НУРБУВИ МАМЕТОВА | |
|
Маметова Нурбуви Давлетовна - ведущая артистка Государственного республиканского ордена «Знак почета» уйгурского театра музыкальной комедии имени К.Кужамьярова. За свою многолетнюю творческую деятельность создала не один яркий женский образ.Благодаря неутомимой работоспособности и таланту актриса запомнилась зрителям своими песнями,сыгранными ролями на сцене театров,на полевых станах и концертных залах.Среди них: Кушнач – из спектакля «Анархан» А.Садырова и Дж.Асимова,Телли – из музыкального спектакля «Аршин Малалан» У.Гаджибекова,Малика – из «Дочери Кашгарии» С.Муканова,Софья Михайловна – из «Свадьба в Малиновке» А.Александрова и Л.Юхвида , а так же многие другие интересные образы , созданные актрисой за 50-летнюю плодотворную деятельность.
Нурбуви Давлетовна – исполнительница уйгурских мукамов,народных и современных песен,которые известны не только в нашей стране ,но и за рубежом.Многие годы она солистка фольклорного ансамбля «Нава». За большие заслуги в развитии Казахстанского многонационального театрального искуства Н.Д.Маметова грамотами и дипломами.В 1971 году ей присвоено звание Заслуженой артистки Каз. ССР, а в 1984 году звание Народной артистки Каз.ССР.В 1986 году она награждена Почетной грамотой Верховного Совета Каз.ССР.
Нурбүви Дәвләт қизи Мәмәтова – Қ.Қужамьяров намидики «Һормәт Бәлгүси» орденлиқ республикилиқ Дөләт уйғур музикилиқ комедия театриниң йетәкчи артисткиси.Өзиниң көп жиллиқ ижадий паалийити давамида у көплигән аялларниң ярқин обризини яратти.Өзиниң тинимсиз әмгиги вә таланти арқилиқ маһиранә орунлиған нахшилири,елип чиққан һәр хил тәғдирдики сәһтә кәһриманлири арқилиқ артистка тамашибинларниң кәлбидин чоңқур орун алған. Уларниң ичидә : А.Садиров вә Ж.Асимовниң «Анархан спектаклидики» Қушначниң, А.Александров вә Л.Юхвидниң «Малиновкидики той» музыкилиқ спектаклидики Софья Михайловна, С.Муқановниң «Қәшкәр қизи» спектаклидики Мәликәниң, У.Гаджибековниң «Аршин Малалан» спектаклидики Телли вә йәниму көплигән сәһнә әсәрлиридә яратқан образлири һәр кимниң ядида сақлинип қалған.Нурбүви Мәмәтова бизниң елимиздила әмәс бәлки чәт әлләргиму мәлум. У уйғур муқамлириниң ,хәлиқ вә заманивий нахшиларниң орунлиғучиси . У көп жиллар «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң солисткиси. Көп милләтлик Қазақстан сәньитини тәрәққий әткүзүштики чоң әмгиги үчүн у грамота вә дипломлар билән мукапатланған. 1971 жили Қазақстан Жумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти, 1984 жили болса,Қазақстан Жумһурийитиниң Хәлиқ артисти дегән жуқури намға муйәссәр болған. 1986 жили Қазақстан ССР Алий Советиниң һөрмәт грамотиси билән мукапатланди. Нурбүви Мәмәтова бу күнләрдә театрниң пешқәдәм сәньәткари, яшларниң тәләпчан устази.
Предлагаем вашему вниманию песни с ее сольного диска, вышедшего в 2004 году под названием «Хуш келипсиз» . НУРБҮВИ МӘМӘТОВА «Хуш кәлипсиз»
Музыкальное сопровождение – фольклорный ансамбль «Нава». Запись песен – студия «Дервиши records». Звукорежиссер – Владимир Белов
Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site Dim lights Embed Embed this video on your site
Уйғур сәнъитиниң мәшъили.
«Уйғур авази» гезити, 22 июль 2016 ж. Шаһимәрдан НУРУМОВ, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, ҖУЭМ рәиси: — Нурбүви Мәмәтова мениң билән қурдаш болғанлар үчүн алаһидә сәнъәткар. Чүнки биз шу һәдимизниң ейтқан нахшилири билән чоң болдуқ. Бу нахшилар бизни вәтәнни, хәлиқни сөйүшкә үгәтти. Уйғур миллитиниң мәдәнийитиниң, сәнъитниң нәқәдәр бай, нәқәдәр қедимий екәнлигини көрсәтти. Нурбүви һәдә — миңлиған жиллар давамида хәлқимиз иҗат қилған музыка дурданилирини сақлап, яш әвлатқа тапшуруп бәргән чоң сәнъәткар. Иккинчидин, миллитимизниң нахшилирини, музыка сәнъитини дунияға тонутти. Униң бу йөнилиштә қилған әмгиги, әлвәттә, бебаһа, қошқан төһписи зор. Заманимизниң Аманнисахани дәп ейтсам мубалиғә болмас. Нурбүви Мәмәтова «Қазақстан хәлиқ артисти». Буни дәватқинимниң сәвәви, у һәқиқәтән хәлиқниң сөйүмлүк артисти, һәқиқәтән хәлиқниң һөрмитигә сазавәр болған бәхитлик сәнъәткар. Мана өткәндила, һәдимизгә Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Бірлік» алтун медалини тапшурдуқ. Чүнки, Нурбүви Мәмәтовадәк инсанларниң әмгигини баһалаш, уларниң сәнъитини мәдһийиләш, яшлиримизға үлгә қилип көрситиш — бизниң борчумиз. Мәлумки, Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи бу йөнилиштә изчиллиқ билән паалийәт жүргүзүватиду. Әхмәтҗан ШАРДИНОВ, «Нур Отан» партияси сәясий кеңишиниң әзаси: — Хәлқимизниң булбули Нурбүви Мәмәтованиң Қазақстан диярида болсун, тарихий вәтинимиздә болсун, мухлислири наһайити көп. Мана мән шуларниң бири. У һәрқандақ нахшини чин дилидин орунлайду. Хаталашмисам, Нурбүви һәдәм билән атмишинчи жиллири тонушқан едим. Уйғур театриниң коллективи Яркәнткә гастрольға кәлгәндә, биртоп артистлар бизниң өйгә чүшәтти. Әлвәттә, уларниң арисида Нурбүви һәдәмму бар еди. Мана шу күндин башлап қоюқ мунасивәттә. Униң адәмләр билән тез тил тепишип кетидиған яхши хислити бар. Кейинәрәк биз Нурбүви һәдәмниң аилиси биләнму арилишип кәттуқ. Йолдиши мәрһум Зәйнуллам акамниму ата-анам қериндишидәк йеқин көрәтти. Мән Алмутиға оқушқа кәлгәндә, уттур Нурбүви һәдәмниң өйигә бардим. Һәдимизниң ләззәтлик таамлири мошу кәмгичә ағзимда туриду. Хәлқимиз булбулиниң йәнә бир есил хислити наһайити кичик пейил вә кәмтар инсан. Униң мошу кәмгичә өзигә ордень яки медаль сориғинини аңлимаптимән. «Хәлиқ артисти» атиғиға у өзиниң Алла бәргән таланти билән еришти. Нурбүви Мәмәтованиң дадиси Дөләт мутәхәссислиги бойичә фельдшер болсиму, униң нахша-сазға иштияқи бөләкчә еди. Акиси Арупҗанму сәнъәтхумар инсанлардин болидиған. Нурбүви мәктәп босуғисини атлаш алдида уларниң нахшилирини диққәт билән тиңшавелип, андин өзи бабиға йәткүзүп ейтишни яхши көрәтти. Кейин мәйли кочида, һойлида, өгүздә яки алма шехида болсун «мәшиғини» давамлаштуратти. Әйнә шундақ қилип жүрүп, талантлиқ қизчақ оқуғучи пәйтидила өзиниң нәпис авази билән Чилпәңзә мәктивиниң мәшъилигә айлиниду. Униң нахшилири чоң-кичик сәһниләрдә яңрап, аста-аста алқишларға, гүлдәстиләргә, мукапатларға еришишкә башлайду. Буниңдин илһамланған Нурбүвидә актерлуқ маһарәтму байқилип, өмәкләр тәрипидин уюштурулған қоюлумларда һәрхил җиддий образларни яритидиған һаләткә йетиду. Шу вақитларда наһийәгә Ғулҗидин биртоп сәнъәткарлар келип «Ғерип-Сәнәм» драмисини қойғанда, сәнъәт десә җенини беришкә тәйяр Нурбүвиниң ичигә от кетиду. Қизчақни синап, талантидин қайил болған меһманлар уни өзлири билән елип кетишни тоғра көриду. Амма Дөләт ака «Мениң тухумумда артист болмиған. Шуңлашқа қизимниң бу кәсипни таллишини халимаймән. Униңсизму мени жуттикиләр «қачақ» дәп мечитқа киргүзмәйватиду. Әгәр улар пәрзәндимниң нахшичи болидиғанлиғини аңлиса, мени жуттин қоғлаветиши мүмкин» дәп қаршилиқ билдүриду. Бу гәпләр қәлби деңиз долқунидәк орғуп турған қизчаққа бәк еғир келиду. У һәтта тамдәк татирип, әс-һошини йоқитип қойғили азла қалиду. Шу чағда Нурбүвиниң мүшкүл әһвалини чүшәнгән акиси Арупҗан ариға чүшиду. У дадисиниң қаршилиғиға қаримай, сиңлисини Ғулҗиға елип кетиду вә шәһәрдики бәш милләт вәкилидин тәркип тапқан «Совет гражданлар уюшмисиға» тапшуриду. Кәлгүси нахшичиниң чоң сәнъәткә болған дәсләпки қәдими мошу йәрдин башлиниду. Һәрхил концерт-қоюлумларни қоюп, азду-тола тәҗрибә топлиғандин кейин Нурбүви Ғулҗидики һәрбий район өмигигә солист сүпитидә тәвсийә қилиниду. У лазим болған емтиһанларни әла баһаларға тапшуруп, бир жил давамида Беҗиң, Шанхай охшаш алп шәһәрлиридики чоң сәһниләрдә өз һүнирини көрситиду. Шуниңдин кейин у, һечқандақ кәспий мәлуматқа егә болмисиму, Чөчәк шәһиридики билим дәргаһлириниң биригә нахша пәниниң муәллими сүпитидә әвәтилиду. Бу йәрдә асасий кәспи билән қатар чоң қазақ-уйғур театрида паалийәт елип бариду. Шу пәйттә Или-қазақ автоном облуси қурулуп, театр Ғулҗиға көчүрилиду. Сәнъәткарлар өй-ятақхана билән тәминлиниду. Нурбүви Мәмәтова мәзкүр коллектив тәркивидә гастрольда жүрүп, Текәскә барғинида, мухлислириниң бири — Зәйнуллам Сетәков исимлиқ тибабәтчи жигит билән тонушуп қалиду. Сәмимий достлуқтин башланған бу мунасивәт бара-бара пак муһәббәткә айлинип, униң ахири икки яшниң баш қошушиға улишиду. Жүригидә оти бар Зәйнуллам сөйгининиң һөрмитигә Ғулҗиға көчүп келиду. Нурбүви Мәмәтованиң исми пүткүл Ғулҗа тәвәсигә мәлум болушқа башлиғанда, шу пәйттики ШУАРниң мәдәнийәт назаритиниң назири, Әдәбият-сәнъәт бирләшмисиниң вә Язғучилар иттипақиниң рәиси Зия Сәмәди сәһнә булбулини фильмиға чүшүш үчүн Үрүмчигә тәклип қилиду. Уларға келишкән, хума көзлүк, узун чачлиқ, қариқумчақ, саддә йеза қизиниң образини яритидиған актер керәк болған екән. Нурбүви өзигә жүкләнгән бу вәзипиниң һөддисидинму муваппәқийәтлик чиқиду. Шу пәйттә униң қәлбидә актерлуққа болған һәвәс қозғилиду. Амма өмүрлүк җүпти униңға: «Уйғурларда «Икки кеминиң қуйруғини тутқан суға кетиду» дегән мақал бар. Шуңлашқиму бир йолни таллавелиң. Шәхсән өзәм сизниң нахшичи болғиниңизни тоғра көрүмән» дегән мәслиһәтни бериду. Нурбүви мошу пикирни қобул қилип, актерлуқни ташлайду вә нахша-уссул өмигидә ишләшкә қәтъий бәл бағлайду. Бу йәрдә у Паша Ишан, Айтурған Һасанова қатарлиқ сәнъәт пешивалириниң сепидин орун алиду. Шу пәйттә уюштурулған чоң концертларниң бирини зиярәт қилған бөриталалиқ чоң хизмәттә ишләйдиған Ясин Һәсән дегән адәм «Ханләйлунни» бабиға йәткүзүп ейтқан Нурбүвидин бәк қайил болиду. Уни иҗрачиниң әҗайип йеқимлиқ авазила әмәс, сәһнидә өзини тутуши, йеза қизлириға хас назакити, силиқ-сипайилиғи бөләкчә мәптун қилған еди. Шу адәмниң тәкливигә бенаән Нурбүвигә Бөритала мәктәплириниң биридә нахша пәнидин муәллим болуп ишләшкә тоғра келиду. Зәйнуллам балиларға саз әсваплирини челишни үгитиду. Шу пәйттә әлчиханида ишләйдиған бир ағиниси Зәйнулламға Кеңәш Иттипақини раса «реклама» қилип, Қазақстанға көчүшкә көндүрүп қойған еди. У өйгә келип, рәпиқисини қайил кәлтүриду. Шундақ қилип, 1958-жили май ейида Зәйнуллам ака билән бойида 8 айлиқ һамил бар Нурбүви һәдә аилиси билән чегара атлап, Қазақстан дияриниң Челәк тәвәсигә, йәни ата-анисиниң йениға көчүп чиқиду. Шу пәйттә униң дадиси колхоз беғида қаравул болса, аниси томат чиқириш мәһкимисидә ишләветипту. Алтә қериндишиму һәрхил егилик ишлири билән бәнт екән. Уларниң турмуши еғир болуп, икки еғиз өйдә сәккиз адәм туруветипту. Шуңлашқиму Зәйнуллам билән Нурбүви өзлирини оңшавалғичә, йәни 3 ай улар билән биллә яшайду. Андин өз алдиға пәтир яллап чиқип кетиду. Улар қирқи толмиған нариседиси билән бир жилниң ичидә 11 қетим көчүшкә мәҗбур болиду. Иккисиниң тапавити иҗарә һәққигә, тамаққа вә башқа ушшақ-чүшшәк чиқимларға аранла йетәтти. Әҗайип талант егисиниң бу тәвәгә қәдәм тәшрип қилғинидин хәвәр тапқан Челәктики Уйғур театриниң мудири Абдуҗаппар ака рәһбәрлигидики биртоп адәм Нурбүвигә «әлчиликкә» келиду. Синақ пәйтидә пүткүл коллектив алдида у ай-күни тошуп қалғиниға қаримай, Зәйнулламниң скрипикида җор болушида кәйни-кәйнидин бир муқам вә 18 нахша орунлап бериду. Шу күнила Нурбүви театрға нахшичи болуп қобул қилиниду. Зәйнуллам сазәндә болуп орунлишиду. Бу пәйттә Султанмурат Рәзәмов, Абдукерим Көкқомуч, Ғопурҗан Қадирһаҗиев, Қадиррази Муһәммәтов қатарлиқ пешқәдәм сәнъәткарлар миллий сәнъитимизниң асасий тирәклири еди. Бу пәйттә драма артистлири йетәрлик болсиму, театр кәспий нахшичиға муһтаҗ еди. Нәқ мошу бошлуқни өз вақтида, өз орнини тапқан Нурбүви толтуриду. У көзи йоруш алдида кәсипдашлириға бир-бирдин нахша үгитиду, һәтта бир айниң ичидә 10 – 15 концертқа қатнишипму үлгириду. Көп өтмәй, Зәйнуллам билән Нурбүвиниң тунҗа пәрзәнди Һәбибуллам дунияға келиду. Яш ана 40 күн толмиған нариседиси билән биртоп сәнъәткарлар арисида Уйғур наһийәсигә гастрольға кетиду. Тамашибинлар Нурбүви Мәмәтованиң жүрәк тәвритидиған нахшилиридин бәһриман болиду. Уни, болупму тарихий вәтинидин айрилип тәрк етип чиққан қериндашлири киндик қени төкүлгән зиминниң әлчиси сүпитидә қобул қилиду. Чариндики қоюлумдин кейин Нурбүвиниң нахшилиридин бәк тәсирләнгән йеза мәктивиниң мудири, бүйүк шаир Һезим Искәндәров сәһнә булбулиға жүрәк қетидин чиққан сөзләр йезилған хатирә соғисини тәғдим қилиду. Шу мәзгилдә хәлиқ нахшилириниң маһири Нурбүви Мәмәтова тамашибин қәлбигә йол тепип, униң дил тарлирини тәвритәлигән еди. У нахша ейтқанда залда бөләкчила бир җим-җитлиқ һөкүм сүрәтти. Һә, саз-нәғмә тохтиғанда, тамашибинларниң миннәтдарлиқ авазлири, гүлдүрлигән алқишлар узаққичә тохтиматти. Нурбүвиниң муңлуқ нахшилирини шу вақитларда ана вәтинини тәрк етип чиққанлар, тәғдир тәқәзаси билән қериндашлири яки йеқинлири чегариниң у йеқида қалғанлар алаһидә зеһин қоюп тиңшатти. Айримлири улар арқилиқ дәрт-пуғанини чиқирип, көз яш қилатти. Чүнки иҗрачи нахшилирида хәлқимизниң тәғдири, муң-зари вә бешиға чүшкән еғир күлпәтләр муҗәссәмләнгән еди. Нурбүви Мәмәтова гастрольлуқ сәпәрләрдә пәқәт аброй-шөһрәт қазинипла қалмай, өзигә йеқин қериндаш-достларниму тапти. Уларниң бәзилири билән һелиму арилишип кәлмәктә. 1972-жили театр коллективи Москвада чоң концертлиқ программа көрситиду. Шу чағда Россиядики тонулған театр тәнқитчилири Нурбүви Мәмәтованиң һүниригә жуқури баһа берип, көплигән мәтбуат васитилиридә өз пикирлирини изһар қилиду. Шундақла дөләтниң мәдәнийәт министриму өз миннәтдарлиғини билдүриду. Шу сәпәрдин қайтип Алмутиға кәлгәндә, Н. Мәмәтоваға «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти» атиғи берилиду. 1984-жили ноябрь ейида Уйғур театриниң биртоп сәнъәткарлири Пакстанниң пайтәхти Исламабад шәһиригә 18 күнлүк сәпәргә бариду. Концерт башланғичә артистлар шәһәр арилип кетип қалиду. У күни анчила тави болмиған Нурбүви театр бенасиниң һойлисидики бәлдиңдә хиял сүрүп олтиратти. Бир чағда униң йениға арисида мәшһур композитор Қуддус Ғоҗамияров билән дипломат Дияс Һасанов бар биртоп пакстанлиқ келиду. Әң алдидики бешиға сәллә йөгигән, көк кийимлик адәм Нурбүвигә келип, қоллирини қоштуруп тазим қилидудә, ғәйри тилда бир немиләрни дәйду. Дияс униң ейтқанлирини тәрҗимә қилип бериду. Һелиқи адәм «Сизни мән журнал сәһиписидин көргән. Сиз бизниң Гүлҗамал дегән нахшичимизға бәк охшайсизкән. Аңлишимчә, авазиңизму униңдин қелишмайдикән. Ахшамлиққа мән сизниң концертиңизға келимән. Саламәт болуң!» дегән екән. Кейин уқсам, у Пакстанниң шу дәвирдики рәһбири Зия-Ул-һәқ екән. У һәқиқәтән вәдисидә турди. Бу күни Нурбүви уйғурчә «Өлкәмдә» вә қазақчә «Ақбулақ» нахшилирини иҗра қилған еди. Шу мәһәл президент билән униң қизи сәһнигә көтирилип, униңға йоған икки корзина гүлни һәдийә қилиду. Нурбүви униң бирини Рошәнгүл Илахуноваға бериду. Концерт түгигәндин кейин Қуддус Ғоҗамияров униңға: «Рәхмәт, Нурбүви! Сиз бүгүн пәқәт уйғур хәлқинила тонутупла қоймай, бәлки пүткүл Кеңәш Иттипақиниң аброй-инавитини көтиривәттиңиз» дәп пешанисидин сөйүп қойиду. Шу сәпәрдики Пакстандики әлчиханилар хизмәтчилири һәм мәмликәттә ишләватқан кеңәш мутәхәссислири үчүн алаһидә уюштурулған концертта Нурбүви Мәмәтова атақлиқ рус нахшичиси Людмила Зыкинаниң «Над полями дремлет голубое небо» дегән нахшисиниму орунлайду. Руслар билән рус тиллиқ тамашибинлар униңға чаваклири билән җор болушуп, нахшини тәңла ейтишиду. Бу рус тилини техи яхши өзләштүрүп үлгәрмигән нахшичи үчүн чоң утуқ еди. Гастроль аяқлишип, театр коллективи Москваға келиду. Россия мәдәнийәт министрлигидикиләр бу пәйттә Нурбүви Мәмәтованиң Пакстанда қазанған шөһритидин алдин-ала хәвәр тапқан еди. Шуңлашқиму улар уйғур нахшичисиға идариниң Пәхрий ярлиғини тәнтәнилик рәвиштә тапшуриду. Алмутида уни техиму чоң хошаллиқ күтүвататти. Йәни 1984-жилниң декабрь ейида нами дунияға тонулған нахшичи Нурбүви Мәмәтоваға «Қазақстанниң хәлиқ артисти» нами берилиду. Нурбүви һәдиниң әмгәк паалийидики гастрольлири өз алдиға бир дуния. Сәнъәткарлиримизниң Өзбәкстан, Қирғизстан, Таҗикстан, Түркмәнстан мәмликәтлириниң һәм Қазақстанниң чәтки тәвәлиригә қилған сәпәрлиридә қанчилик қийинчилиқ-азапларни тартқанлиғини ейтип бәрсә, бүгүнки әвлатниң ишәнмәслиги чоқум. Мәсилән, елимизниң Маңғышлақ вилайитигә тәәллуқ чәт жутлириниң биригә қилған сәпири Нурбүви һәдиниң һелиму ядида. Улар «ПАЗ» автобусида егиз-пәс, ойман чоңқур йолларни бесип өткичә ичи-қарни қеқилип кәткәндәк билиниду. Болупму бошиниш һарписида турған Нурбүви һәдигә бәкму еғир келиду. Шу пәйтләрдә у яқта аһалиниң турмуши бәк мүшкүл болған. Йәйдиғини төгиниң гөши, қара нан, ичидиғини қара чай. Артистларниң бир булка нанни тәң бөлүп йегән вақитлириму болди. Ятақлири адәм төзгүсиз шараитта. Бир бөлмигә 6-7 адәмдин орунлаштурулиду. Майда тийинларни жиғип, озуқ-түлүк еливалидудә, Нурбүви һәдә шулардин тамақ тәйярлап, 18 артистқа тәхсим қилиду. Бир самовар чайни 18 адәм бөлүп ичкән күнләрму, патқақларға петип, топа-чаң жутуп, ач-зерин қалған пәйтләрму болиду. Таҗикстанда мәхсус қачиларға толтурулған суларниңму истимал қилишқа тоғра кәлгән. Уларниң ичигә мөшүк, тулум чашқанлар чүшүп кәтсиму, йәттә чөмүч суни төкүветип, андин ичиверәтти. Түркмәнстанниң чөл-баяванлиридиму сәнъәткарлиримизниң көрмигини қалмиған. Әйнә шундақ еғирчилиқларға бәрдашлиқ берип, күнигә 2-3 сеанс концерт қойған пәйтләрму болди. Жүригидә оти бар милләтпәрвәр Нурбүви һәдә йәнила шу театримизни аяп, униң мәблиғини ихтисат қилиш мәхситидә кәсипдашлирини поезд, самолетлардин баш тартип, сәпәрләргә автобусларда меңишқа дәвәт қилған. Маңғышлақ тәвәсидә гастрольда жүргәндә, Нурбүви һәдиниң қосиғидики балиға зәхмә йетип, дәрһал Алмутиға қайтурулиду. Дохтурлар бала дунияға кәлгәндин кейин, униң үчийиниң үч йеридин тешилгәнлигини байқайду. Саламәтлик сақчилириниң бар күч-ғәйритини сәрип қилғиниға қаримай, нариседә 8 күндин кейин чәтнәп кетиду. Қирғизстандики гастрольлуқ сәпәрләрдә артистлиримизға авул-йезиларни жүк машинисида арилашқа тоғра кәлгән. Машина ойман-чоңқурлардин өткәндә, яғач орундуқлар өрүлүп-сунуп, артистлар худди көтәкләрдәк дүглишип, бир-бириниң үстигә доглинип кетәтти. Ачтин-ач сәһнидә нахша ейтса, кәчқурунлуғи өзлири чүшкән өйләр саһипханилириниң «илтимасиға» бенаән таң атқичә нахша ейтатти. Болупму бу вәзипә асасән һәрқандақ тилда нахша ейтишқа маһир Нурбүви һәдигә жүклинәтти. Йәрлик әрләр ичивелип, қизларға тегишкән, һәтта елип қачмақчиму болған. Мундақ пәйтләрдә палван бәстлик сәнъәткарлиримиз — Әсқәрҗан Әкбәров, Ғопурҗан Қадирһаҗиев, Абдукерим Көкқомуч вә башқилар кечичә ухлимай күзәтчилик қилатти. Қишниң раса қәһританлиқ күнлириниң биридә «Нава» ансамбли Панфилов, Уйғур наһийәлиригә гастрольға бариду. Уларға машиниларниң үстидә, хаманларда, очуқ қой қоралирида концерт қоюшқа тоғра кәлди. Сәһнигә ялаң көйнәкләрдә чиққачқа, соғ тән-тенидин өтүп кетәтти. Әйнә шу гастрольдин кейин уссулчи Һавахан Әзизованиң өпкисигә қаттиқ соғ өтүп, у сил кесили ағриқханисида үч ай ятиду. Аминәм Йүсүповаму худди шундақ әһвалға дуч келиду. Саһидәм Мәшрәпованиңму өпкисигә сезиләрлик дәриҗидә зәхмә йетиду. Нурбүви Мәмәтованиң болса, канийиниң аваз чиқириш қисми кардин чиқиду. Ейтмақчи, Нурбүви һәдигә бәзидә яшқа толмиған балисини гастрольға биллә елип жүрүшкә тоғра келәтти. Бечарә нариседә соққа, қосақ ачлиғиға чидимай, жиғлап кетәтти. Буниңға тақәт қилалмиған Ризвангүл Тохтанова 8 айлиқ бовақни йоған лөңгигә қаттиқ йөгәп, ағзиға марлиға оралған нанни тиқип, тәңнигә бөләп, тәвитип ухлитиветәтти. Йәни бир қетимда Һәбибуллам жиғисини башлиғанда, Иззәт Нурмәтова Нурбүви һәдигә «Мону бир чинә мусәлләсни ичип, балини емитсиңиз, яхши ухлайду» дәп шарап бериветипту. У «аччиққу» десә, «һә чала пишқан аличиниң тәми шундақ болиду» дәп хатириҗәм қилиду. Нурбүви һәдә ичкининиң «Кагор» екәнлигини нәдин билсун! У күни бала һәқиқәтәнму узақ, йәни концерт түгигичә қимирлимай ухлайду. Нурбүви һәдә болса, шарап тәсиридин нахшилирини шундақ бабиға йәткүзүп ейтидуки, ахирида өзини туталмай жиғлаветиду. Бу әһвал, әлвәттә, тамашибинларниңму көңлини бузуветиду. Ершат ӘСМӘТОВ. Нурбүви Мәмәтова пешқәдәм сәнъәткарлар һәққидә Театримизниң асасини салған пешқәдәмлиримизниң исимлирини унтумаслиғимиз керәк. Уларниң излири йоқап кетип бариду. Шулар һәққидә һөҗҗәтлик фильмлар чүширилип, нахшилири ейтилған яки өзлири роль ойниған қоюлумларниң видеосюжетлири (әгәр улар болса — Е.Ә.) заманивий дискиларға қачилинип, Уйғур театрниң Алтун фондида сақланса дәймән. Театр һулини қурған бүйүк сәнъәткарларниң альбомлири алаһидә нусхида чиқирилса, нур үстигә нур болатти. Пүткүл аңлиқ һаятини миллий сәнъитимизниң тәрәққиятиға беғишлиған инсанларниң бирму альбомини һазир күндүзи чирақ йеқип тапалмаймиз. Әпсус, йәнә 20 – 30 жилдин кейин уларниң сәһнидә нахша ейтқанлиғини яки роль ойниғанлиғини яш әвлатқа ишәндүрүш қийинға чүшиду. Чүнки өтмүшсиз келәчәк болмайду әмәсму! Нурбүви Мәмәтова заманивий сәнъәткарлар һәққидә Һазир театримизға яшларниң көпләп келиватқанлиғи, йәни чириғимизни өчәрмәй, изимизни йоқатмайватқанлиғи бизни хурсән қилиду. Әйнә шуларниң дайим иҗадий издиништә болуп, бүгүнки тәрәққияттин тоғра пайдилинип, кәспий маһаритини ашурушини халиған болар едим. Мәсилән, һәрбир нахшичи авазини, һәрикитини, сәһнидә өзини тутушини вә башқиму тәрәплирини рәтләш үчүн салаһийәтлик мутәхәссисләрниң ярдимигә тайиниши лазим. Һә, утуқ қазанғанлириға избасар-шагиртлирини тәйярлаш керәк. Шәхсән өзәм бу җәһәттин хатирҗәм. Мабада мениңдин үгинишни халиғучи яшлар болса, һели болсиму уларниң хизмитигә мән тәйяр. Әнди театр рәһбәрлиги болса, коллективниң өзара шәхсий, иҗадий өмлүгини, бирлигини қолға кәлтүрүшкә күч салғини әвзәл. Шу чағдила миллий сәнъитимиз һәртәрәплимә тәрәққият йолиға чүшәләйду. Гүлҗаһан МУРАТОВА, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси: — Нурбүви Мәмәтованиң нахшилирини яшлиғимдин сөйүп тиңшаймән. Униң чин жүрәктин ейтқан нахшилири һәрқандақ адәмни өзигә җәлип қилмай қоймайду. Нурбүви һәдәмниң адәмләргә болған мунасивитиниму шундақ, дәп қияс қилаттим. Хаталашмаптимән. Алмутиға көчүп кәлгәндин бери, униң билән йеқиндин тонушуп, һәтта биллә чай ойнаймиз. «Меһригия» намлиқ аяллар мәшривини қуруп, қериндашлардәк өтүватқинимизға мана бәш жилдин ашти. У көңли дәрия һәм наһайити меһриван инсан. Һәдимиз олтиришимизни пәқәт нахшиси биләнла әмәс, есил гәплири биләнму қизитиду. У қатнашқан һәрбир чейимиз бизгә бәхитлик дәмләрни һәдийә қилиду. Һазир аиләвий арилишимән. Балилиримму уни өз анисидәк һөрмәт қилиду. Униң билән өткән һәр дәқиқә биз үчүн қиммәт. «Сийлиғанниң қули бол» демәкчи, униң, бизниң аилигә болған һөрмитиму наһайити үстүн. Биз, уйғурлар өз таланти билән исми ривайәткә айланған инсанлиримизни тиригидә қәдирләшни билишимиз керәк. Нурбүви Мәмәтова әйнә шундақ һөрмәткә лайиқ инсан. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=25224#more-25224 Юбилейный вечер Нурбуви Маметовой 27 июля 2016 года в Государственном Уйгурском театре музыкальной комедии им.К.Кужамьярова состоялся музыкальный вечер, посвященный 80-летнему юбилею Народной артистки Республики Казахстан Нурбуви Маметовой https://parvaz.kz/index.php/nurbuvi-mametova . Зал был полон до отказа, были поздравления, море цветов ну и конечно наши уйгурские песни и танцы в исполнении самой Нурбуви әдә, фольклорного ансамбля «Нава» и танцевального коллектива «Рухсара». Предлагаем вашему вниманию небольшой фоторепортаж с этого прекрасного вечера. Крепкого здоровья ВАМ, Нурбуви әдә! |
Комментарии