Open login
Главная Новости Қәдирданниң нахшилири яңриди.
Қәдирданниң нахшилири яңриди.
23.05.2014 11:14   

«Уйғур авази» гезити 22 май 2014 ж.

Дүшәнбә күни Алмутидики «Җанан» кафесида шаир, нахша  мәтинлириниң муәллипи Қәдирдан Разақовниң иҗадий кечи болуп өтти. Униңға саһипханниң жутдаш-қәләмдашлири, сәнъәтчиләр билән мухлислири вә зияли әһли иштрак қилди.Қәдирдан Разақов Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисидин чиққан «сәккиз қирлиқ, бир сирлиқ» талант егиси. У өз вақтида көңүл су ичкидәк шеирлири билән шеирийәт мухлислириниң қәлбидин орун алған қәләм саһиблириниң бири. Арилиқта жутдиши, тиҗарәтчи Бәхтияр Баситовниң һамийлиғида «Дидар» әдәбий-аммивий журналини чиқириш йолида мевилик әмгәк қилған. Һәрхил жилларда униң «Назугум из қалдурған жут» намлиқ китави вә «Бир тамчә яш» шеирлар топлими оқурмәнләр билән үз көрүшти.

Өткән әсирниң тохсининчи жиллири қизғин иҗадийәт қайнимида жүргән талант егисидә нахша мәтинлирини йезиш истиги пәйда болиду. Әйнә шундақ һәвәстин туғулған җошқун паалийәт нәтиҗисидә бүгүнки күнгә қәдәр униң жигирмигә йеқин нахшиси (униң бесим көпчилигиниң сөзини һәм музыкисини өзи язған М.С.) вуҗутқа кәлгән. Айрим шеирлири жутдиши Марат Қадиров, алмутилиқ Дилшат Қадиров қатарлиқ һәвәскар композиторларниң иҗадий һәмкарлиғи түпәйли нахшиға айланған. Мошу йәрдә Қәдирданниң иҗадиға мәнсүп нахшиларни музыкилиқ җәһәттин пәдәзлигән аранжировщик Кәрим Ғазиевниң, маддий һәм мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигән  рәпиқиси Пәридәм Рашидинованиң әмгәк-әҗрини алаһидә тәкитләп өтмәй мүмкин әмәс. Иҗадий кәчтә сөзгә чиққан сатирик-язғучи Абдухалиқ Махмут, «Мектеп» нәшрияти уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев, «Азия бүгүн» гезитиниң баш муһәррири Авут Мәсимов, Алмутидики П. Чайковский намидики музыкилиқ колледжиниң оқутқучиси Сабиржан Манашов шаирниң жутдашлири — көрнәклик алим Мәһәмәтҗан Абдуллаев, врач Марат Қадиров Қәдирдан Разақовниң  жуқурида қәйт қилинған мевилик паалийитигә жуқури баһа берип, иҗадийитигә ақ йол тилиди. Өз новитидә «Қайрат» мәһәллисиниң жигитбеши Мәрүпҗан Ахунов иллиқ ләвзини билдүрүп, шаирға халисанә соғисини тапшурди.

Кәч давамида П.Чайковский намидики музыкилиқ колледж йенида тәшкил қилинған, хәлиқара фестивальларниң лауреати «Достлуқ» ансамблиниң әзалири йеқимлиқ нахша-сазлирини һәм һәзил-миниатюрилирини орунлиди. Бу күни меһманлар шундақла бирқатар ансамбль-топларниң, йәккә иҗрачиларниң вә күлкә маһирлириниң һүнәрлирини тамашә қилди.

Мәшүр САСИҚОВ.  http://uyguravazi.kz/?p=13336#more-13336


 
Интересный материал? Поделись с другими: