Рамильжан Нурахунов | |
|
Рамильжан Рустәмжан оғли Нурахунов. Рамильжан Рустәмжан оғли Нурахунов 1990- жили 31- август Уйғур наһийәсиниң мәркизи Чонжа шәһиридә дунияға кәлгән. Оттура билимни муваппәқийәтлик тамамлап, Алмутидики П. И Чайковксий намидики сәнъәт колледжида «Хоровое дирежирования» факультетиға оқушқа чүшиду. Оқушни тамамлап, ШУАРниң мәркизи Үрүмчи шәһиридә хореграфия оқушини тамамлап, миллий уссулиримизниң қир-сирини мукәммәл өзләштүриду. Бүгүнки күни «Ирадә» нахша –саз ансамблиниң көрнәклик уссулчиси. Бир нәччә наһийәлик вә жумһурийәтлик конкурсларниң лауреати. Өзи ишләватқан «Ирадә» нахша-саз ансамбилиниң Испаниядә өткән хәлиқара конкурсида Гран-При мукапитини утувалғанлиғини әскә алидиған болсақ, Рамильниңму бу йәрдә әмгигиниң барлиғини ейтишқа әрзийду. Дәсләп нахшиға қизиши үстүн болған бу яш талант егиси нахша ейтиш қабилийитиниму йоқатқини йоқ. Қени ундақта әзиз тордашлар йеқинда униң дәсләпки нахшилиридин болған «Айдиң ахшам» (сөзи: Молутжан Тохтахунов (Пәнжимийниң), музыкиси: Ханзат Веләмов вә Рамильжан Нурахуновниң ) нахшисини диққитиңларға һавалә қиливатимиз.
Рамильжан Нурахунов - "Мәшрәп"
Музыка Полата Изимова https://parvaz.kz/index.php/polat-izimov Слова Абдулжана Азнабакиева https://parvaz.kz/index.php/abduljan-aznibakiev Аранжировка, сведение звука - Ихтиер Зарипов. Исполнитель - Рамильжан Нурахунов Видео-съёмка, монтаж - Ильяс Хамраев. "Meshrep" Muz.:Polat Izimovning Sozi: Abdulzhan Aznibakievning Naxshida: Ramiljan Nurahunov Orunlashturush: Ihtiyor Zaripov Videoni chushargan: Iliyas Khamraev
Dim lights Embed Embed this video on your site
Рамильжан Нурахунов - Издимә
Музыка - Ахметжан Исмаил(Турция) слова - Шухрат Илиев.
Dim lights Embed Embed this video on your site |