Open login
C ДНЕМ РОЖДЕНИЯ РАИМЖАНА ХАМРАЕВА!
05.11.2016 13:52   

C ДНЕМ РОЖДЕНИЯ РАИМЖАНА ХАМРАЕВА!

Поздравляем нашего талантливого музыканта, настоящего профессионала и преданного друга – Раимжана Хамраева!

От имени всех участников сообщества уйгурских исполнителей «Парваз», а так же посетителей нашего сайта, поздравляем Раимжана с Днем Рождения!

От всего сердца желаем Раимжану, неиссякаемого творческого потенциала, крепкого здоровья, семейного благополучия и благосостояния, а главное, мы желаем постоянно радовать нас новыми композициями в составе группы «Дервиши», и выражаем огромную благодарность за супер проект PARVAZ.KZ!

ПОЗДРАВЛЯЕМ С ДНЕМ РОЖДЕНИЯ, РАИМЖАН!

С уважением, Администрация www.PARVAZ.KZ!

 
Михрат Рахметжанов – Достуң шу.
05.11.2016 00:08   

Михрат Рахметжан

Дорогие слушатели! Представляем вашему вниманию дебютную песню от молодого талантливого, начинающего певца Михрата Рахметжанова "Достун шу" (муз. Полата Изимова, сл. Алиям Тохти), аранжировка Газиза Искандерова. После прослушивания, мы уверены, вы не останетесь равнодушными. Эта новая песня повествует о дружбе и посвящена друзьям. Музыка записана в студии звукозаписи "GazZone studio". Приятного прослушивания и не забываем оставлять отзывы.

Download Name Play Size Length
download Mikhrat Rakhmetjan - Ashik boldum (I.Mashurov - R.Tursunov)

11.6 MB 5:05 min
download Mikhrat Rakhmetjan - Otlirin yaman (I.Mashurov - A.Ismailzhanov)

8.8 MB 3:50 min
download Mikhrat Rakhmetjan - Salam Danlar (khalik nakhshisi)

10.5 MB 4:34 min
download Mikhrat Rakhmetjan - Vaz kechalmaiman (R.Seitov - S.Anvarova)

3.3 MB 3:47 min
download Mikhrat Rakhmetjan - Yandim (R.Seitov - K.Tursunov)

8.2 MB 3:34 min
download Mikhrat Rakhmetjan -Chakhnaydu yar (I.Mashurov - T.Iziyarova)
Mihrat Rahmetjan

8.7 MB 3:49 min
download Mikhrat Rakhmetjan – Kozi khumarim (I.Mashurov – S.Anvarova)

8.1 MB 3:31 min
download Mikhrat Rakhmetjanov - Dostun shu (P.Izimov- A.Tokhti)

15.4 MB 6:43 min
download Mikhrat Rakhmetjanov - Dutar (O.Nazarbekov)

8.2 MB 4:28 min
download Mikhrat Rakhmetjanov - Jananim (R.Marupov - A.Ametova)

4.7 MB 3:25 min
download Mikhrat Rakhmetjanov - Uyghurumnin toyliri (I.Mashurov - P.Makhsatova)

8.6 MB 3:44 min

 

Михрат Рәхмәтжан «Уйғурумниң тойлири»

(И.Машуров - П.Махсатова. Из концертной программы "Яңра Нахшам 5")

Dim lights Embed Embed this video on your site


“GazZone Covers” выпуск 9 – Михрат Рахметжан

Выпуск девятый – песня из репертуара легендарного исполнителя Абдуллы Абдуреима "Пәрванә".

Гость студии – талантливый исполнитель с великолепным сильным голосом Михрат Рахметжан .

Приятного прослушивания и хорошего настроения, друзья!

Клавиши, съемка: Газиз Искандаров.

Вокал: Михрат Рахметжан.

Локация : "GazZone Studio".

YouTube канал композитора Газиза Искандарова  https://www.youtube.com/channel/UC-6Oc8frYszbrfh2-EtiKIQ

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Ш.Бахамов, Р.Марупов, М.Рахметжан – Малыбай

Ш.Бахамов, Р.Марупов, М.Рахметжан –

«Һәр бир инсанниң өз жути өзигә әзиз. Хәлқимиз аман болсун, Жутимиз аман болсун!».

Приятного просмотра, друзья и позитива!

Production: @brothers_bnd

Director:  @batur_official

Videographer: @nurshatuzer

Drone Operator: @ussenov.08

Editor: @nurshatuzer #казахстан

#алматинскаяобласть

#малыбай

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Михрат Рахметжан - " Вәтән сени анам дәймән"

Съемка – студия «Studio_ Diyar» (Ходжаев Шериаздин,Ниязов Рашит).

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

МИХРАТ РАХМЕТЖАН – Отлириң яман

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

МИХРАТ РАХМЕТЖАН – Ашиқ болдум

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Михрат Рахметжан – Дутар (cover)

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Михрат Рахметжан - Салам дәңлар

 

Mihrat Rahmetjan - Salam Danlar

Uyghur Folk Song

Михрат Рахметжан  Әссаламу әләйкүм әзиз тамашибин қериндашлар!

Силәрниң диққитиңларға "Салам дәңлар" намилиқ Уйғур хәлқиниң хәлиқ нахшисини йеңичә услубта ишләп көрдуқ, тиңшап һозурланғайсиләр!

Маңа мошу нахшини ишләштә көп ярдәм қилған акилирим -

Дутар, тәмбир - Марат Норузов @marat_noruzov

Сатар - Абдумутәллип Жалалов @abdimtallip

Дап - Назим Палтахунов @nazim_doira_

Аранжировка - Расул Марупов @rassul_marup

Бу акилиримға көп рәхмитимни ейтимән.

@mikhrat_rakhmetjan_official

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Михрат Рахметжан - Көзи хумарим

 

 

Дорогие друзья, представляем вашему вниманию новую песню в исполнении солиста Республиканского государственного академического Уйгурского театра музыкальной комедии им. К. Кужамьярова МИХРАТА РАХМЕТЖАН

«КӨЗИ ХУМАРИМ»

Музыка и аранжировка  Ильяра Машурова.

Слова Сабирям Анваровой.

Плей-лист Михрата Рахметжан на нашем YouTube канале

https://www.youtube.com/playlist?list=PLFHZmGzrmxg1wNOOMhJOZOUm1ayr0pl6H

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

Нахша – униң һаяти

«Uiğur avazi», 26 Маусым, 2025

 

 

Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур академиялик музыкилиқ комедия театрида хәлиқара фестивальларниң вә «Umai-2023» миллий мукапитиниң лауреати, «Нава» ансамблиниң нахшичиси, хәлқимизниң сөйүмлүк сәнъәткари Меһрат Рәхмәтҗанниң https://parvaz.kz/index.php/myhrat-rahmetjanov «Һаят – нахшам...» намлиқ йәккә концерти болуп өтти.

Кичигидин сәнъәткә қизиқип өскән Меһрат – Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Маливай йезисида туғулған. Дәсләп мәзкүр жуттики оттура мәктәпни тамамлап, П.Чайковский намидики Алмута музыкилиқ колледжида тәһсил көриду. Андин «Нава» фольклор ансамблиға ишқа қобул қилинип, та бүгүнки күнгичә қизғин иҗат қилмақта. Театрда паалийәт елип бериватқиниға аз вақит болсиму, у һечкимгә охшимайдиған авази билән тамашибинларниң алқишиға сазавәр болған нахшичи. Кейинки вақитларда театримизда музыка сәнъитиниң дурданиси болған «12 муқамни» утуқлуқ орунлап, хәлқимизниң зилва авазлиқ нахшичисиға айланмақта.

Меһрат Рәхмәтҗан иҗра қилған уйғур муқамлири буниңдин бирнәччә жил илгири Әзәрбайҗанниң Баку шәһиридә өткән хәлиқара муқам фестивалида иккинчи орунға сазавәр болған. Түркияниң Анкара шәһиридә у Абдурешитхан обризи арқилиқ «Рак» муқамини жуқури маһарәт билән орунлап, тамашибинларни мәмнун қилған еди.

Сәһнә пәрдиси Меһрат­ниң иҗрасида «Нава» муқәд­димисиниң сәними билән ечилди. Нахшичи муқамни наһайити бабиға йәткүзүп орунлап, тамашибинлиримизниң көңлидин чиқти. Чүнки Меһрат «12 муқамни» иҗра қилишта, сәнъәттики устазлириниң йолини утуқлуқ давам қиливатиду. Концерттиму «Нава» ансам­блиниң нахшичиси, булбулимиз Нуралим Варисов, Маратҗан Норузов, Фурқәт Зайиров билән бирликтә хәлиқ нахшилиридин болған «Или бир жүрүш нахшилирини» иҗра қилди. Шундақла у «Қәшқәр чатма нахшилирини» ейтип, кәлгән меһманларға жуқури кәйпият һәдийә қилди. Өз новитидә, устазлириму Меһратқа иллиқ тиләклирини билдүрүп, техиму өсүп-йетилишини тилиди.

Театрниң баш балетмейстери Һәҗәрбүви Халимова сәһниләштүргән «Рухсарә» уссул ансамблиниң әвришим уссуллири Меһрат орунлиған муқам-нахшиларға җор болди.

Нахшичи өз мухлислириға қазақ, өзбәк, түрк тиллиридиму нахшиларни орунлап, башқа милләт вәкиллиригә болған һөрмәт-иззәтни, мәдәний достлуқни көрсәтти.

Концерт җәриянида Меһрат Рәхмәтҗан муәллиплик нахшилириниму орунлиди. Яшлар арисида нахшилири дайим аммибап һәвәскар шаир Камунар Турсунов сөзини, Илияр Мәшүров билән Ризайдин Сейитов қатарлиқ бәстикарлар аһаңини язған «Ашиқ болдум», «Яндим» вә шаирә Ташгүл Һезиярованиң қәлимигә мәнсүп «Чақнайду яр» нахшилирини орунлиғанда, тамашибинлар орунлиридин туруп, шох уссулларни ойнап, концертни техиму җанландурди.

Меһрат муқам вә эстрадилиқ нахшиларнила әмәс, опера нахшилириниму жуқури дәриҗидә орунлалайдиғанлиғини тонулған нахшичи Зулияр Қадиров билән бирликтә ейтқан италиячә нахша арқилиқ испатлиди. «Пак яша» намлиқ нахшини болса, өзи дутарда, М.Норузов тәмбирдә, Ә.Ғаппаров сатарда орунлиди. Бу болса, Меһратниң миллий саз әсваплиримизда челишни яхши өзләштүргәнлигиниң ярқин ипадисидур.

М.Рәхмәтҗан тарихий Вәтиминиздә тонулған нахшичилар Абдулла Абдуреһим, Дилшат Райдин қатарлиқ юлтузларниң нахшилириниму иҗра қилип, бар һүнирини паш қилди.

Алаһидә тәкитләш керәкки, Меһрат тил тоғрисида бир мисра шеир оқуп, ана тилимизни сақлап, пәрзәнтлиримизни өз тилимизда оқутушқа чақирип, «Ана тилим» намлиқ нахшини ейтип, барлиқ тамашибинни чоңқур ойға салди.

Меһрат Рәхмәтҗан өзиниң йәккә концерти давамида ана жутидин қәдәм тәшрип қилған бова-момиси, ата-анисиға өзиниң пәрзәнтлик рәхмитини ейтип, гүлдәстиләрни тутти.

Тамашибинларға арам­бәхш дәмләрни беғишлиған концерт программисиниң сценарий муәллипи Гүлбаһар Насирова билән сәһниләштүргүчи режиссери вә риясәтчиси, актер Бәхитҗан Авдуновниң әмгигини атап өтмәй мүмкин әмәс. Дәрһәқиқәт, муқамларни бабиға йәткүзүп орунлашта сазәндиләр һәм классикилиқ нахшиларни иҗра қилишта оркестр билән солистларниң һүнәрлири муһим роль ойнайду. Уларни башлап меңишта дирижерға чоң җавапкәрлик жүклиниду. Өзлиригә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин чиқалиған баш дирижер Алимҗан Тоқаев билән яш дирижер Ялқунҗан Әзизовқа алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду.

Нахшичиниң йәккә концерти мәзмунлуқ, утуқлуқ өтти. Залға лиқ толған тамашибинлар Меһратқа гүлдүрлигән алқишлирини, гүлдәстилирини яғдуруп, концерттин бәк бәһирлинип қайтти.

Меһрат Рәхмәтҗан жуқурида аталған мукапатларниң саһибила әмәс, шундақла театримиз тәрипидин тәсис қилинған, «Әң яхши нахшичи» номинацияси бойичә «Чолпан» мукапитиниң саһиби. Һә, бүгүн болса, у қутлуқ сәнъәт дәргаһимизда йәккә концертини берип, сәһнә төридә чолпан кәби чақниди. Келәчәктә сөйүмлүк нахшичимиз талай даванларни беқиндуруп, техиму ярқин чақнисун, дәп тиләймиз. Чүнки нахша – униң һаяти.

 

Хуршидәм ҺЕЗИМОВА

Алмута шәһири

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/53187

 

Михрат Рахметжан - Ваз кечәлмәймән



ПРЕМЬЕРА песни состоялась на свадьбе Михрата Рахметжан и посвящается его супруге Адилям @ aakimova_007 .

Музыка – Ризайдин Сеитов

Слова – Сабирям Анварова @ sabi.anvarova98

Видео –Адик Василов @ adikvasilov

 

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

Dim lights Embed Embed this video on your site

 

 
«Атиға қарап оғул өсәр…».
04.11.2016 22:12   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Бүгүнки күндә Яркәнт тәвәсидә көрнәклик сәнъә­ткар, устаз, җәмийәтлик ишларниң активисти Әквәр­җан Исмайилҗановни тону­майдиған уйғур йоқ.  У уйғур тойлирини миллий урпи-адәтлиримизгә риайә қилған һалда, уларға миллий түс берип өткүзүватқан  риясәтчиләрниң бири. Шундақла өзигә охшаш көпчиликниң хизмитидә болуватқан сорунбеги вә ишқиваз сәнъәткарларниң устази. Бүгүн биз, әйнә шу инсанниң изини бесип келиватқан униң оғли, йәни келәчигидин зор үмүт күткүзидиған миллий әсвапларниң қулиғида ойнайдиған ярқин талант Икрәмҗан Лохманов һәққидә ейтип өтмәкчимиз.

Икрәмҗан 1998-жили Панфилов наһийәсиниң Пәнҗим йезисида дунияға кәлгән. «Қуш угисида немә көрсә, шуни қилиду» демәкчи, атисиниң таллиған кәспигә һәвәс бағлиған сәби, әндила төрт яшқа киргинигә қаримай, синтезаторниң җор болушида нахшиларни ейтишқа башлайду. Бәш йешида мәктәп босуғисини атлиған Икрәмҗан мәктәптики оқуши билән бирликтә сәнъәт билиминиму егиләйду. Бир жил Реһимҗан Имәрниң музыка мәктивидә фортепиано үгиниду. Буниңдин ташқири у мәктәптики уйғур тили вә әдәбияти пәни бойичә өткүзүлгән һәрхил олимпиадиларға қатнишип, дайим алдинқи орунлардин көрүниду.

Икрәмҗан Әкрвәрҗан оғли 2013-жили мәктәпни әла баһаларға тамамлап, Алмутидики П.И. Чайковский намидики музыка колледжиға оқушқа чүшиду. Бүгүнки күндә мәзкүр колледжда ғеҗәк синипи бойичә билим еливатқан у 2015-жили өткүзүлгән сәнъәт көрүгидә 2-орунни егиләйду. У мәзкүр дәргаһниң оқутқучиси Сабирҗан Манашев рәһбәрлигидики оркестрда ғеҗәк челип, һәрхил чоң-кичик мәйрәмлик концертларниң турақлиқ иштракчиси. Өткәндә Дилмурат Кузиев аилиси тәрипидин әлачиларға берилидиған ахчилиқ мукапатқа (100 000 тәңгә грант) сазавәр болғанлар арисида Икрәмҗанму бар.

