Гульмира Мамирова (дуэт «ГулЯр») - «Гүл беғимда» | |
|
Гульмира Мамирова (дуэт «ГулЯр») - «Гүл беғимда»
"Яхшидин нам қалиду.." —демәкчи ярқин талант егиси Рошәнгүл Вагапованиң туюқсиз аримиздин кетип жүрәкләрни тәврәткән болсиму, бизгә тәсалла бәргидәк у орунлиған нахшилар қалди. Хәлқимизниң мәдәнийити вә сәнъитини чәксиз сөйүдиған талант егиси хәлиқ нахшилирини көп орунлап, хәлқимизгә роһий озуқ беғишлатти. Рошәнгүл Вагапова ейтқан нахшилар дайим қәлбимиздә сақлиниду. Йеқинда көпчиликниң тәләплиригә бенаән, «ГүлЯр» https://www.parvaz.kz/index.php/gulyar дуэтиниң нахшичиси Гульмира Мамирова https://www.parvaz.kz/index.php/gulmira-mamirova «Гүл беғимда» намлиқ хәлиқ нахшисини орунлап чиқти. Бу Рошәнгүл Вагапованиң сөйүмлүк нахшилириниң бири еди. Бүгүн шу нахшини йәнә бир қетим диққитиңларға сунушни тоғра көрдүқ. Тиңшап, бәһир алғайсиләр! Мәзкүр нахшини орунлиғучиниң шәхсий тор бетидин чүширивелишқа болиду. https://www.parvaz.kz/index.php/gulmira-mamirova . Dim lights Embed Embed this video on your site Embed Embed this video on your site
|