Open login
Главная ИМИНЖАН ТОХТИЯРОВ
Иминжан Тохтияров
25.01.2013 19:13   

Уйғурниң көрнәклик шаири Иминжан Исмайил оғли Тохтияров 1962 жили 8 февральда туғулған.

1979 жили илгәрки Челәк наһийәси (һазирқи Эмгәкчи-Қазақ наһийәси)  Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики оттура мәктәпни уйғурчә оқуп , пүтирип, 1987-1993-жиллири Челәк наһийәлик «Әмгәк туғи» гезити редакциясида хизмәт қилиду. Сирттин Алмутидики қазақ миллий университетиниң (Киров намидики) журналистика факультетини оқуп, тамамлайду. 1993 – 2010 жиллар арилиғида Жумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң Әмгәкчи-Қазақ наһийәси бойичә оз мухбири болуп ишләйду.

 

Заманивий уйғур поэзиясиниң тәрәққиятиға мунасип  үлуш қошуп келиватқан шаир Иминжан Тохтияровниң қәлимигә мәнсүп «Жүрәк тәвригәндә» - (1994 ж.) , «Варислар нахшиси» - (1996 ж.),  «Мән сени сеғинғанда» - (2004 ж.), «Долана» - (2004 ж.),  «Миң сәвдалар чүшсиму башқа» - (2006 ж.), «Тумарим» - (2007 ж.), «Өмүр дастан» - (2008 ж. Язғучи Авут Мәсимов билән бирликтә),   «Күзги бағлар» - (2011 ж.) намлиқ китаплар оқурмәнләр тәрипидин қизғин қарши елинди.

 

Шундақла әдипниң атақлиқ  сәнъәткар – композиторлар билән һәмкарлиқта ижат қилған уйғур – қазақ тилидики нахшилири чоң сәһниләрдә, сорун мәрикиләрдә ейтилмақта.

Иминжан Тохтияров шундақла Эмгәкчи-Қазақ наһийәсиниң «Пәһрий пухраси». Қазақстан язгучилар иттипақисиниң әзаси.

Өйләнгән, үч пәрзәнди бар.

Иминжан Тохтияровниң китаплири

 

Иминжан Тохтияров - Әл сөйгән шаир

Көрнәклик шаиримиз Абдумежит Дөләтовниң аримиздин кәткинигә бүгүн 12 жил болди. Диққитиңларға шаир,  Иминжан Тохтияровниң https://parvaz.kz/index.php/iminjan-tokhtiyarov устази А. Дөләтовниң   хатирисигә беғишланған "Әл сөйгән шаир" намлиқ 2008 жили йезилған шеирини тәғдим қилимиз.

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Тонуштуруш мәрасими

Шаирға һөрмәт көрситилди

Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк йезисидики Мәдәнийәт өйидә аталмиш йеза округиниң һакими, әдәбият-сәнъәтниң жанкөйәри, милләтләр достлуғиниң жарчиси Сәкен Абдихалиевниң беваситә күч чиқириши вә Қазақстан язғучилар итипақи башқармиси, униң йенидики уйғур әдәбияти кеңишиниң, Челәк регионлуқ Уйғур мәдәнийәт мәркизи вә жигит башлириниң йеқиндин қоллап-қувәтлиши билән көрнәклик шаир, журналист Иминжан Тохтияровниң (Иманғайип) https://parvaz.kz/index.php/iminjan-tokhtiyarov атмиш яшлиқ тәвәллудиға мунасивәтлик нәширдин чиқан «Тенигән арман» намлиқ I-том китавиниң тонуштуруш мәрасими болуп өтти.

Мәрасимни Челәк йеза округи һакиминиң орунбасари Мәди Бектасов ечип, әдипниң тәржимали, һаят йоли һәққидә ейтип бәрди. Андин сөзгә Қазақстан язғучилар итипақи Башқармиси рәисиниң орунбасари, көрнәклик шаир Бақыт Беделхан, балилар язғучиси, «Ерен еңбегі үшін» медалиниң саһиби Авут Мәсимов, пешқәдәм устаз, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң «Пәхрий граждани» Иминжан Юнусов, Жумһурийәтлик «Іле өңірі»-«Или вадиси» гезитиниң Баш муһәррири Абдуманап Аблизов, «Дәрвишләр» топи әзалири намидин Реһимжан Һәмраев, Әмгәкчиқазақ наһийәси Уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, әдәбият-мәдәнийитимизниң жанкөйәри Нуржамал Һасанова, Байсейит йезисиниң жигитбеши Ғилаждин Һосманов вә башқилар тәбрик сөзгә чиқип, шаирға чапан япти. Соғат-тәшәккүрнамиләрни тапшурди, дәстә-дәстә гүлләрни һәдийә қилди.

Андин шаирниң «Тенигән арман» китавиниң қизил лентисини қийиш һөрмитигә жут мөтивәрлири Ғаппар Абдусаламов, Жетписбай Сыдықбаев шундақла шаир-язғучилар Бақыт Беділхан, Авут Мәсимовлар муйәссәр болди. Тәкитләш керәкки, «Достлуқ поэзияси» шиари астида өткән мәзкүр чаригә «Қазақ әдебиеті» гезити Баш муһәрририниң орунбасари Қанағат Әбилқайир, «Жетісу» телевидениесиниң хадимлири, тәвә-жамаәтчилиги, мәктәп, колледж оқутқучи, оқуғучилири иштрақ қилди.

Мәрасим жәриянида оқуғучилар шаир шеирлирини ядқа оқуди. Жүмлидин, Бахтияр Мухаметжан, ака-ука Валидин, Нуридин Баһамов, Ришат Һәмраев, «Ясмин» уссулчилар топи сөйүмлүк шаириға  болған иззәт-һөрмитини нахша-уссул, айтыслар арқилиқ ипадә қилип, «Достлуқ поэзиясиниң» мәзмунлуқ өтүшигә мунасип үлүшлирини қошти.

Ахирида шаир Иминжан Тохтияров мәрасим қатнашқучилириға жүрәк қатламлиридин чиққан сәмимий тиләк-сөзлирини изһар қилип, «Мән роһ» намлиқ шеирни оқуп бәрди.

Бәхтишат Сопиев, «Уйғур авази»  гезити

 

 
Интересный материал? Поделись с другими: