Руслан Масимов | |
|
Руслан МасимовМасимов Руслан 1995-жили 19-майда Яркəнт дияриға қарашлиқ Чоң Чиған йезисида дунияға кəлгəн. Əсли кəспи бойичə автоэлектрик Руслан саз челиш, нахша ейтишни яхши көргәнликти, үч жил илгири бу һəвəси техиму күчəйгəн. Ижра қилған нахшилирини өзи гитарида тəңкəш қилғачқа наһийə яшлириниң көзигə бирдин челиқти. Йеқимлиқ, нəпис аһаңда ейтқан нахшилирини көпчилик қизғин алқишлар билəн қоллайду. Буниңдин илһамланған Руслан давамлиқ издинип, мəшиқ қилип, йеңи-йеңи нахшиларни үгинип ижра қилмақта.
Бу көрүнүшлəр тəсадипи əмəс. "Қуш угисида немини көрсə, учқанда шуни қилиду" - дегинидəк, Русланға һаят ишигини ечип, пəпилəп өстүргəн ана Рошəнгүл Баудинова - кəспий сəнъəткар. Рошəнгүл һəдə хəлиқ нахшилирини бəкму маһирлиқ билəн орунлап, һəрхил мəрасимларда тиңшиғучиларни тəсирлəндүрүп кəлмəктə.
Мана шундақ əждадиға варислиқ қиливатқан Русланға биз ақ йол тилəймиз.
Руслан Масимов - Сөйгүнүм пәриМузыка - Ильяр Машуров. Слова - Молутжан (панжимий) и Ильяр Машуров.
Dim lights Embed Embed this video on your site |