», «Абылайханның ақырғы күндері», «Махаббат тұралы поэма» (Қозы көрпеш-Баян сулу), «Келіндер көтерілісі», «Маргарита уходит» қатарлиқ сәһнә әсәрлирини М.Әвезов намидики қазақ академиялик театри, М.Лермонтов намидики рус академиялик театри, немис театри  вә бирқатар  вилайәт театрлири сәһнилиридә һәмкарлиқта бәрпа қилди. Әлвәттә, шу театрлар сәһнилиридә жуқури маһарәт вә дит билән ишлигән сценографияләрни тамашибинлар жуқури истедат саһибиға тәәллуқ екәнлигини һис қилди.

Кейинки жилларда  Пәйзирахман Ибрагимов һөрмәтлик дәм елишқа чиққан болсиму, иҗаттин бир пәсму қол үзгини йоқ. «Тавут», «Анархан»,  «Король Лир», «Махамбет», «Ипархан», «Цыган серенадиси» намлиқ чоң сәһнә әсәрлиригә ясиған декорацияләрни рәссамниң кейинки жиллардики утуқлуқ чиққан иҗадий ишлири дейишкә болиду.

2004-жили Орал шәһиридә қазақ хәлқиниң исиянкар шаири Махамбет Өтемисов туғулғининиң 200 жиллиғиға беғишланған ХІІ җумһурийәтлик театрлар фестивалиға Уйғур театри «Махамбет» фантасмагорияси билән қатнашти. Униң йәкүнидә «Әң яхши сценография» номинацияси бойичә мукапатни Пәйзирахман Ибрагимов йеңивалғанда, биз кәсипдишимиз үчүн аләмчә хошаллиққа бөлүнүп, уни новәттики чоң утуғи билән тәбриклигән едуқ.

Һә, Пәйзирахман акиниң һәрбир утуғи – у рәссамниңла әмәс, бәлки кәсипдашлириниңму утуғи еди. Биз миллитимизгә вакаләтлик қилидиған әшундақ жирик сәньәт әрбаби билән һәқиқий мәнада  мәғрурлинаттуқ. Униң һәр қетимқи йеңи иҗадий утуқлириға ортақ болғач, рәссамниң новәттә қандақ мөҗүзә яритидиғанлиғини тақәтсизлик билән күтәттуқ.

Пәйзирахман ака тәбиитидин наһайити кичик пейил, бирәр нәрсигә хошалму, хапиму болуп кәтмәйдиған инсан еди. У алдиға қойған мәхсәтни бирәр атақ үчүн тиришип яки мәнсәпни көзләп қолға алматти. Шуниң үчүнму атақ, мукапатлар рәссамни бәрибир тепивалатти.

1970-жили СССР Рәссамлар иттипақиниң әзаси болған у 1982-жили Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәньәт әрбаби дегән  жуқури атаққа муйәссәр болди. 1986-жили «Һөрмәт Бәлгүси» ордени билән мукапатланди.

Рәссамниң техи әмәлгә ашурушқа тегишлик болған бир талай ишлири бар еди. Һели болсиму рәссам бәрпа қилған декорацияләр сәһнимиз һөснигә һөсүн қошуп безәп туриду. Лекин әнди рәссамниң өзи йоқ…  Уйғур сәһнә рәссамчилиғиниң асасини салған өз кәспиниң һәқиқий маһири, әҗайип истедат саһибиниң жүриги 2009-жилниң 21-май күни мәңгүгә тохтиди.

Рәссамни ахирқи сәпәргә узитиш мәрасимида шагиртлиридин бири: «…Пәйзирахман акиниң техи һеч ким көрмигән, мәтбуатта йорутулмиған талай әмгәклири моҗут. Әйнә шу әмгәклириниң көргәзмисини уюштурушимиз керәк», дегән пикирни оттурға қойған еди. Һәқиқәтән, Пәйзирахман акиниң шәхсий ишханисида талай әмгәклири бар.

Вақит өз қинида өтүвериду. Бәлким асасини Пәйзирахман ака салған уйғур сәһнә рәссамчилиғида униң орнини басидиғанлар тепилип қалар дегән үмүттимиз. Һәрһалда, биздә «Пәйзирахман Ибрагимов кәби ярқин симаниң иҗадийитини қайтилаш мүмкин әмәсмекин» дегән әндишиму йоқ әмәс.

Гүлбаһар НАСИРОВА.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=24831

 

Еще одна статья о Пәйзирахман ака.

Өзигә упримас һәйкәл орнатти.

 

«Уйғур авази», 23 июнь, 2016 ж.

Унтулмас сималар

Бир күни Өзбәкстанда яшап, иҗат қиливатқан мой қәләм егилириниң көргәзмисиниң ечилғанлиғидин хәвәр тепип, бир топ студентлар Ташкәнттики җумһурийәтлик рәссамларниң бәдиий көргәзмә залиға йетип бардуқ. Һашамәтлик чоң көргәзмә залиға киришимиз биләнла өзимизни, худди мөҗүзиләр дуниясиға шуңғуп кәткәндәк һис қилдуқ. Көргән кишиниң қәлбидики чоңқур муһәббәт туғянлирини долқунландуридиған биридин-бири чирайлиқ вә нәпис ишләнгән әмгәкләргә баққанда, йүксәк маһарәткә «Апирин!» дегүң келәтти. Улардики тәбиәт тәсвирлири, Ана-Вәтәнниң беқияс, көркәм мәнзирилири, чәксиз упуқларда, худди аққушлардәк учуп жүргән аппақ булутлар, түн ичидә йенип турған жирақ-жирақлардики йеза чирақлири, яп-йешил отлақлар, дәрияларниң шавқун селип еқиши. Ана тәбиәтниң йәнә бир тилсим мөҗүзиси — шақиратмилар! Қисқиси, киши һәйрәттә қалидиған өзгә бир аләм билән сирлашқандәк болдуқ.

Нәқишлик залниң йәнә бир бөлүмигә — портретлар жанри бойичә ишләнгән рәңлик сүрәтләр илинған екән. Бирдин көзгә чүшидиған «Аилә бәхти» намлиқ әсәр алдида хелила узақ тиңирқап туруп қалдим. Чүнки сүрәттә тәсвирләнгән кишиләр маңа тонуш еди. Ениғирақ ейтсам, униңдин Пәйзирахман Ибрагимовниң атиси Насир ака, аниси — Ризвангүл һәдә, инилири Рәхимҗан, Тельман, Абдурахман вә сиңлиси Рошәнгүлниң бир дәстихан әтрапида җәм болуп, хошаллиқ дәриясиға ғәриқ болған тәкрарланмас дәмлири ипадисини тапқанди.

Мениң чоңқур ой илкидә қалғанлиғимни көргән һәмралиримниң бири йенимға келип:

— Бу сүрәтни Пәйзирахман Ибрагимов салған, — деди мәғрурланған һалда. — У әслидә қедимий уйғур жутлириниң бири — Яркәнт шәһиридин, — дәп қошумчә қилди.

— Демәк, Бағ Өсәктин екәндә! — дедим мәнму шатлиғимни йошуралмай.

— Дәл таптиң адаш, Бағ Өсәктин! Халисаң, тонуштуруп қоюмән, — деди һелиқи достум.

— Тонуштурмисаңму биз әзәлдин тонуш, — дедим.

— Һә, растла өзәңму яркәнтликқу, яркәнтликни яркәнтлик тонумиса қандақ болғини деди, — у тәвриниш илкидә. — Мундақ рәссам билән сәнла әмәс, бәлки барлиқ яркәнтликләр, барчә уйғур хәлқи һәқлиқ йосунда пәхирлинәләйду, — деди у һаяҗанлиқ билән.

— Әлвәттә, — дедим достумниң сөзини қувәтлигән һалда. — Һәқиқий талантлар әсирдә бир қетим дунияға келидекән. Пәйзирахманму әйнә шундақ надир иқтидар егилириниң бири.

— Тоғра ейтисән, у һәқиқәтәнму надир талант саһиби, көргәзмигә қоюлған ондин ошуқ сүрәтлири пикримизниң испати, — деди достум мениң шатлиғимға шатлиқ қошқандәк.

Әслидә Пәйзирахманларниң өйи бизниң өйгә хошна болидиған. Атиси Насир ака оқумиғини билән ақ көңүл, сәмимий, мулайим, пәрзәнтлиригә толиму меһриван адәм еди. У уруштин нака болуп қайтқиниға қаримай, әмгәктин һеч қол үзмиди. Яркәнттики базарниң буҗигигә орунлашқан ашханида өмриниң ахириғичә ашпәз болуп ишлигән еди.

Яркәнтликләр арисида Насир акиниң тәхсиләрдә ойнап, көзниң йеғини йәп туридиған ләңмининиң, «Бирни йесә — су, иккини йесә — уһ!» дәйдиған манта, хошаңлириниң дәмини тартмиған адәм йоқ, десиму болатти. Бу ашханида аддий адәмләрдин тартип, миллий әдәбиятимизниң пешивалири: Һезим Искәндәровниң, Җамалидин Босақовниң, Һезмәт Абдуллинниң вә Хелил Һәмраевниң баш қошушлириниң талай шаһиди болғанмән. Насир ака билән Ризвангүл һәдә Яркәнттики иҗил-инақ вә ибрәтлик аилиләрниң бири болуш билән бир қатарда, кәң дәстиханлиғи, меһмандостлуғи түпәйли, адәмләр билән бәкму йеқин арилишатти. Барини меһманниң алдиға йейип, көңлини алатти. Улар балилириниң оқушиғиму шараит яритип, һәммисини алий билимлик қилди. Пәрзәнтлириниң тунҗиси — Пәйзирахман Яркәнттики Алтынсарин намидики қазақ оттура мәктивидә оқуп жүргән чағлиридин башлапла, сүрәтни алаһидә муһәббәт вә иштияқ билән сизатти.

— Тәтилгә чиқишимғила ана жутумға келишкә алдираттим. Келипла Өсәкниң өзәмгә тонуш чирайлиқ көрүнүшлирини, рәңму-рәң тәсвирләрдә әкис әттүрәттим. Бағ Өсәк — мениң иҗадийитимниң баш мәнбәси еди. Таллиған мавзулиримниң һәммиси униңда җуғи-җәмди, — дәйдиған һели мәрһум Пәйзирахман тәвриниш билән.

Шундақ қилип, у оттура мәктәпни муваппәқийәтлик тамамлап, әстаидил рәссам болушқа бәл бағлиди. Кәспий рәссам болуп йетишип, өз хәлқигә хизмәт қилишни алий нийәт қилип алдиға қойди. Бу изгү мәхсәт-муддиа уни Ташкәнт шәһиридики Бенков намидики рәссамларни тәйярлайдиған билим дәргаһиға йетиләп кәлди. Оқушни әла баһаларға тамамлиди. У жиллири миллий театримиз үчүн рәссам һавадәк һаҗәт еди. Шуниң үчүнму, Пәйзирахман һеч иккиләнмәй, Уйғур театриниң ишигини ачти. Театр мой қәләм саһибини кәң қучақ ечип күтүвалди. У мәзкүр чоң иҗадий коллективта бир жил тәр төкүп ишлиди. Ишлигәндиму, өзиниң немигә қадир екәнлигини әмәлиятта намайән әтти.

1961-жили билимини йәниму мукәммәлләштүрүш мәхситидә Ташкәнттики Театр вә рәссамчилиқ институтиға оқушқа чүшти. Бу қутлуқ дәргаһта дуния рәссамлириниң иҗадий паалийити билән йеқиндин тонушти, рәң, тәсвир сирлирини устазлиридин еринмәй үгәнди. 1967-жили алий билим юртини утуқлуқ түгәткән Пәйзирахман өзи ишлигән Уйғур театриға қайтип кәлди. Көп өтмәй, театрниң баш рәссами дәриҗисигә көтирилди.

— Миллий театримизға спектакль көрүш үчүн кәлгән һәрбир тамашибин униңдин роһий озуқ елип, раһәтлинип кетишкә тегиш, — дәйдиған баш рәссам.

Адәттә, һәрбир спектакльниң сәһнигә чиқишида рәссамму режиссердин кам әмгәк қилмайду. Режиссер актерларға тапшурулған рольлар үстидә иш елип барса, рәссам шу әсәрниң пүтүнсүрүк мәзмунини ечип беришкә өзиниң мой қәлими билән иштрак етиду. Миллий театримиз сәһнисидә қоюлған һәм тамашибинлар алқишиға еришкән сәһнә әсәрлири хелә нурғун. Шуларниң арисида «Анархан», «Ғерип — Сәнәм», «Садир палван», «Аманнисахан» охшаш әсәрләрни алаһидә атап өткән орунлуқ.

— Мән Уйғур театрида ишләш җәриянида «Анархан» қоюлумиға үч қетим декорация ясидим. Улар һәрхил көзқараштики режиссерлар билән иҗадий һәмкарлиқта әмәлгә ашурулди. Биринчи қетим миллий театримизниң тәрәққий етишигә мунасип төһписини қошқан режиссер Сергей Башоян билән, униңдин кейин СССР хәлиқ артисти, Дөләт мукапитиниң саһиби, атақлиқ режиссер Әзәрбайҗан Мәмбетов билән ишлидим. Ахирқи шәклини 1981-жили театрниң Москваға болған иҗадий сәпиригә мувапиқлаштуруп яраттим. Дәсләпки икки шәклидә хәлқимизниң турмуш тәризини, җүмлидин бора тоқуш сәнъитини асасий амил қилип көрсәткән болсам, кейинкисидә хәлқимизниң ички дуниясини ечип беришкә тириштим, — дегән еди рәссам сөһбәтлириниң биридә.

Башта ейтқинимиздәк, мой қәләм саһибиму әсәрниң дәрди, униң ғәм-тәшвишлири билән яшайду. Шуниң үчүнму түнләрни таңға улап, йеңи-йеңи шәкилләрни издәп тапиду. Уларниң сәһнә әсәриниң тәсирчан вә һаятий чиқишида муһим роль ойнайдиғанлиғи муқәррәр. Пәйзирахманму театрниң абройини көтириш, шөһритини ашуруш йолида пидакаранә әмгәк қилди. Өзиниң тинимсиз иҗадий издинишлири, маһир сәһнә рәссами сүпитидики паалийити билән хәлқимизниң һөрмитигә бөләнди. Аддий тамашибиндин тартип театршунас тәнқитчи, алимларғичә униң әмгәк-әҗригә жуқури баһа бәрди. Униң ихтидарини, өзигила хас маһаритини етирап қилди.

Өз вақтида:

— Пәйзирахманниң миллий театримизда баш рәссам болуп ишләватқанлиғиниң өзи бизниң бәхтимиз, — дегән еди Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби, атақлиқ композитор, һели мәрһум Икрам Мәсимов.

— Пәйзирахман миллий театримизниң көрки, сүпитила әмәс, бәлки һәқлиқ йосунда униң иптихарлириниң бири, дейишимизгә толуқ асас бар, — дәп тәкитлигән еди мәрһум шаиримиз Савутҗан Мәмәтқуловму.

Мана, бу рәссам һәққидики көрнәклик шәхсләрниң пикри. Уларниң һәр бириниң сөзидә замандишиға нисбәтән чоңқур һөрмәт, һәққанийәт вә сәмимийәт өз ипадисини тапқан десәм, мубалиғә болмас. Һәқиқәтәнму,  Пәйзирахман Ибрагимов чәксиз еһтирам, мунасип алқишларға лайиқ инсан еди. Сәвәви, у өз өмриниң тәңдин толисини — қириқ жилға йеқин һаятини миллий театримизниң шәкиллинишигә вә риваҗлинишиға бәхш әтти.

1981-жили Уйғур театриниң Москваға болған иҗадий сәпириниң утуқлуқ өтүшигә униң рәссам сүпитидә мунасип үлүш қошқанлиғини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Шу чағда сабиқ пайтәхт гезитлирида бу һәқтә тәпсилий йорутулди. Униң һәқиқий мәнада миллий театримиз үчүн туғулған рәссам екәнлигини театршунасларму, тәнқитчиләрму, аддий әмгәк аммисиму тәкитләшти. Нәтиҗидә, шу чағдики СССР Мәдәнийәт министрлигиниң тәшәббуси билән шунчә ишларни қилип үлгәргән болсиму, техичила қуруқ қол жүргән рәссамға «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби» дегән шәрәплик нам берилди…

Рәссам Уйғур театрида ишләш билән биллә Қазақ, Корей, Немис, театрлиридиму паалийәт елип берип, яхши хисләт-пәзиләтлирини, рәссамчилиқ бабидики йүксәк маһаритини намайиш қилалиди. Өзиниң салаһийитини, талантини һәммә йәрдә утуқлуқ көрситишкә муйәссәр болди. Әйнә шу интилиш вә өзлүгини намайән етиш билән хәлқимизниң тонулған рәссамиға айланди. Кәйнимиздә пәқәт яхши ишлиримиз, әмәллиримиз қалидекән. Бу җәһәттин туғма талантқа егә мой қәләм саһиби Пәйзирахман Ибрагимов бәхтияр инсандур. Чүнки у өзи яратқан әсәрләр арқилиқ өзигә упримас һәйкәл орнитип кәтти.

Ташполат НАМӘТОВ, шаир.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=10033

 
Интересный материал? Поделись с другими: