Open login
Главная АНСАМБЛЬ РУХСАРА
Ансамбль Рухсара
15.07.2014 01:07   

Ансамбль «РУХСАРА»

Танцевальный ансамбль «Рухсара» создан в 1991 году Заслуженной артисткой Республики Казахстан Гульнарой Саитовой при Республиканском Государственном Уйгурском  театре музыкальной комедии им. К.Кужамьярова. Громким событием стал выпуск Гульнарой Саитовой (https://parvaz.kz/index.php/gulnara-saitova)  и созданным ею ансамблем «Рухсара» программы «Шелковый путь», составленная из уйгурских и восточных танцев, автором сценария программы выступил отец Гульнары - Юсупжан Саитов.

 

 

Ансамбль за короткий срок снискал себе славу и популярность, побывал во многих странах мира в составе различных творческих делегаций. На сегодняшний день является самым профессиональным уйгурских танцевальным коллективом Казахстана.

Биографии некоторых участников танцевального коллектива –

http://uigurteatr.kz/index.php?option=com_content&view=category&layout=blog&id=17&Itemid=10&lang=ru

Полная фото галерея ансамбля «Рухсара»

Видео с участием ансамбля «Рухсара»

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Отрывок с выступлением танцевального коллектива "Рухсара" и артистов Государственного Академического Уйгурского театра музыкальной комедии им.К.Кужамьярова на торжественном концерте, посвященном 20-летию Астаны, после завершения 26 сессии Ассамблеи Народа Казахстана. Концерт прошел 28 апреля 2018 года во Дворце мира и согласия в Астане.

Dim lights Embed Embed this video on your site


Сәнъәт йоли йеник әмәс.

«Уйғур авази» гезити 16 октябрь 2014 ж.

 

Уйғур театриниң 80 жиллиғиға даир/ Уйғур театриниң 80 жиллиғини нишанлаш һарписида униңда паалийәт елип бериватқан уссулчиларниң миллитимизниң әнъәнивий уссул сәнъитини сақлап, уни тәрәққий әткүзүшни давамлаштуруватқанлиғини тилға алған орунлуқтур. Мәсилигә әйнә шундақ нуқтәий нәзәрдин яндашқанда, «Рухсарә» уссул ансамбли тоғрилиқ тохтилип өтүш әқилгә мувапиқтур.  Мәзкүр ансамбль паалийәт елип бериватқан 23 жил җәриянида униң тәркивидә Т.Баратов, Г.Қасимова-Ибрагимова, Д.Пәхирдинова, Р.Худайбәрдиева, З.Кәримова, Г.Садиқова, М.Шаваева, Ш.Илиева, М.Нуриева, Х.Семәтова қатарлиқ талантлиқ уссулчилардин ибарәт уссул сәнъити мухлислириниң тәшналиғини қандуруп кәлди, дәп ишәшлик ейталаймиз. Хәлиқара уссул фестивалиниң лауреати Э.Сәйдуллаева, МДҺ әллири Дельфий оюнлириниң дипломантлири Э.Абдуллаев, Н.Палтахунов, Хәлиқара хәлиқ уссули конкурси Баш мукапитиниң саһиби Х.Махмутова, Н.Қурбанова, А.Мирпашаев охшаш яш солистларму өзлириниң һәқиқий талант егилиридин екәнлигини көрситәлиди.

2005-жили Ж.Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжиниң «Хореография» бөлүмини бир топ қиз-жигитләр тамамлиди. Бүгүн шуни ишәшлик ейтишқа болидуки, шуларниң асасий қисми театрда ишләп, миллий уссул сәнъитимизни тәрәққий әткүзүватиду. Мәсилән, Н.Палтахунов, Э.Абдуллаев, Т.Тохтибақиев, М.Варисов, Қ.Варисов, Р.Варисов «Полу» «Сапай уссули», «Оқ-я уссули», «Ов уссули» охшаш әрләр уссуллирида иҗра қилиш әнъәнилирини давамлаштурмақта.

Г.Турсунова, А.Халимова, Н.Һевуллаева охшаш яш учумкарлар сәһнидики дәсләпки қәдәмлиридин тартипла уссул техникисини маһиранә өзләштүрүп, сәһнә роһини тамашибинниң қәлбигә йәткүзүшни билиши арқилиқ көпчилик уссул мухлислириниң алқишиға еришти. Улар билән тәһсил көрүватқан Д.Худайбәрдиева нахша ейтишни яхши көргәнликтин, 2-курста вокал бөлүмигә авушуп кәткән еди. Һазир у һәм «Сада» һәм «Рухсарә» ансамбльлириниң концерт программилириға турақлиқ қатнишип кәлмәктә.

Яш иҗрачиларниң қатнишиши билән көплигән тематикилиқ концерт программилири тамашибинларниң диққитигә һавалә қилинди. Мәсилән, З.Кәримова, Т.Баратов, Р.Худайбәрдиева, Д.Пәхирдинова, М.Нуриеваниң «Ойған», «Миң өй», «Сехирлиқ уссул дунияси», «Сүрнәй садаси», «Уссул дурданиси», «Ана юрт нәпәси» кәби программилар әйнә шулар җүмлисидиндур.

Өз кәспигә җан дили билән берилгән яш балет артистлири «Рухсарә» ансамблиниң концерт программилирида режиссерлар билән балетмейстрларниң идея-ғайилирини сәһнидә өз әйни билән әкис әттүрәлиди. Чүнки улар үчүн сәһнә, уссул сәнъити — бу хошаллиқ вә пидакарлиқ әмгәк, қаттиқ интизам.

Мәсилән, «Сүрнәй садаси» концерт программисида артистлар аддий хәлиқ һаятиниң асасий сәһипилирини бәдиий шәкилдә әкис әттүрди. Сүрнәй садаси барлиқ меһманларни йезиға чақириду. Уларниң қоллирида өз соғиси бар. Дап садаси арқилиқ «Гүл сәйлиси» аммибап яшлар оюни башлиниду. Уссулчиларниң һәрбири бейит оқуш арқилиқ гүлни оюнниң новәттики қатнашқучиға тапшуриду. Бу усул концертта биринчи қетим қоллинилған еди. Башқичә ейтқанда, нутуқ, уссул вә актерлиқ маһарәт бағлиниши яққал көрситилиду. Бирдинла жигитләрниң бири ахирқи қатарда олтарған қизға муһәббитини изһар қилип, уни уссулға чақириду. Қизму орнидин туруп, сәһнидә пеқирайду вә хошаллиғини ипадиләйду…

Н.Палтахунов иҗрасидики «Полу уссули» концерт программисиниң көрки болди, дәп ейталаймиз. Н.Палтахуновниң сәһнә маһарити йетәрлик дәриҗидә болмисиму, у ансамбль репертуариға «Дап ритмилирини» киргүзүшкә муваппәқ болди. Униң курсдашлири Э.Абдуллаев, М.Варисов, Т.Тохтибақиев, Р.Варисов, Қ.Варисов пәқәт уссул ойнапла қоймай, бәлки шуниң билән биллә дапму чалиду.

Яш уссулчи жигитләр тоғрилиқ һәрким һәрхил пикирдә болди — бирлири уларни махтап көккә чиқарса, бирлири салмақлиқ пикирләрни ейтти. Бирақ уларниң һәммиси театрға өз алаһидилигигә егә уссулчи жигитләрниң кәлгәнлигини көрсәтти. Уссул сәнъитигә җан тени билән ашиқ болған улар йеңи-йеңи программиларда өз маһаритини намайиш қилишқа тиришмақта.

Уссулчи қизлар арисида Э.Сәйдуллаева алаһидә пәриқлиниду. Җүръәтлик вә тәшәббускарлиқ униңға хас хусусийәтләрдур. Мәктәптә оқуватқан чағлирида уссул өмигигә қатнашқан Эльмира шу чағлардила кәспий уссулчи болидиғанлиғиға ишәнгән еди. У «Ғунчә», «Балбөбек», «Хәлиқ талантлири» конкурслириниң лауреати аталған еди.

Э.Сәйдуллаева 2002-жили колледжни тамамлиғандин кейин Уйғур театриға келиду. У сәһнидики дәсләпки қәдәмлиридин кейин уссулчи кәспиниң пәқәт нәписликни, әвришимликнила әмәс, бәлки чоң әмгәкниму тәләп қилидиғанлиғиға йәнә бир қетим көз йәткүзиду вә өзиму миллий уссул техникисини үгинишкә, униң сирлирини өзләштүрүшкә җан дили билән киришиду.  Әмгәкчан, мәхсәтчан болған қиз уйғур уссуллириниң услубини үгинишкә тиришиду, билимини чоңқурлитиш униңға арам бәрмәйду. 2009-жили униң билим елиш армини рояпқа чиқип, Уйғур театриниң рәһбәрлиги Э.Сәйдуллаева билән Г.Турсуновани Үрүмчи шәһиридики Сәнъәт институтиға әмәлий тәҗрибә топлашқа әвәтиду.

Қисқа вақит ичидила улар Турсунгүл Намәт, Диларам Сидиқ, Мәмәтҗан Мәмәт қатарлиқ йетәкчи педагоглардин Долан, Қәшқәр, Хотән, Қумул вә Куча уссуллирини иҗра қилиш услуб-техникисини маһирлиқ билән үгинип чиқиду.

Эльмирада шундақла хореограф талантиму муҗәссәмләнгән. У «Қедимий таш уссули», «Қумул қизлар уссули», «Тимучи», «Қумул мәниси», «Чирақ уссули» охшаш уйғур уссуллирини, шундақла қазақ вә таҗик хәлиқлириниң уссуллирини сәһниләштүрди. У ишләп жүрүп Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетини «Хореография» мутәхәссислиги бойичә тамамлиди.

Уйғур театрида варислиқ уссул вә музыка маһаритини әвлаттин-әвлатқа тапшуруш Қурбановлар аилиси арқилиқ давамлашмақта. Шакир Қурбанов «Нава» ансамблиниң ғеҗәкчиси болса, Дилбәр Пәхирдинова балет солисти. Уларниң қизи Назугумму җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжини тамамлиғандин кейин театрда ишләватиду. Ишләп жүрүп Қазақ дөләт қизлар педагогика университетини «Хореография» мутәхәссислиги бойичә тамамлиди. Назугумниң театрда паалийәт елип бериватқанлиғиға анчә көп вақит болмисиму, у «Нава» вә «Рухсарә» ансамбльлириниң концерт программилириға турақлиқ қатнишип кәлмәктә. Униң репертуаридин «Җан сәнәй», «Чевәр яр» охшаш лирикилиқ вә шох уссуллар, «Өзһал» муқаминиң мәрғули орун алған. 2012-жили Н.Қурбанованиң «Уссул саадәтлири» намлиқ йәккә концерт программиси қоюлди.

Худайбәрдиевлар аилисиниң Уйғур театриниң сәһнисигә чиққанлиғи оттуз жилдин ашти. Бу аз вақит әмәс. Тайир — равапчи, Реһангүл — уссулчи. Шуңлашқиму Худайбәрдиевларниң аилисидә музыка вә уссул һәрхил сөһбәтләрниң, бәс-муназириләрниң баш мавзуси болуп һесаплиниду. Уларниң қизи Дилназ әйнә шундақ шараитта өсүп тәрбийиләнди. Бу аилидә варислиқ әнъәниси «Нава» вә «Рухсарә» ансамбльлириниң репертуарлиридин орун алған уссулларни үгитиш арқилиқ давамлаштурмақта. М.Әзиз өткән әсирниң 60-жиллирида қойған «Шадиянә» уссули әйнә шуларниң биридур. «Шадиянә» уссули — әвлат уссулчилириниң маһарити өскән уссул. Уни биринчи болуп иҗра қилған Реһан Разиева уссулни Реһангүл Худайбәрдиеваға тапшуриду. Жиллар өтүп, уни Зухра Кәримова орунлайду. Әнди өткән жили Р.Худайбәрдиева бу уссулниң қир-сирлирини қизи Дилназға үгитиду.

Театр балет трупписиниң топиму алаһидә диққәткә сазавәр. Мәсилән,  туғма талант, классикилик уйғур уссуллириниң мәдәнийитини чоңқур өзләштүргән Элдар Абдуллаев уйғур миллий вә заманивий уссул элементлирини бағлаштурушқа тиришиду. Үрүмчи институтини вә А.Селезнев намидики Алмута хореография училищесини тамамлиған Рәхмәтҗан Йолдашевниң иҗрасидики «Гопак» шох уссули дайим тамашибинларниң алқишиға сазавәр болуп кәлмәктә.

Тайир Тохтибақиев билән Рамил Варисовниң кәспийлиги акробатикилиқ элементлар, пантомима бесим болған шох-күлкилик уссулларда байқалмақта. Шуңлашқа уларниң актерлиқ маһаритини байқиған театр режиссерлириниң бу уссулчиларға өз спектакльлирида түрлүк рольларни ишәш қилип тапшуруватқанлиғи тәсадипи әмәс. Уссулчи Муһитдин Варисовму театр актери мутәхәссислигини  өзләштүрүп, «Майсариниң иши», «Башмиғим» спектакльлириға иштрак қилди. Қәлбидин Варисов болса, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетида алған билимини толуқ пайдилинишқа тиришмақта.

Раст, театрда ишләш, көпчилик тәсәввур қиливатқандәк, анчила оңай әмәс. Шуңлашқиму Өзбәкстанға, ШУАРға оқушқа әвәтилгән яшларниң кейин театрға келип, шараитқа бәрдашлиқ берәлмәй, интизамға көнәлмәй, кәспий сәнъәттин кетип қелиши мени бәк ечиндуриду. Әнди барлиқ қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, мәшәқәтлик сәнъәт йолини таллавалғанлар болса, бүгүнки таңда тамашибинларниң алқишиға еришип, мәлум утуқ-муваппәқийәтләргә йәтмәктә.

Гүлнарә САЙИТОВА,

Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти.

http://uyguravazi.kz/?p=15449

 

Ансамбль «РУХСАРА» - концерт «УССУЛ СЕҺРИ»

Видео концерта «УССУЛ СЕҺРИ» (Волшебство танца)

Режиссер-постановщик, балетмейстер - Эльмира Сайдуллаева.

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
Интересный материал? Поделись с другими: