ГРУППА ЯШЛЫК | |
|
Группа ЯШЛЫК (отрывки с сольного концерта 1997 года).
Далеко не все молодые фанаты этой популярной уйгурской группы знают, что ее история началась тогда, когда их еще не было на свете: в 1974 году Мурат Ахмадиев (ныне депутат мажилиса(парламента) Республики Казахстан) собрал первый состав вокально-инструментального ансамбля "Яшлык". Под его руководством ансамбль стал дипломантом 6-го Всесоюзного конкурса артистов эстрады в Ленинграде в 1978 году, конкурса политической песни в Ереване в 1979 году, 1-го Всесоюзного конкурса политических песен стран социалистического содружества в Ялте в 1980 году, 12-го Всемирного фестиваля молодёжи и студентов в Москве в 1985 году. В 1980 году ВИА «Яшлык» за концертно-исполнительскую деятельность 1974—1980 годов и активное участие в эстетическом воспитании молодёжи стал лауреатом премии Ленинского комсомола Казахстана. Ансамбль гастролировал в городах СССР, а также в Венгрии (1979), Болгарии (1981), Румынии (1984).
Шло время, несколько раз менялся состав ансамбля ( о них мы расскажем в отдельной теме) , а в 1996 году пришли дети от первого состава группы и с 1996 года ведется отсчет молодого "Яшлыка", в составе которого играли и пели Дильшад Ахмадиев (вокал), Ядыкар Шамиев (аранжировки, клавишные) и Бахтияр Хасанов (бас-гитара, бэк-вокал, ударные инструменты). Были выпущены два альбома «Нигара»(1997 год) и «До свидания» (2001 год). В 1997 году коллектив в этом составе дал единственный сольный концерт во Дворце Республики , который прошел при полном аншлаге. На сегодняшний момент группа распалась , но есть предпосылки к его восстановлению в новом составе…
Предлагаем вашему вниманию отрывки с сольного концерта группы .Запись архивная , поэтому заранее извиняемся за качество видео. Dim lights Embed Embed this video on your site Видеоклипы группы Яшлык
Dim lights
Embed Embed this video on your site
Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Өйләнмигән жигитләр тойда… ойнимайду. «Уйғур авази»гезити, 24 декабрь 2015 ж. Мана, һәш-пәш дегичә, «Яшлиқ» https://parvaz.kz/index.php/yashlik-group вокал чалғу ансамблиниң қурулғиниға 40 жил толупту. Уларниң дәсләпки нахшиси — «Аппақ-аппақ тошқанлар» — шу жигитләрниң өзлири тоғрилиқ еди. Чүнки у вақитта студент Мурат Әхмәдиев рәһбәрлигидики ансамбль әзалири болған Ялқунҗан Шәмиев, Махмут Дәраев, Марат Мәмәтбақиев, Қәһриман Иминов, Азат Рәзәмов һәммиси бойдақ еди. Уйғур сәнъитидики биринчи эстрада ансамбли қандақ барлиққа кәлгәнлиги һәққидә бизгә бүгүн Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан ШӘМИЕВ сөзләп бәрди. Биринчи учришиш — Буниңдин қириқ жил илгири Мурат Абдрим оғли билән Театр вә сәнъәт институтида тонушуп қалдим, — дәп өтмүшни әслиди Ялқунҗан Әхмәт оғли. — Растимни ейтсам, иккимиз бир-биримизни сирттин тонаттуқ. Мән институтта 2-курста оқувататтим. Мурат Абдрим оғли тәйярлиқ курста екән. Иккимиз бир күни коридорда тәсадипи учришип қалдуқ. У маңа өзиниң «Арман» намлиқ бир ансамбльда ишләйдиғинини ейтти. Сөһбәтара у уйғур ансамблини қуруш армини барлиғиниму йошурмиди. Мән уни дәрһал қоллап-қувәтлидим. У нахша ейтидекән, мән болсам гитарида ойнаймән. Кейин иккимиз, көп өтмәйла, сәнъәткә йеқин яшларни издидуқ вә Махмут Дәраев, Марат Мәмәтбақиев, Қәһриман Иминов, Азат Рәзәмов, Қурванҗан Мәңсүров, Мирхелил вә Шерипҗан Халмәтовлар, Сейдулла Байтереков вә уссулчимиз Гүлнарә Сайитовани таптуқ. Биринчи учришишимиз шәһәрдики мәктәпләрниң биридә болди. Биринчи нахша — Биз биринчи уйғур эстрада ансамбли, шуңлашқа дәсләпки күнлири ишни немидин башлашни билмәй бешимиз қатти, — дәп сөзини давам қилди сәнъәткар. — Саз әсваплирида ойнайдиған, нахша ейтидиған, мабада концерт қоюп қалсақ, уни елип маңидиғанму адәм бар. Амма репертуаримиз йоқ. Шу вақитта йәнә шу Мурат Абдрим оғли «Мениң апам Туранқиз хәлиқ нахшилирини көп ейтиду, шу яқтин мәслиһәт сорап көрмәймизму» дәп қалди. Һәммимиз келиштуқ. Бир топ бойдақ жигитләр Туранқиз анимизниң йениға бардуқ. У биз билән йеқиндин тонушуп, ойлиримизни тиңшап көрди. Һәқиқәтәнму, анимиз көплигән хәлиқ нахшилирини билидекән. У бизгә дәсләп «Аппақ-аппақ тошқанларни» ейтип бәрдидә, «мошу нахшини әнди силәр эстрада жанрида иҗра қилип көрүңлар» деди. Бу биринчи нахшимиз аз вақитниң ичидила хитқа айлинип кәтти. Униңдин кейинки «Жумлақ», «Ой ойлайсән», «Ачил» нахшилирини шу Туранқиз анимизниң мәслиһити билән қайта ишлидуқ. Көп вақит өтмәй, анимизниң йәнә бир пәрзәнди, кейин рәпиқәм болған Гүлбаһар Әхмәдиева бизниң ансамбльға қошулди. Биринчи концерт — У күнни унтуш әсла мүмкин әмәс,— деди Ялқунҗан Әхмәт оғли. — Хаталашмисам, у күни театрға биринчи уйғур эстрада ансамблини көрүш үчүн Алмутидики барлиқ уйғурлар жиғилипту. У күни театрниң ишиклири сунуп, деризилири чеқилди. Әлвәттә, бизгиму биринчи қетим сәһнигә чиқиш оңайға чүшкини йоқ. Һәммимиз һодуқуп туримиз. Мурат Абдрим оғли «Аппақ-аппақ тошқанларни» башлавәткәндин кейин биз, ансамбль әзалириға, «җан кирди». Тамашибинлар һәрбир нахшимизни гүлдүрлигән чаваклар билән қарши алди. У вақитларда янфон, Интернет дегән нәрсиләр йоқ, шуниңға қаримай, «Алмутида «Яшлиқ» ансамбли қурулупту» дегән параң уйғурлар яшайдиған барлиқ йезиларға пур кәтти. Биринчи гастроль — Бизниң биринчи гастролимиз Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисидин башланди, — дәп сөзини давам қилди у. — Йезидикиләр бизни шундақ тәшналиқ билән күттики, қайсила мәлигә бармайла, биз йетип барғичә тамашибинлар клубларға жиғилип болатти. Йеза хәлқиниң бизни қоюп бәргүси кәлмәтти. Бир қизиқ йери, Уйғур наһийәсидики йезиларни арилаветип, һәммимиз новәт билән ағрип чиқтуқ. Шу вақитта, қайси йезида екәнлиги ядимда йоқ, бизни бир-икки момай бир өйгә жиғивелип, шивақ билән раса учуғдиған еди. «Бу немә дора?» дәп сорисақ, «силәргә тил тегипту» дейишти анилиримиз. Яшлиғимизда ағриқ-силаққа бой бәрмигиним раст. Амма әйнә шундақ гастрольларниң биридә Мурат Абдрим оғли бизни қорқутувәтти. Бизниң асасий солистимиз болған у Чоң Чиғандики хаманда концерт қоюватқан йәрдила һошидин кетип жиқилип чүшти. Кейин уни ағриқханиға апирип, дохтурларға көрсәткичә хелә аварә болдуқ. Биринчи мукапат
Хәлиқ арисида аммибаплиққа айланған «Яшлиқ» ансамбли 1979-жили дәсләпки қетим җумһурийәтләрара өткән эстрада ансамбльлириниң конкурсиға иштрак қилип, биринчи онлуққа кириду вә Пәхрий ярлиқ билән тәғдирлиниду. Бу ансамбльниң биринчи мукапити еди. Шуниңдин кейин Ереванда өткән конкурста лауреат атилиду. Иккинчи қетим Ялтидики хәлиқара конкурста ғалип чиқиду. 1981-жили болса, «Яшлиқ» Қазақстан Ленин комсомоли мукапитиниң лауреати атилиду. Биринчи атақ — Әнди ансамбльдики биринчи атақни ким алди? – соридим Ялқунҗан Әхмәт оғлидин. — Әлвәттә, һәрқандақ ансамбльда нахшичи биринчи планда туриду. Ансамбльни тонутидиғанму шу. Аримизда Мурат Абдрим оғли шундақ һөрмәткә сазавәр еди. Чүнки бу иҗадий топни қурғанму Мурат Әхмәдиев. Андин у өзиниң әҗайип зилва авази арқилиқ хәлқимизгә чапсанла тонулуп кәтти. Шуңлашқа аримизда униңға биринчиләрдин болуп «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти» атиғи берилди. Һәммимиз хошал болдуқ. Вақит өтүп, Мурат Абдрим оғли Уйғур театриниң мудири болуп сайланди. Уйғур сәнъитиниң тәрәққиятиға қошқан төһписи үчүн Қазақстан хәлиқ артисти аталди. Бүгүнки күндә болса, у Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати. Биринчи той Ансамбльни қуруш нийитидә жиғилған жигитләр шу күнила мундақ келишимгә кәлдуқ, — дәйду Ялқунҗан Әхмәт оғли. — Мабада ансамблимиз қурулса, һечқандақ тойға бармаймиз. Хәлиқ бизни сеғинип сәһнидин көрүши керәк. Шундақ болғандила, биз аброй-атақ тапалаймиз. Жигитләрниң һәммисиниң пикри мошундақ болди. Һәқиқәтәнму «Яшлиқ» хәлқимизгә тонулди. Йошуридиғини йоқки, талай тойларғиму тәклип қилиндуқ. Амма вәдимиздә туруп, һечқайсиға бармидуқ. Аримизда биринчи болуп, Азат Рәзәмов өйләнди. Әлвәттә, бу өзимизниң тойи болди. Шуңлашқа бизгә у тойда йәрдә ойнашқа тоғра кәлди. Хуласә орнида Арилиқта Мурат Әхмәдиев Уйғур театриниң мудири, Ялқунҗан Шәмиев театрниң баш рижиссери болғандин кейин, ансамбльниң иши сәл асқап қалди. Буни өзлириму йошурмайду. Кейин ансамбльдики бу бошлуқни талантлиқ сәнъәткарлар Абләһәт Исламов, Адилҗан Җанбақиев, Һакимҗан Тохтахунов, Қутлуқ Ғенәков толтуриду. Ейтмақчи, театрниң һазирқи мудири Руслан Тохтахуновму өз вақтида «Яшлиқниң» әйнә шу иккинчи әвлади билән ишлигән. Әнди бүгүнки күндә «Яшлиқниң» үчинчи әвладиму моҗут. Улар биринчи әвлатниң пәрзәнтлири Дилшат Әхмәдиев, Ядикар Шәмиев вә Гүлнарә Сайитованиң оғли Бәхтияр Һасанов. Амма бүгүнки күндә чоң әвлат вәкиллириму сәһнидин чүшмәй келиватиду. Өз вақтида «тойға бармаймиз» дәп қәсәм ичкән акиларни пат-пат уйғурниң тойлиридиму учритип қалимиз. Әлвәттә, бүгүнки күнниң тәливи башқа. Бәхтишат СОПИЕВ. |
Комментарии
С уважением,
Саша
К сожалению этой песни у нас нет.
Цитирую Ильшат:
Вот здесь песни группы http://www.parvaz.kz/index.php/music/145-yashlik-group-mp3
если возможно выложите в МР3