 
Спортчилиримиз мукапатсиз қалмиди.
04.11.2016 22:11   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Бу спортчилар тоғрисида биз илгириму язған. Уларни гезитханлиримизниң һәммиси болмисиму, бәлгүлүк қисми тонуйду. Әйнә шуларниң бири, ушу-саньда бойичә бирнәччә дүркүн Азия чемпиони аталған  Руслан Либиров йеқинда Тайпей шәһиридә (Тайвань) хәлиқара мусабиқидә үчинчи орунға сазавәр болса, 18 яшлиқ Малик Низамидиновму Бургас шәһиридә (Болгария) өткән дуния чемпионатидин қуруқ қол қайтмиди.

70 килограмм салмақ дә­риҗисидики Руслан Либиров қирғизстанлиқ спортчини асан­­ла тиз пүктүрсә, йеримфиналда униңға ХХҖдин кәлгән спортчи билән хелә елишишқа тоғра кәлди. Уйғур жигитиниң Азия чемпионатиға қат­нишип, ІІІ орунға егә болушиниң өзи чоң утуқ. Әнди 48 килограмм салмақ дәриҗисидә һиндстанлиқ спорт­чи билән күрәшкән Малик Низамидиновниң ма­һаритиниму қазилар жу­қури баһалиди. Амма йеримфиналда у россиялик спортчиға утулуп қалди.

Нурғунлиған спортқа иш­тияқ бағлиған уйғур яшлирини тәрбийиләп, уларни спортниң егиз чоққилиридин көрүнүшигә бәл бағлиған Алик Җәлилов билән Камил Абдримов қатарлиқ мәшиқләндүргүчиләрниң шагиртлири болған Руслан Либиров вә Малик Низамидинов бу қетим устазлиринила әмәс, бәлки көпчилигимизни хошаллиққа бөлиди. Биз уларни новәттики утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз.

Мәшүр САСИҚОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=26791#more-26791

 
Жүрәктики илһам отлири.
04.11.2016 22:10   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Өткән һәптидә Алмутидики «Император» ресторанида алийҗанап ишлири билән җамаәтчилик арисида һөрмәткә бөлинип келиватқан  инсан Мәһәммәтҗан  Җанбақиевниң  арман-истәкләрдә, хәлқигә болған чәксиз муһәббитидә суғирилған «Қәлбим тәшвиши» намлиқ шеирлар топлимини тонуштуруш мәрасими болуп өтти.Шеирийәткә муһәббәт бағлиған қәләм саһибини қоллап-қувәтләп  кәлгән тонулған шаирлар Илахун Һошуров, Илахун Җәлилов, Мәмтимин Обулқасимов, «Мир» нәшриятиниң мудири Әлишер Хелилов, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов вә униң орунбасари Иврайим Баратов, алим Рабик Исмайилов, Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Пәхрий граждини, шаир Шаяхмет Қусайинов, «Интизар» журналиниң иҗраий мудири Пәйзуллам Әхмәтов, шаир мухлислири Азтекин Ибрагимов билән Хәйринисәм Мәсимова Мәһәммәтҗан акини бу утуғи билән қизғин тәбрикләп, муәллипниң әсәригә иҗабий инкаслирини билдүрди.

Тонуштуруш мәрасимида сөз алған сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрдиев Мәһәммәтҗан Җанбақиевниң иҗадий паалийити һәққидә иллиқ сөзлирини ейтқач, мундақ деди: Мәһәммәтҗанниң бүгүн тонуштурулуватқан «Қәлб тәшвиши» шеирлар топлимидин орун алған шеирлар билән рубаийларниң бесим көпчилиги өз вақтида әйнә шу сөйүмлүк гезитимиз сәһипилиридә елан қилинип, оқурмән  қәлбидин орун тапқанлиғи һәммимизгә яхши мәлум. Гәпара ейтип кетидиған нәрсә, буниңдин бираз вақит илгири әҗайип бир мақалә гезитта елан қилинғанда, «Мундақ мақалини «Уйғур авази» пәқәт муштири топлаш мәвсүми һарписидила бериду», дәп  хата пикирдә боптимән. Өзәңлар байқаватқан болсаңлар керәк,  кейинки икки-үч жилниң ичидә «Уйғур авази» гезити чирай вә мәзмун-маһийәт җәһәттин бир балдақ өсти. Һәқиқий мәнасида хәлиқниң гезитиға айланди.

Мәрасим җәриянида талантлиқ сәнъәткар Дилшат Аманбаевниң рәһбәрлигидики хәлиқ талантлириниң орунлишида дилға арам беғишлайдиған уйғур хәлиқ нахшилири  яңрап, көпчиликниң қәлб тарлирини чиртип өтти. Ахирида  сөз алған Мәһәммәтҗан ака Җанбақиев өз қәлимигә мәнсүп:

«Һәр шеирим вижданға байрақ маңа,

Йеқип қалса, байрақму болсун саңа.

Шаир болуш маңа бир кәсип әмәс,

 
Шеирийәт беғиниң булбули
04.11.2016 22:08   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

Йеқинда Ақтам оттура мәктивиниң мудири Октябрь Һезмахуновниң тәшәббуси билән атақлиқ шаир Илия Бәхтияниң иҗадийитигә беғишланған әдәбий кәч болуп өтти. «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара иҗадий бирләшмиси тәрипидин қоллап-қувәтлинип өткән бу кәчкә униңға мәзкүр бирләшминиң вице-президенти, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң башқарма әзаси Турсун Розиев, хәлиқара Язғучилар иттипақиниң әзаси, шаир Абдулһәй Дөләтов вә Илия Бәхтияниң җийәни, истипадики подполковник Шаһам Молотов қатнашти.

Кәчтә қазақ вә уйғур тили пәнлириниң муәллимлири Сәнә­бәрхан Сонурованиң рәһбәр­лигидә оқуғучилар шаир иҗадийитидин шеирларни ядқа ейтти. Шундақла Илия Бәхтияниң балилар әдәбиятидики орни, шаирниң сатира жанридики әмгәклири вә лирикиси бойичә мошу қурларниң муәллипи доклад оқуди. Андин шаирниң сөзигә йезилған «Уйғурларни тонуштуруш» нахшиси билән кәчни давам қилди. Тәкитләш керәкки, 11-синип оқуғучиси Бекарыс Ыдырысовниң «Жаным қазақ», «Солдат аниси» нахшиси, 9-синип оқуғучилири орунлиған сәһнилик көрүнүшләр, 2-синипниң оқуғучилириниң «Учуп кәтти қақирлар» нахшиси вә «Гүлтавақ» усули һәм кәчниң ахирида иҗра қилинған «Атамекен» нахшилири Ақтам оттура мәктивидики хәлиқләр достлуғиниң алий дәриҗидә екәнлигидин вә өзгә милләтләр мәдәнийитигә болған һөрмәтниң жуқури екәнлигидин далаләт бәрди.

1 — 11-синип оқуғучилири қатнашқан бу кәчниң йәнә бир алаһидилиги шуки, шаирниң шеирийитини пәқәт уйғур балилирила әмәс, бәлки  қазақ шаири Мамытқан Қудайбергеновниң тәрҗимисидә дөләт тилидиму яңриди.  Мәсилән, 11-синип оқуғучилири Әлия Булалованиң «Ол менің көктемім», 9-синип оқуғучиси Айнур Ауғанбаеваниң «Өмір тамшылары» шеирлирини ядқа ейтиши тамашибинларда алаһидә тәсират қалдурди.

 
Хуш кәйпият беғишлиған концерт.
04.11.2016 22:07   

«Уйғур авази» гезити, 3 ноябрь 2016 ж.

29-30-октябрь күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик Уйғур дөләт музыкилиқ-комедия театрида ШУАРлиқ эстрада юлтузлири Аблаҗан Авут АЮП билән Һәзрәтәли Муһәммәт ТУРСУНниң концерти өтти. Концерт һарписида һәр икки нахшичиниң мәтбуат конференцияси уюштурулуп, униңға аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири һәм Аблаҗан билән Һәзрәтәли иҗадийитиниң ишқивазлири қатнашти.

Мәтбуат конференцияни киришмә сөз билән ачқан мәзкүр концертни уюштурғучиларниң бири — Қазақстан уйғур яшлири бирлигиниң рәиси Рустәм Хәйриев мундақ деди:

— Бу концертни биз узақтин бери күткән едуқ. Бүгүн шу пәйтму кәлди. Концерт Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишлиниду һәм икки дөләт арисидики мәдәний алақиларни тәрәққий әткүзүш даирисидә әмәлгә ашурулуватиду. Мәзкүр концертни уюштурушқа Қәдирдан Авутов рәһбәрлигидики продюсерлиқ мәркәз, «URD» студияси вә ҚУЯБ көп күч чиқарди. Пурсәттин пайдилинип, уларға һәм бизни әхбаратлиқ җәһәттин қоллап-қувәтлигән «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмисигә, «Doppalife.com» сайтиға вә «Тәңритағ» телеканилиға тәшәккүр изһар қилмақчимән.

Шуниңдин кейин сөз алған «Күйчи» студиясиниң мудири Мәмитимин Абдуҗелил, Аблаҗан Авут Аюп, Һәзрәтәли Муһәммәт Турсун өзлириниң пикирлирини оттуриға салди һәм журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Пурсәттин пайдилинип, бизму уларға мураҗиәт қилдуқ.

 
"Ипəк йоли садаси - 2" – часть 29(ФИНАЛ)
04.11.2016 00:19   

Дорогие друзья, предлагаем вам посмотреть 29 часть выпуска вокального конкурса "Ипəк йоли садаси - 2" – финал, часть вторая. На этот раз будут выбирать самого лучшего из четырех оставшихся конкурсантов. . Все выпуски конкурса можно посмотреть на нашем YOU TUBE канале по ссылке https://www.youtube.com/playlist?list=PLFHZmGzrmxg1eusG0Z-i2dTtSblC75p_2 . Приятного просмотра.

 

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
Братья Тохтахуновы – Анижан
03.11.2016 00:30   

Дорогие друзья, представляем вашему вниманию песню в исполнении музыкальных братьев Тохтахуновых «Анижан»(музыка Ризайдина Сеитова, слова Молутжана Тохтахунова-Панжимий). Кудратжан, Мухитжан и Молутжан посвящают эту песню всем нашим матерям. Премьера песни состоялась на концерте «Яңра нахшам 3», прошедшего 28 февраля этого года, организованном продюсерским центром  «Artur Production», дуэтом «Vay Tang» при поддержке сообщества уйгурских исполнителей «Парваз». Приятного прослушивания и не забываем оставлять свои отзывы и пожелания.

Embed Embed this video on your site

 
Уссул сәһниси – 27 часть, третий тур
03.11.2016 00:26   

Мы продолжаем показ третьего тура Международного танцевального конкурса в Урумчи «Уссул сәһниси». Телевидение СУАР показывает этот конкурс по частям, сегодня предлагаем вам посмотреть  27 часть, это ппродолжение третьего тура. Приятного просмотра. Третий тур прошел в начале августа 2016 года. Все выпуски конкурса можно посмотреть на нашем You Tube канале по ссылке https://www.youtube.com/playlist?list=PLFHZmGzrmxg371is_hIQDJ8FRFXWDD8WG .

Dim lights Embed Embed this video on your site

 
«Мән «туғулған өйүмгә» қайтип кәлдим».
01.11.2016 01:42   

«Уйғур авази» гезити, 27 октябрь 2016 ж.

Келәр һәптидә, йәни 3-ноябрь күни, Уйғур театриниң 83-мәвсүми ечилиду. Театрға йеңи мудирниң тайинланғанлиғиғиму топ-тоғра бир жил толупту. Бир жилда театрда қандақ өзгиришләр йүз бәрди? Театрниң йеңи мәвсүминиң ечилиши алдида биз

мудир Руслан ТОХТАХУНОВқа мошу вә башқиму соаллар билән мураҗиәт қилдуқ.

— Руслан Абдушүкүр оғли, Сизни эстрада юлтузи сүпитидә яхши билимиз, амма сизниң Уйғур театриға келишиңиз биз үчүн күтүлмигән вақиә болди…

— Мән театрға ят адәм әмәс. Мошу йәрдә туғулдум десәм, ашуруп ейтқанлиқ болмайду. Апам — Маһигүл Тохтахунова, узун жиллар давамида театрда ишлиди, һазир һөрмәтлик дәм елишта. Мәнму музыкилиқ училищедин кейин сәнъәттики дәсләпки паалийитимни Уйғур театридин башлиған едим.

— У вақитта сөһби­тимизниму тәрҗимиһалиңиздин  башлисақ…

— Мәрһәмәт! Алмутида туғулдум. Йәттә йешимдин Ахмет Жубанов намидики музыкилиқ мәктәп-интернатниң фортепиано бөлүмидә оқудум. Андин оқушумни Чайковский намидики музыкилиқ колледжида давамлаштурдум. Қизиқ йери, вокал бөлүмидә орун болмиғанлиқтин, маңа чаң бөлүмидә оқушқа тоғра кәлди. Мән уйғур бөлүмидә Нуралим Варисов, Саһибәм Норузовалар билән  оқудум.Һәр иккилиси талантлиқ сәнъәткарлар. Нуралим ака талантлиқ нахшичила әмәс. Униңдин яхши рәһбәрму чиқиду. Ейтмақчи, һазир у «Нава» ансамблиниң музыка рәһбири. Студент дәвримиздә у бизниң староста еди. Биз, студентлар, дайим Варисовтин қечип жүрәттуқ. Кеңәш Иттипақи пәйтидә комсомол, әзалиқ бәдәл жиғиш дегән нәрсиләр бар едиғу. Әтималим, униңға мошу нәрсиләр сәвәп болса керәк.

Училищедин кейин Уйғур театриға ишқа кәлдим. Бәш ай сәһнини безәш цехида ишләп, андин «Яшлиқ» ансамблиға авуштум. У йәрдә талантлиқ композитор Адилҗан Җанбақиев вә нахшичилар Абләһәт Исламов, Раһиләм Әлиевалар билән тонуштум. Шу вақитта «Яшлиқниң» иккинчи тәркивидә Қазақстанниң хелә шәһәрлиридә гастрольда болдуқ. Мән қошумчә ресторанда нахша ейтаттим. Бир күни ресторанға мени мәрһум Болат Сыздықов издәп кәпту. Иккимиз йеқиндин тонушуп, «Мюзикола» топини қурдуқ. Болат иккимиз йеңилиқ киргүзүш нийитидә топқа клавишида ойнайдиған бир қизни издәп таптуқ. У – Карина Абдуллина еди. Кейин уму нахша ейтидиған болди. Шуниңдин кейин «Яшлиқта» тонуш­қан Җанбақиев иккимиз өз алдимизға бир топ қурмақчи болдуқ. Нәтиҗидә  «АР-клуб» барлиққа кәлди. Бу тохсининчи жиллар болидиған. Адилҗан иккимизниң мәхсити – Шәриқниң стилида нахша ейтип, Қазақстан эстрадисиға йеңилиқ киргүзүш еди. Махтинип қояй, тохсининчи жиллири яхши көтирилдуқ. Жиллар өтүп, икки булбулниң бир шахта олтирип сайримайдиғанлиғиға көзүм йәтти. Һәр қайсимиз өз йолимизда кәттуқ. Мән йәккә нахшичи болдум. Вақит келип, сәнъәт мәйданида йеңи стиль, йеңи нахшичилар пәйда болушқа башлиди. Һәрқайсимиз мухлислиримизни таптуқ. Шундақ бир пәйттә сәһнидин кәттим. Буниңға һеч өкүнмәймән. Сәнъәттин кейин чоң тиҗарәттә күчүмни синап көрмәкчи болдум. Ениғирағи, Қазақстандики нефть билән шуғуллинидиған чоң компанияләрниң бири —  «КазМунайГазға» ишқа орунлаштим. Мәзкүр ширкәтниң Хитайдики, Дубайдики шөбилиригә рәһбәрлик қилдим. Иш бабида хәнзу вә инглиз тиллирини үгәндим. Көплигән әлләрдә болдум. Ойлап көрсәм, өйлинип, аилә қуридиған пәйтму келип қапту. Ахири маңа туғулуп өскән шәһиримгә қайтип келишкә тоғра кәлди.

 


Страница 107 из 243

Последние новости

Самое популярное