Open login
Главная Новости Мәвсүм «Ғерип —Сәнәм» билән ечилиду.
Мәвсүм «Ғерип —Сәнәм» билән ечилиду.
30.10.2014 21:07   

«Уйғур авази» гезити 30 октябрь 2014 ж.

Әтә Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театриниң йеңи мәвсүми ечилиду. Шу мунасивәт билән театр мудири Савутҗан СОНУРОВни сөһбәткә җәлип қилған едуқ.— Савутҗан ака, бу жили мәвсүмни әнъәнә бойичә «Анархан» билән әмәс, немишкә «Ғерип — Сәнәм» билән ачисиләр?

—  Мәлумки, «Анархан» трагедиялик әсәр. Шуңлашқа йеңи мәвсүмниң ечилишида тамашибинлиримизға роһий җәһәттин қандақту-бир хуш кәйпият беғишлаш мәх-ситидә, башлиниши қайғулуқ болсиму, ахири, һәрһалда хошаллиқ дәқиқилири билән тамамлинидиған «Ғерип Сәнәм» музыкилиқ драмисини һәдийә қилишни мувапиқ көрдуқ. Ойлаймәнки, бу театримизниң йеңилиққа болған интилишидики дәсләпки қәдәмдур.

— Әнди театрға тамашибинларни җәлип қилишта қандақ йеңилиқ бар?

— Тамашибинларни театрға җәлип қилиш бойи-чә бирқатар паалийәтләрни жүргүзүватимиз. Жилдиқидәк абонемент тарқитишму йоқ әмәс, у җай-җайлардики
миллий сәнъитимизниң җанкөйәрлириниң жүмлидин, жигитбашлири, ханим-қиз-лар кеңәшлири әзалириниң вә жут активистлириниң паалийәтчанлиғи арқисида өз дәриҗисидә кетип бариду. Пурсәттин пайдилинип, уларға театр коллективи һәм шәхсән өзәмниң намидин сәмимий миннәтдарлиғимни билдүримән. Чүнки уларниң бизгә көрситиватқан ярдими алаһидә. Әнди тамашибинларға автобус әвәтиш мәсилисигә кәлсәк, биздә икки транспорт васитиси моҗут. Амма уларниң бүгүнки әһвали билән, йәнә келип уларниң бири бари-йоқи  жигирмә адәмгә, йәнә бири он йолувчиға молҗаланғанлиғини әскә алсақ, һәммисиниң көңлидин чиқалаймиз дәп ейтиш қийин. Әлвәттә, Алмута вә униң әтрапидики әң жирақ мәһәллиләргә әвәтишкә тиришимиз. Бу йәрдә тамашибинлиримизға қойилидиған тәливимизму бар. Буниң үчүн шу мәлидә 30 40 абонемент сетилиши керәк.

— Абонементлар баһасини билишкә боламду?

 

— Абонементларниң баһалири анчә қиммәт әмәс. Әң қиммити бари-йоқи 2500 тәңгә. Буниңға тамашибинлар ейиға төрт қетим театримизға келиш пурситигә егә болалайду. Шуни алаһидә тәкитләймәнки, әгәр қолида абонемент йоқ болса, һәрбир қоюлумға билетни кассидин 1000 тәңгигә сетивелишиға тоғра келиду. Көрүп туримизки, абонемент системиси тамашибин ихтисадини мәлум дәриҗидә теҗәшкә қаритилған. Мошу йәрдә тамашибинларға йәнә бир ейтарим, әгәр улар абонемент елип қоюп театрға келәлмигән әһвалда уни йеқинлириға беривәтсиму болиду.

— Йеңи мәвсүмдә тамашибинларни қандақ йеңилиқ, өзгиришләр күтиду?

— Бу соалиңға әтраплиқ тохтилишқа тоғра келиду. Чүнки өткән жили биз җай-җайларға гастрольларға барғинимизда, мәйли ансамбль болсун, мәйли актерлар трупписи болсун, уларниң тәркиви толуқ болди. Илгири ихтисат мәсилисигә бағлиқ бу мүмкинчилик йоқ еди. Мошу сәпәрләр давамида биз вақитни үнүмлүк пайдилинип, тамашибинларниң тәләп-хаһишлирини тиңшап көрдуқ. Мәсилән, улар сәһнимиздә қайси әсәрни көргиси келиду, дегән соалларға җавап издидуқ. Шуңлашқа йеңи мәвсүм программисини түзүштә асасән тамашибинларниң тәләплирини инавәткә алдуқ. Буниңға қошумчә Қазақстан өз мустәқиллигигә еришкәндин кейин йезилған әсәрләрни сәһниләштүрсәңлар, дегән тәләпму болуватиду. Кәлгүсидә бу ишниму әмәлгә ашурушни көздә тутуватимиз.

Йеңилиқларға тохтилидиған болсам, тамашибинлиримиз бу қетим Зунун Қадирийниң «Ғунчәм» музыкилиқ драмисини, Абдуллам Самсақовниң «Баянчур» тарихий драмисини, Б.Муқайниң «Мәҗнун жигитләр» комедиясини, Әхмәтҗан Һашириниң «Ялғуз ялпуз» драмисини көрүш пурситигә егә болиду.

— Театрниң 80 жиллиқ сәнәсини қачан атап өтмәкчисиләр?

— Йеқинда театр рәһбәрлири баш қошуп, уни йеңи жилға йеқин нишанлаш қарариға кәлдуқ. Һазир униңға қизғин тәйярлиқ көрүватимиз. Бизниң ишимиз тамашибинлар үчүн. Шундақ екән, уларни тақәтсизлик билән күтимиз. Мәрһәмәт, театримиз ишиги һәрдайим очуқ.

Сөһбитиңизгә рәхмәт.

Сөһбәтләшкән Мәшүр САСИҚОВ.

http://uyguravazi.kz/?p=15660#more-15660

 
Интересный материал? Поделись с другими: