Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Сөйүмлүк аһаңлар яңриди.
Сөйүмлүк аһаңлар яңриди.
18.04.2016 02:27   

«Уйғур авази» гезити, 14 апрель 2016 ж.

Буниңдин 45 жил муқәддәм Байсейит йезисида «Хошаллиқ» ансамбли тәшкил қилинип, униң репертуаридики нахшилар көпчиликниң сөйүп тиңшайдиған аһаңлириға айланғанлиғини Челәк тәвә­синиң турғунлири яхши билиду. Униң һулини қурған акилар аллиқачан һөрмәтлик дәм елишқа чиқип, меһнәтлик әмгигиниң йемишини көрүватса, шу ансамбльниң «кәнҗиси»  Һашимҗан Насиров йеқинда 60 яшқа кәлди. Һашимҗан акиниң  тәвәллуди мунасивитигә бағлиқ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән Челәк йезисиниң Мәдәнийәт өйидә «Баһар садаси» намлиқ иҗадий кәч болуп өтти.

 

Һашимҗан Насировниң тәрҗимиһалиға қисқичә тохтилидиған болсақ, у 1956-жили Байсейит йезисида туғулуп, Челәктә чоң болди. Башта Исмайил Тайиров намидики, андин Абдулла Розибақиев намидики мәктәпләрдә билим алди. Һашимҗан акиниң бовиси Абдурасул Абулов сәнъәткә интайин йеқин болуп, өзиниң билгинини пәрзәнтлири һәм нәврилиригә үгитип кетишкә тиришқан. Шуңлашқа болса керәк, униң нәврилири Һашимҗан, Велахун вә Һасанҗан нахша һәм саз-нәғминиң сириға чоңқур чөкүп өсти. Һашимҗан билән Велахун сәнъәткә бөләкчә қизиқип, өзлириниң һаятини мошу саһа билән бағлаштурушқа бәл бағлиди. Һашимҗан акиниң бу қарариға, 1970-жили Байсейитта «Хошаллиқ» эстрада ансамблиниң қурулушиму чоң түрткә болди. Мәзкүр коллектив қисқа вақит ичидила хәлиқниң сөйүмлүк нахшилири билән тамашибинлириниң жүригидин чоңқур орун елип, «Хәлиқ ансамблиға» айланди. 1977-жили Пүткүлиттипақлиқ «Хәлиқ иҗадийити» фес­тивалиға қатнишип, униң лауреати аталди. Уйғур әсваплириниң қулиғида ойнап, нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлайдиған Һезиз Турдиев, Миркаил Һевуллаев, Әлахун Иминов, Һакимҗан Гүлиев, Реһимҗан Һетәмов, Мәрүпҗан Тайиров, Валерий Һәмраев, Валидин Әкбәров вә Турғанҗан Разиевниң қоллап-қувәтлиши билән Һашимҗан тәбиәт һәдийә қилған талантини техиму риваҗландуруш имканийитигә егә болди.

Мана мошундақ утуқлар билән Һашимҗан ака оттура мәктәпни тамамлапла Өзбәкстанниң мәдәнийәт-ақартиш техникумиға оқушқа чүшүп, уни муваппәқийәтлик  пүтәрди. 1975-жили қолиға диплом елип, Алмута вилайитиниң бир түркүм билим бериш дәргаһлирида устазлиқ қилди. Җүмлидин Байсейиттики «Айгүл» балилар бағчисида, Алмута шәһиридики 101-Мәсим Яқупов намидики, Челәктики Абдулла Розибақиев намидики мәктәпләрдә музыка пәнидин дәрис бәрди. Кейинки бәш жилдин бери Һашимҗан Насиров Челәк йезисиниң мәктивидики «Дутар синипида» шагирт тәрбийиләватиду. Униң қолида тәлим-тәрбийә алған Ядикар Гайит билән Әрмидин Нурамбәков «Ғунчә» конкурсиниң лауреатлири аталса, үч шагирти — Ришат Ярмәһәммәтов, Қурванҗан Ғәниев вә Султан Ибрагимов һазир Чайковский намидики музыка колледжида билим еливатиду.

Кәч давамида Челәк йеза округи һакиминиң орунбасари Мәди Бектасов, Һашимҗан акиниң мәктәптики устазлири Рәһимҗан Қәмбәров, Борис Маевский, шаир Җәмшит Розахунов вә сәнъәткар-кәсипдашлири тәвәллуд егисиниң инсаний пәзиләтлири вә кәспий маһарити һәққидә иллиқ ләвзилирини изһар қилди.

Кәч меһманлири — «Дияр» топи, җүмлидин униң тәркивидики Һашимҗан акиниң иниси Велахун, тиҗарәтчи иниси Һасанҗан, яш уссулчи Саида Фурқәт, Тайировларниң аиләвий ан­сам­бли вә башқилар сәнъәткарниң һөрмитигә нахшилар ейтип, уссулларни ойниди.

Ахирида «Хошаллиқ» ансамбли тамашибинлири сеғинған сөйүмлүк аһаңларни һәдийә қилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=23575#more-23575

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное