| «Ақ Алтындики» сүннәт той. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 9 октябрь 2014 ж.
Мусулман әһлиниң улуқ мәйрими — Қурван һейти Алмута шәһиридики «Жануя» балилар өйидә тәрбийиләнгүчиләр үчүн унтулмас күн болди. Чүнки бу йәрдә тәрбийилиниватқан он балиниң сүннәт тойи «Ақ Алтын» ресторанида дағдуғилиқ нишанланди.Ресторанға ақ лимузинда кәлгән балиларни тәрбийичилири, тойға тәклип қилинған чоң яштики достлири миллий урпи-адәтләр бойичә чачқа чечип қарши елишти. Бу тойниң башқа муюмлардин пәрқи шуниңдин ибарәт болдики, униңда чоңларға қариғанда балилар көпирәк болуп, сүннәт той «аччиқ суларсиз» өтти. Адәттикидәк қуръан-тилавәт қилинип, «Жануя» балилар өйиниң мудири Нариман Турсунов балилар өйиниң тәрбийиләнгүчилиригә мошундақ хошаллиқ дәқиқиләрни һәдийә қиливатқан меһманларни тонуштуруп өтти. Андин Алмута шәһәрлик билим бериш департаментиниң вәкили Қатипа Қасқырқызы хәтнә қилинған гөдәкләрни сәмимий тәбриклиди вә ушбу соваплиқ ишни һөддисигә елип, житим-йесирларни бир күн болсиму бәхиткә бөләватқан барлиқ шәхсләргә миннәтдарлиғини изһар қилди. Мол йейилған дәстихандин дәм тартиватқан балиларниң хошаллиғида чәк йоқ. Әлвәттә, мундақ дәқиқиләр уларниң һаятида күндә йүз беривәрмәйдиғу. Шуниң үчүн болса керәк, гөдәкләр бирдә өзара күлүшсә, бирдә устаз-тәрбийичилиригә хошаллиқлирини йәткүзүшкә алдиратти. Хәтнә қилинған балиларниң биридин бириниң омақ вә сумбатлиқ екәнлигини көргиниңдә, уларни мошу күнгә қалдурған таш жүрәк ата-анилириға нәпрәтлинисән. Худаға шүкри, өз ата-аниси болмисиму, уларни беқип тәрбийиләватқан инсалар бар.
Тәнтәнә давамида сөзгә чиққан «Бөбек» дәм елиш лагериниң башлиғи Майгүл Ескендирова новәттики дәм елиш мәвсүмидә «Жануя» балилар өйиниң әллик тәрбийиләнгүчисини һәқсиз қобул қилишқа вәдә бәрди. Ахирида сөз новитини алған Нариман Турсунов өзи рәһбәрлик қиливатқан балилар өйиниң тәрбийиләнгүчилиригә көңүллүк дәмләрни һәдийә қилған «Ақ Алтын» рестораниниң мудири Сулейман Ахмедовқа вә мәрт-мәрданә сахавәтлик һамийлар Мәрүп Әхмәтовқа, Зейнулла Бекшаевқа, Ербол Абдуқасымулыға миннәтдарлиғини изһар қилип, ишлириға утуқ тилиди. «Ақ Алтын» ресторанида өткән сүннәт той балиларниң җараңлиқ күлкиси астида һәрхил оюн вә йеқимлиқ нахша-сазлар билән аяқлашти. Мәшүр САСИҚОВ. |
















