Гүлзарәм Масимова | |
|
Гүлзарәм МәсимоваЗаманивий миллий сәнъәт беғида талантини синап жүргән қизлар қатариму һели өсмәктә. Кичигидин сәнъәткә иштияқ бағлиған Гүлзарәмму әшундақ талантлиқ нахшичиладин. Көпчиликниң сәмимий һөрмәт-еһтирамиға бөләнгән нахшичи 1987-жили 17-декабрьда Уйғур наһийәсигә қарашлиқ даңлиқ һәм гөзәл жут – Түгмән йезисида дунияға көз ачқан. Төрт йешидин нахша ейтишқа хумар Гүлзарәм балабағча босуғисида, мәктәптә оқуватқан пәйлиридә хәлиқ аммисиниң көзигә челиқти. Дәсләпки музыкилиқ билимини мәктәптә устази Асийәм Малиновадин алди. Яш болсиму, хәлиқ нахшилирини, һәтта муқам парчилирини бабиға йәткүзүп орунлиниши нәқ мошу мәзгилдин башланди. Шуниңдин кейин наһийәлик, жумһурийәтлик байқаш-көрүкләргә иштрак қилди. 2000-жили болса, жумһурийәтлик «Ғунчә» фестивальиға қатнишип, дипломант атилиду.
Сәнъәткә чин муһәббәт бағлиған Гүлзарәм 2005-жили мәктәпни әла баһаларға тамамлап, шу жили Алмута шәһиригә келип, бирдинла Қизлар Миллий педагогикилиқ университетиниң «Музыкилиқ билим вә мәдәнийәт» бөлүмигә чүшүп, 2009-жили уни қизил дипломға тамамлайду. Жуқарқи оқуш орунида оқуп жүргән чеғида 2007-жили хәлиққә тонулған нахшичиларниң көзигә челиққан Гүлзарәмни Мурат Насиров намидики «Яш талантлар» конкурсиға қатнишишқа тәклип қилиду. Вә «Анижан» (музыкиси И.Раджаповниң, сөзи А.Илахуновниң) нахшиси билән 3-орунға муйәссәр болиду. Шуниңдин кейин яш нахшичи сәнъәткә дадил қәдәм бесип, «Шавкәт шоу», «Яңра нахшам», «Гимназия юлтузлири» қатарлиқ концертлиқ программиларда өз талантини намийиш қилди.
Бүгүнки таңда жәнубий пайтәхтимиздики Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә яш өсмүрләргә музыка пәнидин савақ берип кәлмәктә. Төвәндә Гүлзарәмниң биртүркүм нахшилирини диққитиңларға һавалә қилдуқ. Мәрһәмәт, сизму яш нахшичиниң һүниридин бәһриман болуп, баһалаң. Песни Гүлзарәм Масимовой
Гульзарәм Мәсимова - Алай көңлүңни.Dim lights Embed Embed this video on your site
Гүлзарәм Мәсимова – Яшлиғим
Dim lights Embed Embed this video on your site
Гүлзарәм Мәсимова – Той нахшиси
Dim lights Embed Embed this video on your site
|