Open login
Главная БАХИТЖАН САУРЖАНОВ
Бәхитжан Сауржанов
21.01.2016 13:20   

Сауржанов Бәхитжан Сауржан оғли 1987-жили 15-май күни Панфилов наһийәсигә қарашлиқ Чулуқай йезисида дунияға кәлгән. Оттура билимни шу йезидики Жамалдин Босақов намидики оттура мәктәптә алиду. Мәктәпни муваппәқийәтлик тамамлап 2003-жили Алмута шәһиридики Чайковский намидики музыкилиқ колледжиниң «Хоровое дирежирование» бөлүмигә оқушқа чүшиду. Сәнъәткә болған қизиқиши мәктәп йешидин башланған Бәхитжан колледжда оқуватқан пәйтидиму һәр хил чарә-тәдбирләрниң паал қатнашқучиси болди. Колледжниң КВН командисида өз һүнири пат-пат намайиш қилип турди. Мәсилән 2004-жили Алма ата бирләшмә КВН командиси болуп Россияниң Новосибирск шәһиридә өткән КВНға қатнишип иккинчи орунға муйәссәр болиду. 2005-жилдин башлап «Шавкәт шоу» https://parvaz.kz/index.php/shavket-show театр студиясиға актерлуқ хизмитигә ишқа қобул қилиниду.

 

 

Театрда у өзигә хас рольларни ойнап бүгүнки күндә яхши күлдүргүчи сүпитидә тамашибинларниң сөйүмлүк актери. Шундақла Бәхитжан яхши риясәтчи вә талантлиқ тамада. Бәхитжанниң нахшичи сүпитидики маһарити тоғрисида гәп қилғинимизда униң 2005-2006-жиллири хитқа айланған «Гүлнарә» намлиқ нахшисини мисалға кәлтүрсәк купайә. 2014-жили «Ибәйдулламниң сәргүзәштилири» намлиқ қисқаметражлиқ комедияда чүшүп кино саһасидиму өз күчини синайду. Бүгүнки күндә Бәхитжан «Шавкәт шоу» театриниң актери. Келәчәк армини — чоң киноларда өзиниң маһаритини синап көрүш.

Контаткный телефон 8 701 033 3373

Видео

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

Другие видеоматериалы с участием Бахитжана можно посмотореть здесь:

https://parvaz.kz/index.php/shavket-show и в

разделе «Концерты» https://parvaz.kz/index.php/concert

Чақчиғи билән тонулди

«Уйғур авази» гезити, 12 май 2017 жил

Хәлиқ талантлири/ Уйғур хәлқи әзәлдин өзиниң түгимәс байлиғи – сәнъити, мәшриви, чақчақлири билән мәшһур. Нәсирдин әпәндим, Сәлләй Чаққан, Һесам Қурбан  қатарлиқ мәшһур күлкә маһирлириниң бизгә мирас қилип қалдурған ләтипилири, чақчақлири жуқуридики пикримизниң ейтилғанларниң ярқин мисали болалайду.Һазирқи вақитта шу мәшһур күлкә маһирлиримизниң избасарлири йоқниң орнида. Уйғур театримизға көп әҗри сиңгән күлкә маһири – Маһмут Дәраевниң юмор вә сатира жанридики талантиға баш әгмәйдиған уйғур йоқ болуши керәк. Бирақ биз шундақ «Маһмутларниң» нәччисини тәйярлап, сәнъитимизниң мәзкүр саһасини сақлапла қалмай, уни риваҗландурушқа күч чиқарғинимиз әвзәл. Униң үчүн һазирқи яшлар арисидин чиқиватқан Бәхитҗан Савурҗанов, Алимҗан Бавдинов, Рахман Мухпулов, Расул Зайитов қатарлиқ кәлгүси күлкә чолпанлиримизни чәткә қақмай, әндила йениватқан юлтузлиримизниң чақнишиға шараит яритишимиз керәк.

Мән жуқурида исми аталған оғланлиримизниң ичидин Бәхитҗан Савурҗановни (сүрәттә) http://www.parvaz.kz/index.php/bakhitjan-saurjanov алаһидә тилға алғум келиду. У Чайковский намидики музыка колледжида тәһсил көрүватқан вақитлардила Алмута шәһәрлик «Хушхойлар вә тапқурлар клуби» командиси тәркивидә,  андин «Шавкәт шоу» театрида актерлуқ таланти билән көрүнди. У шундақла «Гүлнарә», «Достум», «Ата», «Ана», «Той», «Чулуқай» қатариқ нахшиларниң муәллипи. Һазирқи вақитта «ARTUR PRODUCTІON» продюсерлиқ мәркизиниң актери  һәм риясәтчиси. Уни мәйли һаятта, тойда яки сәһнидә болсун, тамашибинни күлкигә ғәриқ қилалайдиған қабилийитигә  қайил болимиз. Чүнки Бәхитҗан келәчәк «Махмутлиримизниң» бири. Униң бүгүнки утуқлири биләнла чәкләнмәй, келәчәктә хәлқимизниң сөйүмлүк қизиқчисиға айлинидиғанлиғиға үмүт қилимиз.

Альбина ӘМӘТОВА.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=29672

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Комментарии 

 
+1 #1 Субхидин 2016-01-21 16:04 Мубарак болсун! Ашундак таллантлик балиларнин сани копийиварсун! Алла силарга яр болсун!!!