Open login
Главная Новости «Яшлиқниң» утуғи – «юлтуз ағриғиниң» болмиғинида».
«Яшлиқниң» утуғи – «юлтуз ағриғиниң» болмиғинида».
29.10.2020 19:09   

«Яшлиқниң» утуғи – «юлтуз ағриғиниң» болмиғинида».

«Уйғур авази» гезити, 29.10.20

Азат РӘЗӘМОВ: «Яшлиқниң» утуғи – «юлтуз ағриғиниң» болмиғинида».

Өткән әсирниң иккинчи йеримида «Яшлиқ» ансамблиниң тәшкил қилинишиниң уйғур сәнъити үчүн чоң вақиә болғанлиғи сөзсиз. Мәзкүр ансамбль сәнъитимизниң йеңи бир йөнилиштә тәрәққий етишигә йол ачти, шундақла уйғур сәнъитини дунияға тонутти. Буниңға хәлиқара дәриҗидә өткән фестивальларда қолға кәлтүргән утуқлири яхши дәлил. Нами ривайәткә айланған «Яшлиқ» ансамблиниң асасини салғучиларниң бири, «Ерен еңбегі үшін» медалиниң саһиби, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини, тонулған сәнъәткар Азат Рәзәмов бу күнләрдә өзиниң 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлаватиду. Шу мунасивәт билән уни сөһбәткә җәлип қилдуқ.

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Уйғур авази»

— Азат ака, дәсләп Сизни 70 яшлиқ тәвәллудиңиз билән барлиқ гезитханлиримиз намидин тәбрикләймиз.
— Рәхмәт.
— Сизниң сәнъәт йолини таллавелишиңизға дадиңиз Султанмурат акини сәвәпчи болди дейишкә боламду?
— Дадам Султанмурат Рәзәмовни билмәйдиған уйғур йоқ десәм, мубалиғә болмас. Һәммигә мәлум, өткән әсирниң оттурилирида, шу вақитта Өзбәкстан дөләт телерадио комитети рәисиниң муавини Хеләм Худәйбәрдиевниң тәшәббуси билән уйғурларниң «Он икки муқамини» қайта тикләш, пластинкиға йезиш қолға елинди. Тонулған муқамчи вә маһир сазәндә сүпитидә дадам шу ишқа тәклип қилинди. Даңлиқ сәнъәткарлар билән дадам биллә ишлиди. Әйнә шундақ чоң ишниң утуқлуқ аяқлашқинини яхши билимиз. Дадам Өзбәкстанға хизмәт көрсәткән артист атиғини алди. Пәрзәнт сүпитидә һәм сәнъәткар сүпитидә дадам билән, әлвәттә, мәғрурлинимән. Өзи чоңқур билимлик, талантлиқ, биз, пәрзәнтлиригә, наһайити көйүмчан адәм болидиған. Биз аилидә тоққуз бала чоң болдуқ. Дадам биз кәсип таллиғанда арилашмиди. Халиған оқушқа чүшүшимиз үчүн вә шу билим дәргаһлирида оқушимиз үчүн барлиқ шараитларни яритип бәрди. Балилири арисидин мән вә иним Дилмурат иккимизла сәнъәт йолиға чүштуқ.

 

Алаһидә тәкитлигүм келидуки, ата-анимиз тоққузимизниң түгәлалий билимлик инсанлардин болушимизға зәмин яратти. Әлвәттә, дадам тонулған сәнъәткар болғачқа, мән әйнә шундақ қайнамда чоң болдум. Кичигимдинла сазға хуштар едим, дадамдин көп нәрсиләрни үгинишкә тиришаттим. Мәктәптә оқуватқан пәйтлиримдә һәрхил кәчләрдә, мәйрәмлик чарә-тәдбирләрдә шеирларни ядқа оқаттим, нахшилар ейтаттим. Қабилийитимни байқиған дадамму бу қизиқишимни қоллатти. Бирақ мәктәпни тамамлиғандин кейин Алмута қурулуш техникумиға оқушқа чүштүм. Мәзкүр билим дәргаһини тамамлап, Чоң Ақсуға кәлдимдә, йезилиқ кеңәшкә ишқа орунлаштим. Шу жиллири колхозчиларға паспорт бериш башланған еди. Нәқ шу җавапкәр иш билән шуғуллинишқа башлидим. Колхозумизда дадам рәһбәрлик қиливатқан сәнъәт һәвәскарлириниң ансамбли ишләвататти. У кейинирәк хәлиқ ансамбли аталған даңлиқ «Арзу» еди. Дадам мени шу коллективқа тәклип қилди. Мошу ансамбльда жүрүп хелила тәҗрибә топлидим. Бир күни рәһбәрлигимиз мени Чонҗиға тәклип чақирди. Барсам Уйғур театриниң шу пәйттики баш режиссери Сергей Башоян вә композитор Икрим Мәсимов иккиси яш талантларни издәп, клубқа жиғиветипту. Он бәштәк яш бар екән. Бир вақитта “һәммиңлар һүнәрлириңларни көрситиңлар” дейишти. Икрам ака мени билгәчкә: «Азат, сән дап челип баққинә» деди. Комиссия алдида дап челип бәрдим. Бир һәптидин кейин өйүмизгә йоған бир конвертта хәт кәпту. Оқусам, мени Уйғур театриға ишқа чақирип йезилған тәклипнамә екән. Хәтниң астида «Җәзмән келиң» дәп йезип қоюпту. Дадамға оқуп бәрсәм, хошал болуп кәтти. Әтиси Алмутиға қарап йол туттум. Театрда у вақитта Уйғур Мәхпиров мудир еди. Бу йәрдиму комиссия алдида һүнәрлиримизни намайиш қилдуқ. Чоң артистлардин Әхмәт Шәмиев, Әхмәт Сопиев, Йүсүпҗан Сайитов вә башқиму тонулған сәнъәткарлар бар. Һүниримни көрүп болғандин кейин «Әтидин башлап ишқа елиндиң» деди Уйғур акам. Растимни ейтқанда, бу мениң үчүн күтүлмигән һадисә еди. Һәтта, кийим-кечәклиримниму елип кәлмигән. Әһвални ейтиведим, бир һәптидин кейин ишқа чиқишимни җекиләп, қоюп беришти. Дәрһал өйгә бардимдә, ишлиримини рәтләветип қайтип кәлдим. Мана, шундақ қилип, Уйғур театрида 45 жил әмгәк қилдим.
— Сизниң иҗадий паалийитиңиздә «Яшлиқ» ансамбли алаһидә орунда турса керәк. «Яшлиққа» қандақ кәлдиңиз?
— Бир күни Җумһурийәт сарийида өтидиған концертниң репетициясидин чиқип, автобус бекитидә Мурат Әхмәдиевни учритип қалдим. Мәлумки, 1967-жили Алмутида «Досмуқасан» ансамбли қурулуп, яшлар арисида наһайити аммибаплиққа айланған еди. Мурат әйнә шундақ ансамбль қурушни мәхсәт қиливатқанлиғини ейтип, мениң пикримни сориди. Мән буниңға хошал болуп кәттим. Көп вақит өтмәйла, бу ишни қолға алдуқ. Театрдики, консерваториядә оқуватқан өзимиз яхши тонуйдиған яшларниң бешини қошуп, репетицияни башлавәттуқ. Биз асасән миллий саз әсваплирини чалимиз. Эстрада җәһәттин Алимҗан Тоқаев көп ишлиди. Ансамбль сүпитидә дәсләпки қетим театримиз сәһнигтуидә һүнәр көрсәттуқ. У күн һелиму есимдә. Сценарий бойичә биз концертниң иккинчи бөлүмидә сәһнигә чиқишимиз керәк. Йеңи ансамбльниң қурулғинини алдин-ала аңлиған тамашибинлар театрни өрүвәткидәк туриду. Шундақ қилип, сәһнигиму чиқтуқ. Тамашибин гүлдирас чаваклар билән қарши алди. Сәһнигә қайта-қайта чақирип турувалди. Амма бизниң репертуаримизда пәқәт үч талла нахша. Дәсләпки сәһнигә чиқишимиз шундақ болди. Көп өтмәйла аммибап болуп кәттуқ.
— Шу вақитта силәрдә «юлтузлар ағриғи» билән «ағрип» қелиш ховупи болмидиму?
— (Күлүп) Биз у пәйттә ундақ «ағриқниң» бар екәнлигиниму билмәттуқ. Уни һазир аңлаватимиз. «Яшлиқтики» бир-икки балидин башқисиниң һәммиси йезидин кәлгәнләр едуқ. Һакавурлуқ, бирини тәңситмәслик, өзини чоң тутуш чүшүмизгиму кирмәтти. Әлвәттә, сәнъәткар үчүн аммибап болуш яхши. Нәқ «Яшлиқ» бизни хәлиққә тонутти, аммибап қилди.
— Әнди дәсләпки гастроль ядиңизда қалдиму?
— Әлвәттә, есимдә. «Яшлиқниң» дәсләпки гастроли 1974-жили 4-апрель күни башланди. Дәсләпки гастролимиз болғанлиқтин, Икрим Мәсимов бизни Байсейитқичә узитип барди. Җәми он төрт адәм атландуқ. Уссулчи қизлиримизму бар. У вақитта Уйғур наһийәсигә бериш үчүн мәхсус рухсәт елиш лазим болидиған. Сартоқайға чүшидиған дөңдә чегара пости бар еди әмәсму. Мән ансамбльниң администратори. Он төртимизниң ичидә он иккимизниң посттин өтүш һөҗҗәтлиримиз тоғра. «Икки адәмни қандақ қилимиз?» дәп ойлинишқа тоғра кәлди. Ахири биз аппаратуримизниң йоған колонкилириниң ичидикилирини елип ташлидуқтә, ичигә чуғи кичик бир қизни һәм бир жигитни мөктүрүп қойдуқ. Үстигә кийим-кечәклиримизни ташлап қойдуқ. Постта солдатлар бизниң артистлар екәнлигимизни көрүп, тәпсилий тәкшүрүпму кәтмиди. Биз болсақ, ичимиздә солдатларниң чапсанирақ чиқип кетишини тиләватимиз. Умумән, посттин өткичә он-он бәш минут вақит кәтти. Кейин һелиқиларни колонкилардин чиқарсақ, тәрләп, чип-чип су болуп кетипту. Һәммимиз бираз күлүшүвалдуқ.
Чонҗиға келипла наһийәлик парткоминиң тәшвиқат вә тәрғибат бөлүмигә йолуқтуқ. У йәрдә бизгә гастрольни Ғалҗат йезисидин башлашни тәклип қилди. Ғалҗатқа кәлсәк, алдин-ала әскәртилмигәчкә, күтүватқан һечким йоқ еди. Тәлийимизгә, Махмут Дәраевниң акисиниң һәрбий сәптә биллә хизмәт қилған Закир дегән ағиниси бар екән. Махмут бизни шу йәргә башлиди. У акимиз бизни қучақ йейип қарши алди. Көп өтмәйла колхоз рәиси Батур Илиясов башлиған рәһбәрләр кәлдидә, һәммә ишимиз орниға чүшти. Концертни мәлиниң жуқури тәрипидики кона мечитта өткүзүшни тоғра көрдуқ. Сәвәви, йезида заманивий клуб техи йоқ екән. Концерт кәчки саат йәттиләрдә башлиниши керәк. Биз саат үчләрдә кона мечитқа барсақ, адәм лиқ олтириду. Кириш мүмкин әмәс. Ахири улардин «Әң болмиғанда йол ечип бериңлар. Биз аппаратуриларни киргүзүвалайли» дәп илтимас қилдуқ. Һәйран қалдуқ. Кейин уқушсақ, холум-хошнилар, тонуш-билишләр бир-биригә алдин-ала орун тутуп туруш үчүн әтигәнирәк келивалидекән. Өзлири новәт-новәт билән тамақ ичишип, мал-варанлирини бесиқтуруп келидекән. Концерттин кейин Батур акимиз келип: «Мана көрүватисиләр, бүгүн концертқа киргән жутниң үчтин бири. Немә қилсаңлар қилиңлар, бизгә үч күн концерт қоюп берисиләр» деди. Үч күн давамида адәм лиқ толуп олтарди. Кейин Кичик Ачиноқа, Кәтмән, Түгмән, Чоң Ақсу, умумән, бәлдики барлиқ йезиларда болдуқ. Һәммә йәрдә шундақ икки-үч күн концерт қойимиз. Чонҗидиму шундақ болди. Чаринда берип шу пәйттики колхоз рәиси Мирзигүл Насировқа йолуқтуқ. «Қанчә күн концерт қойисиләр?» дәп сориди у. «Планимиз бойичә икки күн қойимиз дегән» дәп җавап бәрдим. Күлүп кәтти. Ичимдә болса, тиллап кәтмигинигә хошал. Мирзигүл акимиз: «Мана һазир көмүқонақ терими башланди. Мошу җавапкәр мәвсүм пәйтидә колхозчиларниң кәйпиятини бир көтирип қойишимиз керәк. Бир-икки күн дегән параңни йенип қилғучи болмаңлар. Хәлиқ қанчә күн киримиз десә, шунчә күн қойисиләр» дәп гәпни кесивәтти. Қарши сөз ейтиш әсла мүмкин әмәс. Шундақ қилип, Чаринда бәш күн концерт қойдуқ.
“Әндиғу концертлар пүткәнду?” дәп меһманханида пут-қолимизни сунуп ятсақ, бир киши кирип кәлди. Салам-сааттин кейин уқушсақ, “Ширин” совхозиниң мудири Надиров дегән киши екән. У акимиз «Биздиғу анчә көп нәрсә йоқ, амма, хәлқим бар. Бир күн болсиму концерт қоймисаңлар болмайду. Силәр үчүн қандақ шараит керәк?» деди. У кишиниң «хәлқим бар» дегән сөзи бизни тәврәндүрүвәтти. Шуңлашқа «бир күндә хәлиқниң һәммисини клубқа сиғдуруш мүмкин әмәс. Талада қойсақ, яхши болатти» дедим. Ахири биз йезидики клубниң кәйни темиға тақап тракторниң икки прицепини ечип қоюп, шу прицеп үстидә концерт қойидиған болуп келиштуқ. Мәлигә чүшсәк, хәлиқ толуп турупту. Өзлири үстәл-орундуқларни әкелип олтирипту. Концертимизни һелиқи прицеплар үстидә қоюп бәрдуқ. Шуниңдин кейин Яркәнт тәвәсигә өттуқ. Бу йәрдиму шу әһвал. У вақитта Панфилов наһийәсидә Азат Мәшүров, Имәр Белалов, Николай Головацкий охшаш елимизгә тонулған рәһбәрләр ишләтти. Улар бизни қучақ ечип қарши алди. Умумән, биринчи гастролимиз бир йерим айға созулди. Челәккә кәлгинимиздә, совхоз мудири Авут Саттаров акимиз дәррула Қаратуруққа елип кәтти. Бу тәвәдиму концертлиримиз шундақ аншлаг билән өтти.
Кейин җумһурийәт даирисидә гастрольларға бардуқ. Болупму Қизилорда, Чимкәнт, Җамбул вилайәтлири бизни наһайити яхши қарши алатти. Сәл вақит өтүп, «Яшлиқ» ансамбли чәт әлләргиму чиқти. Бирнәччә хәлиқара фестивальларда лауреат аталдуқ.
— Шу вақиттики тамашибин билән һазирқи тамашибинни селиштурушқа боламду?
— Мениңчә болса, болмайдиғу дәймән. Чүнки у дәвирләрдә артистлар фонограмма дегәнни билмәтти. Шундақла тамашибин һәрбир нахшиниң мәзмунини, мәнасини яхши чүшинәттимекин. Һазир бәзиләр нахшичиниң немә нахша ейтиватқининиму билмәйду. Иҗрачилар нахшини фонограмма билән орунлиғачқа, ейтиватқан сөзи бәзидә аңлиниватқан нахшиға мас кәлмәйду. Буниңға немә дегили болиду? Һазир сәһнидә қоюлуватқан юморларчу? Тәрбийәвий әһмийити бу яқта турсун, умумән, мәзмуни йоқ. Шәхсән өзәм театрда дәсләпки қетим юморни сәһнигә елип чиқтим. Әйнә шу Ғалҗаттин башланған дәсләпки гастрольда икки номер билән чиққан едим. Кейин Илия Бәхтия, Йолдаш Азаматовлар бирнәччә юмор йезип бәрди. Әкрәм Әхмәтов өзбәк тилидин бирнәччисини тәрҗимә қилди. Уларни сәһнигә елип чиқиш үчүн талай «сүзгидин» өтәттуқ. Демәкчи болғиним, биз тамашибин алдидики җавапкәрликни чоңқур һис қилаттуқ. Тамашибинниңму тәливи жуқури болидиған.
— Сизниң пикриңизчә, шу вақиттики «Яшлиқниң» әйнә шундақ утуғи немидә дәп ойлайсиз?
— Шу вақиттики «Яшлиқниң» утуғи – әмгәктә. Биз мәшғулатни задила тохтатматтуқ. Бир ботулка қетиқ, бир булка нан евелипла, кечиси саат бир-иккиләргичә репетиция қилаттуқ. Әтиси әтигәндә келип йәнила шу ишни ишләттуқ. Көп иҗадий издинәттуқ. Һәммә нахшини җанлиқ авазда ейтимиз, буму чоң әмгәк. Һазирқи артистларни бир йерим ай давамида җанлиқ авазда нахша ейтип, гастрольларда жүргинини көз алдимға кәлтүрәлмәймән. Шундақла биз өзара наһайити сәмимий болдуқ. Бир нахшини сәһнигә елип чиқиш үчүн, биринчи новәттә, униң камчилиғини тапаттуқ. Кейин өз пикримизни ейтаттуқ. Тәнқитни тоғра қобул қилидиған һәммимиз. Шуңлашқа һәрқандақ нахшимиз аммибап болуп кетидиған. Йәнә бир қетим дәймән, бизниң әмгәкчанлиғимиз утуғумизниң асаси болди. Шундақла, жуқурида ейтқинимдәк, биздә «юлтуз ағриғи» болмиди. Әйнә шу «ағриқ» болған болса, биз вәйран болуп кетәттуқмекин? «Яшлиқниң» утуқлирини ейтмисамму, уларни һәммә яхши билиду.
— Әнди һазирқи «Яшлиқниң» иҗадий паалийити һәққидә немә ейтқан болаттиңиз? Уларниң ишини байқап туруватамсиз?
— Шәхсән өзәм уларда иҗадийәт бар дәп ейталмаймән. Чүнки һазирқи яшлар пәқәт фонограмма биләнла «иҗат» қиливатиду. Заманивий техника арқилиқ һәрқандақ авазни «бабиға» йәткүзүп беришкә болиду. Мән нахшичиниң авазини билмәймән, аңлимаймән. Шуңлашқа уларға баһа берәлмәймән. Уларниң қачан сәһнигә чиққиниму есимда йоқ. Мениң пикримчә, бүгүнки «Яшлиқ» әйнә шу биз вә биздин кейин ишлигәнләрниң әмгигиниң, иҗадий байлиғиниң, наминиң, утуғиниң долқунида келиватиду. Мана мениң пикрим шундақ.
— Азат ака, 90-жиллири театрда қурулуш ишлири болғанда ишлидиңиз....
— Тоққуз жил давамида театрдики қурулуш ишини башқурдум. Мошуниң өзи ишимниң қанчилик еғир болғанлиғиға купайә болса керәк. У вақитта театрниң қурулуш ишлири һәқиқий мәнадики хәлиқ қурулушиға айланди. Хәлқимизгә рәхмәт, әлвәттә. Башқисини ейтмиғанниң өзидә 150 тәңгә пенсиясини әвәтип бәргән қериндашлиримиз болди. Үч наһийәниң колхоз-совхозлири көп ярдәм қилди. Болупму Уйғур наһийәсиниң хәлқи көп күч чиқарди. У вақитта наһийә һакими Муратбәк Насиров еди. Театрниң бенаси қопурулған 250 миң хишни әйнә шу Уйғур наһийәсидин өзәм елип кәлдим. Умумән, шу қийин пәйттә хәлқимизниң қоллап-қувәтлиши наһайити муһим болди. Худаға шүкри, театрни сақлап, реконструкция қилип чиқтуқ.
— Сәһнини сеғиндиңизму?
— Әлвәттә, сеғиндим. Сәнъәткар үчүн сәһнә муқәддәс. Қириқ бәш жил һаятим өткән сәһнини кинәйдиған пәйтлирим болиду, әлвәттә. Һазир бу яшқа кәлгәндә сәһнигә чиқиш оюмдиму йоқ, вақтимму йоқ. Яшлиримизға йол бериш лазим.
— Вақтим йоқ дәп қалдиңиз, һазир немә иш билән шуғуллинисиз? Байқишимчә, җәмийәтлик ишларғиму арилашмайсиз?
— Җәмийәтлик ишларға арилашмайдиғинимниң сәвәви, саламәтлигим яр бәрмәйду. Адәмниң йеши чоң болғансири ағриқлири көпийип қалидиған охшайду. Мениң асасий җәмийәтлик ишим – нәврилирим. Уларни мәктәпкә апиримән, әкелимән. Икки нәврәм үзүш билән шуғуллиниду. Чоңи шәһәр, җумһурийәт дәриҗисидә һүнәр көрситип, утуқларға йетиватиду. Бош вақтим боп қалса, бағда ишлирим бар, шуларни қилимән.
— Пәрзәнтлириңиз сәнъәт йолини таллидиму?
— Яқ. Өмүрлүк җүптүм Гүлҗамал иккимиз икки бала тепип, қатарға қоштуқ. Қизим Диләрәм – дохтур. Оғлум Әзиз — юрист. Сәккиз нәвримиз бар.
— Сөһбитиңизгә рәхмәт.

 

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/45013

 
Интересный материал? Поделись с другими: