НУРАЛИМ ВАРИСОВ | |
|
НУРАЛИМ ВАРИСОВ
По просьбам посетителей сайта, публикуем материалы популярнейшего певца, солиста-вокалиста фольклорного ансамбля «Нава» Варисова Нуралима Мамутовича. Представляем вашему вниманию его песни и видео-концерт (URD Studio). Приятного просмотра и прослушивания. Понравившиеся песни можно скачать с нашего сайта. Чуть позже мы опубликуем творческую биографию артиста.
НУРАЛИМ ВАРИСОВ ФОТО ГАЛЕРЕЯ
Dim lights Embed Embed this video on your site
Нуралим Варисов. "GazZone covers". Выпуск 17 Ассаламу Алейкум друзья! По многочисленным просьбам наших зрителей рубрики "GazZone Covers “, гостем данного выпуска выступил «маэстро» Нуралим ака Варисов! В его исполнении вы услышите песню «Совумиған бөшүгүм»! Автор музыки : Азизжан Искандаров. Автор слов: Хуршидәм Илахунова. Dim lights Embed Embed this video on your site
Баһар нахшилири яңриди21 — 23-апрель күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, хәлқимизниң хушнава булбули Нуралим Варисовниң https://parvaz.kz/index.php/nuralim-varisov йәккә концерти болуп өтти. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази», 27.04.23
«Нава» вә «Рухсарә» ансамбльлири тәрипидин зор иштияқ билән иҗра қилинған «Шаяр» мәшривидин кейин, ушбу концертниң елип барғучиси Гүлбаһар Насирова өзиниң қәлб сөзлирини төвәндикичә изһар қилди: «Уйғур театрида чарәк әсирдин бери өзигә хас йүксәк маһарәт арқилиқ хәлқимизниң муқәддәс сәнъитини миңлиған ихласмәнлиримизгә тәғдим қилип, көңүлләргә мәлһәм берип келиватқан һәммимизниң сөйүмлүк сәнъәткари, Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов өзиниң көпжиллиқ иҗадий паалийитидә бирнәччә қетим йәккә концертлирини мухлислириға һәдийә қилди. Буниңдин он үч жил илгири униң «Түгимәс нахшам» намлиқ йәккә концерти өткән еди. Мана бүгүн уйғур сәһнисиниң булбули мухлислири билән йәнә үз көрүшүватиду. Нуралимниң һәрбир нахшисини яхшилиқ билән яманлиқ, дост билән дүшмән, ата билән ана, сөйгән яр, қериндаш, туғулған жут, һәрхил тәғдирләр, һаят, вәтән қәдрини мәдһийиләп һекайә қилидиған бирпүтүн сәһнә әсәри териқисидә қобул қилимиз. Шуңлашқа Нуралим Варисов иҗрасидики нахшиларни биз тәшналиқ билән күтимиз, өзимизни қийнаватқан түрлүк соалларға җавап издәймиз, тәсәлла тапимиз. У нахшилардин көңлүмиз қенип су ичиду. Чүнки заманивий шеирийитимизниң жирик намайәндилири шеирлириға нәпислик берип, назук лирика билән суғирилған әҗайип нахшилар Нуралимниң бүгүнки бай репертуариниң мәлум бир қисми болуп һесаплиниду.
Андин мәзкүр мәдәний мәрасимниң асасий қәһримани Нуралим Варисов сәнъәт кечилигини Җамалдин Розиевниң сөзигә йезилған «Ана» нахшиси билән башлиди. Талантлиқ нахшичи «Нава» фольклор ансамблиниң вә «Сада» яшлар эстрада ансамблиниң җор болушида хәлқимизниң бир жүрүш нахшилирини зор иштияқ билән иҗра қилип, көпчиликкә арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. «Бу дуния», «Уйғурум», «Өмүр өтәр», «Сеғинғанлирим», «Йолуңға қарап», «Өмүр дегән қизиқ, һә», «Есил чағлар», «Тиләк», «Әвлия достум», «Бизниң нахшимиз» кәби нахшилар Нуралимниң иҗрасида башқичә яңрап, пәқәт уйғурға хас муң, сирлиқ лирикини у әҗайип маһарәт билән тиңшиғучи қәлбигә йәткүзүп берәлиди. Саһиб Абдумайин («Көрәй дәп кәлдим»), Меһрат Рәхмәтҗан («Хаһ инан, Хаһ инама»), Луиза Розахунова (Нуралим билән биллә — «Бәргин хәвәр») кәби шагиртлири тәрипидин иҗра қилинған йеқимлиқ нахшилар билән Уйғур театри драма трупписиниң бир түркүм яш актерлири тәрипидин зор маһарәт билән орунланған Атуш чатма нахшилири вә «Рухсарә» уссул ансамблиниң әвришим уссуллири «Баһардики нахша» концертиниң техиму тәсирлик өтүшигә зәмин яратти.
Концерт давамида талантлиқ нахшичилар Саһидәм Мәшрәпова, Луиза Розахунова, Дилбәр Бурһанова, Эмина Рәхмәтҗан, Саламәт Һевуллаева Қәшқәр чатма нахшилирини иҗра қилип, өзлириниң талант-қабилийитини көрситишни билди. Тәкитләш лазимки, концертниң түгүнини йәшкүчи «Ахирқи қар» нахшиси (Мухтәр Буғраниң иҗадидин) Нуралимниң иҗрасида яңрап, талай қәлбләрни ләрзигә салди. Нуралим бу нахшини у күни шундақ иҗра қилдики, пүтүн ой-хияли, һәрбир қәдими, сөзләрдики урғу, тамашибин залиға мәйүс беқишлири нахшиниң мәзмунини техиму бейитқан һалда, пәқәт униң өзигила хас йүксәк маһарәт билән яңриди. Нахшидики чоңқур мәзмунни Нуралим жүрәктин һис қилған һалда тамашибинға толуқ йәткүзәлиди. Концерт ахирида Нуралимниң қәлимигә мәнсүп «Йолуңға қарапни» тамашибинлар униңға қошулуп, чаң кәлтүрүп ейттидә, зални көтиривәтти! Тамашибинлар орунлиридин турушуп, гүлдирас алқишлар бир һазағичә сәнъәткарларни сәһнидин қоюп бәрмиди. Һечким залдин чиққуси кәлмәй, сөйүмлүк нахшичилири билән тәсликтә хошлашти... Хулләс, «Баһардики нахша» концертиниң утуқлуқ өтүши, әлвәттә, уни сәһниләштүргән «Нава» ансамблиниң бәдиий рәһбири Ниязҗан Турсуновниң, сценарий муәллипи Гүлбаһар Насированиң вә баш балетмейстер Зоһра Кәримованиң, балетмейстер Эльдар Абдуллаевниң, рәссамлар Гөзәл Мәмединова (кийим-кечәкләр бойичә) вә Рустәм Мусаевниң, шундақла сәһнигә йоруқ бәргүчи рәссамлар Галина Сорочинская билән Меһратҗан Шерияздановниң шиҗаәтлик әҗриниң нәтиҗиси екәнлиги ениқ. Бу җәһәттин аваз режиссерлири Иван Федотчев билән Арслан Җалалдинов вә башқиларниң әмгигини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49101
Нуралим Варисовқа 60 жил!
Dim lights Embed Embed this video on your site
Нуралим Варисовниң «Баһардики нахша»
Dim lights Embed Embed this video on your site
Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисовниң https://parvaz.kz/index.php/nuralim-varisov «Баһардики нахша» намлиқ йәккә концерт дәстүри. Кәчкә қатнашқанлар: «Рухсарә» уссул ансамбли, «Сада» яшлар эстрада ансамбли, Хәлиқара фестивальларниң лауреати «Нава» фольклор ансамбли. Кәчни тәйярлиғанлар: Сценария муәллипи – Гүлбаһар Насирова Сәһниләштүргән – Ниязжан Турсунов Сәһниләштүргән рәссам – Рустәм Мусаев, кийим кечәк бойичә рәссам - Гөзәл Мәмединова Балетмейстер –Эльдар Абдуллаев, Театрниң баш балетмейстери – Зоһра Кәримова Аваз режиссерлири – Иван Федотчев, Арслан Жалалдинов Сәһнигә йоруқ бәргүчи рәссамлар – Галина Сорочинская, Меһрәтжан Шериязданов
Алмута. 2023 жил, апрель
|
Комментарии