Open login
Главная Новости Улар һеч қачан атаққа интилмиған еди.
Улар һеч қачан атаққа интилмиған еди.
30.10.2014 20:58   

«Уйғур авази» гезити 23 октябрь 2014 ж.

Мана, мениң қолумдики Уйғур театриниң шанлиқ тарихидин дерәк беридиған альбом Абдулла Розибақиев вә Исмайил Тайировниң сүрити билән башлиниду. Ваһаләнки, И.Тайировниң тәшәббуси билән 1918-жили Верный шәһиридә (һазирқи Алмута) уйғур, татар, өзбәк драма өмәклириниң паалийәт елип бериши үчүн «Аз санлиқ милләтләр клуби» ечилған болсиму, аридин көп өтмәй, татар вә өзбәк өмәклири йепилип кәткән. Уйғур өмигидә болса, А.Розибақиевниң «Мәнсәппәрәс» пьесиси вә И.Тайиров тәрҗимә қилған «Мәзлумә хотун», «Пәдәркуш» пьесилири, кейинирәк Нәзәрғоҗа Абдусемәтов, Җелил Ғәниев, Бурһан Қасимов, Латип Әнсәри, Зерип Беширий давамлаштуруп, «Назугум», «Садир хаңруқ», «Тәләйсиз күнләр», «Яркәнт вақиәси» кәби әсәрләр қоюлди. Мәзкүр әсәрләрниң сүпити қайси дәриҗидә болғанлиғидин қәтьий нәзәр, кәспий театримизниң асасини салған «Анархан» (Җ.Асимов, А.Садиров) музыкилиқ драмисиниң мәйданға келишигә байиқи утуқлуқ башланма чоң зәмин яратти, әлвәттә. Әнди шу әсәрләрни язған һәм тамашибинлар һозуриға һавалә қилған қәдирданлиримизниң тәғдири немә болди демәмсиз?
Сабиқ Кеңәш елидә 1930 – 40-жилларда овҗ алған аммивий тәқипләш сәяситиниң башлиниши биләнла Исмайил Тайиров вә Абдулла Розибақиев биринчиләр қатарида тутқунға елинди. Шундақ қилип, А.Розибақиев кәби бүйүк әрбап 1938-жили 3-март күни 41 йешида, шу күни И.Тайиров 38 йешида етип өлтүрүлди. 1936-жили театримизниң мудири Абдулла Абдуллин «Үзүлгән кишән» намлиқ әсәр язди. Уйғурларниң Йәттисуда кеңәш һакимийитини орнитиш йолидики күриши вә Маһмут Ғоҗамияровниң әҗайип батурлуғи һәққидики бу әсәр һәм униң «Омақ вә Амрақ» намлиқ иккинчи әсәриму, әпсус, тамашибин билән үз көрүшәлмиди. 1937-жили Абдулла Абдуллин вә радио комитетиниң сазәндә-нахшичиси Низамдун Ибрагимов қолға елинип, һәр иккисигә өлүм җазаси берилди. Бу әзиз инсанлиримизниң иҗадий паалийити һәққидә архивимизда нә бир тарихий һөҗҗәт, нә бирәр сүрәтму сақланмиған. Театримизниң һулини қурған пешқәдәмлиримизниң бири Ханғоҗа Илиев дутар челип, хәлиқ нахшилирини бабида иҗра қилаттекән, «Анарханда» Султанбайниң ролиниму ойниған.

Уму 1937-жили дәсләпкиләрдин болуп тәқипкә учрап, 1941-жили Ленинград шәһириниң йенидики бир йезида из-тизсиз йоқап кәткән. Әшундақ намайәндилиримизниң бири Өмәр Закировму сәһнимиздә Садир Палван, Сайит образлири арқилиқ тамашибин қәлбидин иллиқ орун елип, театрдики яшларға устаз сүпитидә варислиқ қиливатқинида, 1937-жили тутулуп, 1938-жили өлтүрүлгән. Буниңдин бирнәччә жил бурун Өмәр Закировниң бирдин-бир сақлинип қалған сүритини шаир Абдукерим Ғәниев шәхсән маңа тапшурған еди. У сүрәтму альбомдин мунасип орун алди. Гүлдәк яшлиғи топидәк тозуп четидин тутқунға елиниватқанлар арисиға актер Исмайил Аюповму қошулиду. «Мән башта өзәмниң немә үчүн қамалғинимни билмәй азапландим, – дәп өз хатирисини сөзләп бәргән еди у киши. – Һәрқетим сораққа алғанда, «Маһмут Ғоҗамияров билән қандақ алақәң бар?», дәп қийнатти. Андин Әлахан султан обризини яритиш арқилиқ хәлиқни азатлиқ күришигә дәвәт қилмақчи болғанлиғи, бир сөзидә «уйғурлар дәрт-һәсрәтлик хәлиқ. Шуңлашқа уларниң нахша-музыкилиридин муң-зар төкүлүп туриду», дәп пикир ейтқанлиғини сәясий қилмиш дәп һесаплап, «хәлиқ дүшмини» сүпитидә әйиплинип, Жирақ Шәриқтә он жил сүргүндә болуп қайтқан! Хәлиқ арисида «тәмбүр челишниң пири» аталған маһир сазәндә Бөкиҗан Йолдашев йүксәк таланти арқилиқ театримиздики сазәндиләр трупписиниң рәһбири вәзиписини атқуруш җәриянида хелә чоң ишларни қолға алди. Сазәндә уйғур хәлиқ нахшилириға вә «Он икки муқам» нәғмә дастанлириға асаслинип, «Анархан», «Ғерип-Сәнәм» спектакльлириниң музыкилирини рәтләп, йезип чиққан. Лекин уму 1937-жили тутқунға елинип, өз жутиға пәқәт он сәккиз жилдин кейин қайтқан! Хәлиқ нахшилириниң маһир иҗрачиси һәм талантлиқ актер Данияр Йәһияров «Анархандики» — Һәмра, «Малиновкидики тойда» Андрейка образлирини маһирлиқ билән яритип театримизда тунҗа қетим қоюлған Ғәбит Мүсреповниң «Қозы-көрпеш – Баян сулу» драмисини уйғур тилиға тәрҗимә қилған. Амма уму иҗадиниң раса қайниған пәйтидә, 1937-жили тәқиплинип, 1943-жили Қарағандида һалак болған.


Сәксининчи даванға көтирилгән миллий театримизниң бүгүнки дағдуғилиқ той шадиянисида биз исми көпчиликкә намәлум әйнә шу паҗиәлик тәғдирләрниң қурванлириниму әсләп, кейинки әвлатқа тонуштурушни унтуп қалмаслиғимиз лазим. Раст, у әзизлиримизниң һечқайсисиниң атиғи йоқ, амма атиғи йоқ үчүн уларни унтуп қалмаслиғимиз керәк.
Сабиқ кеңәш елидә миллионлиған адәмләрниң өлүмигә сәвәп болған ХХ әсирниң новәттики чоң паҗиәси — 1941 – 45-жиллардики Улуқ Вәтән урушиға театримиздин җәми әллик йәттә сәнъәткар атланған болса, уларниң бесим көпчилиги уруш мәйданида җан үзди вә яридар болуп қайтти. Шуларниң бири — Шерипҗан Ғазиев – 1941-жили Москва консерваториясини пүтирип, Уйғур театриға кәлгән тунҗа алий мәлуматлиқ мутәхәссис еди. 1943-жили өз ихтияри билән урушқа атлинип, Сталинград мәйданида қәһриманларчә һалак болди. Миллий уссуллиримиз вә иҗра қилған рольлири арқилиқ әндила өзини тонутуватқан Ярмәһәмәт Нурмәтов 1943-жили Воронеж мәйданида, актерлар Мәрүпҗан Низамов 1941-жили, Нури Тохтанов 1942-жили, уссулчи вә актер Җәприм Әкбәров 1943-жили қәһриманларчә һалак болди. Өз паалийитини театримизда 1932-жили башлиған актер вә «Анархан» кәби мәшһур сәһнә әсәриниң, «Назугум» монологиниң, нурғунлиған нахша мәтинлириниң муәллипи Абдулһәй Садиров 1941-жили урушқа атлинип, Панфилов дивизияси тәркивидә Москва босуғисидики җәңләргә қатнишип, 1942-жили қурван болди. Бу тизимни йәниму давамлаштурушқа болиду. Қисқиси, вәтинини дүшмәндин қоғдаш йолида қан кечип күрәшкән талай сәнъәткарлиримизниң җәсәтлири җәң мәйданлирида қалди.
Театрға мунасивити бар сәнъәт адәмлири билән талай-талай сөһбәтләрниң шаһиди болдум. Талай даңлиқ сәнъәткарлиримизниң хатирилирини тиңшиғач, улар һәрхил жилларда елимиздә йүз бәргән еғир вәзийәтләрдики гастрольлуқ паалийәтлири һәққидә сөзлигәндә, гиримсән көзлиридин үзлирини жуюп чүшкән көз яшлириниң гувачиси болғанмән. Болупму шу уруш дәвридә арқа сәптә қалған аял сәнъәткарларниң қанчилик җапа-мәшәқәтләр билән театримизни сақлап қалғини – әвлаттин-әвлатқа ривайәт териқисидә һекайә қилинидиған җасарәтни унтуш мүмкинму? Уйғур театриниң тарихи униң гастрольлуқ паалийити билән чәмбәрчас бағлиқ. Һә, у гастрольлар бүгүнки гастрольларға охшимайду, әлвәттә. Театримиздики бүгүнки яш артистқа шувурған-боранлар ичидә бир йезидин иккинчи йезиға артистлиримизниң сәргәрданлиқта пиядә жүргинини, қишниң аччиқ соғлирида сайлардики суларни ялаңғидақ кечип өткәнлирини яки кечилири айдалада пиядә кетиватқинида, тәрәп-тәрәптин йепилип кәлгән чил бөриләргә йәм болғили тас қалғинини, пиядә меңип упрап кәткән аяқ кийимлирини аяп, далаларда чоруқ тикип кийгәнлирини, наресидә балисини өйдә қалдуруп, гастрольларда жүргән аниниң көксидин аққан сүттин чөп-чөп һөл болған кийим-кечәклириниң қәһритан соғда тарақлап қетип йолларда маңалмай азап чәккәнлирини сөзләп бериңа, һәргиз ишәнмәйду! Яқ, ишинишиму мүмкинду, лекин қачанду-бир чағларда артистлар машининиң кузовида қиш айлири непиз көйнәкләр кийип уссуллар ойниғанлиғини, чирақ йоқ болғачқа автолға чиланған вә ариға санчилған тезәкләргә от йеқип оюн қойғанлиғини бүгүнки артист тәсәввурму қилалмайду. Лекин мөрти кәлгәндә, бүгүнки яш артист өзи ишләватқан дәргаһниң қанчилик мәшәқәтләр билән көз-яш бәдилигә кәлгәнлигини билиши шәрт! Бу қийинчилиқларни бешидин өткүзгән Иззәтгүл Нурмәтова, Реһан Мәрүпова, Аминәм Мусаева, Малик Сәлимов, Чолпан Сәлимова, Ғәйрәт Кәримов, Үсүпҗан Сайитов, Мәрүвахун Дәраев, Турсунқиз Мәшүрова, Реһангүл Разиева, Мәмир Имировниң атақ-унвани болмисиму, шиддәтлик уруш жиллири театримизниң тәрәққиятида чоң роль ойниған. 1943-жили уруш мәйданидин яридар болуп қайтқан шаир Исмайил Саттаров саламәтлигиниң осаллишип кәткинигә қаримай, Челәктики (1941-жили 3-сентябрьдә Уйғур театри Челәккә көчирилгән еди. — Г.Н) театримизда әдәбият бөлүмини башқуруштәк җавапкәрлик ишни атқуруп, театрниң иҗадий ишини техиму җанландуруп, спектакльларниң сүпитиниң яхшилиниши үчүн көп күч чиқарған.
Сәнъәтниң қудрәтлик күчини тәриплигинимиздә, мошу сәнъәтни яратқан, уни әвлаттин-әвлатқа яшнитип келиватқан хәлқимизни унтумаслиғимиз керәк. Һә, худди йилтиз дәрәқниң бүк-барақсан шахлирини көтирип турғандәк, хәлқимизму кәспий театримизни әң қийин вақитларда қоллап, сәнъәткарларни бешида көтирип чеккисигә гүл қилип қисип кәлгән. Биз чоң артистлиримиз ләвзидин пат-патла «…Абдулла Һезбақиев, Авут Саттаров, Һезим Һезбақиев, Юнус Рәҗибаев, Мисир Сәйдуллаев, Сулайман Мәсимов, Қадир Йолчиев, Исмайил Йүсүпов, Алмахун Қурбанов, Николай Головацкий, Азат Мәшүров, Сәйдалим Тәнекеев, Имәр Белалов, Оғуз Ниязов, Һашим Арзиев, Сетивалди Баратов, Нурвәг Сейитов, Заманбек Батталханов, Мирзигүл Насировниң исмини аңлаймиз. Улар театримизға көп яхшилиқ қилған әзиз инсанлар. Әһвалимиз еғир чағларда маддий ярдәм қилип турған. Театримизниң Өзбәкстан дияридики гастрольлириниң жуқури тәшкиллик билән өтүшини тәминләпла қоймай, репертуаримиздики бирқатар спектакльларниң лентиларға йезип елинишида вә һелиғичә Ташкәнт радиосиниң алтун фондила сақлинишида Өзбәкстан Дөләт телевидениеси вә радио комитети рәисиниң орунбасари Хеләм Худайбәрдиевниң бебаһа меһнитини артистлиримиз йенип-йенип әслишиду. Әпсус, жуқурида исми аталған байиқи есил инсанларниң бесим көпчилиги бу һаяттин аллиқачан көз жумған. Бүгүнки той һарписида уйғур сәнъити, униң риваҗлиниши үчүн өзлириниң салмақлиқ үлүшини қошқан әшу сехи қәлб, әҗайип инсанлиримизни әсләп, уларниң ярқин хатириси алдида чоңқур тазим қилимиз. Чүнки улар шуниңға мунасип.
Өзиниң жигирмә жиллиқ иҗадий паалийитини театримизға беғишлиған режиссер, мәрһум Сергей Башоян уйғур артистлириниң алаһидилиги улар башқа милләт тилини, нахша-уссуллирини наһайити чевәрлик билән тез өзләштүрүп, әшу хәлиқләргә хас алаһидилик билән иҗра қилғанлиғини мәмнунлуқ билән тәкитләп, мундақ дәп әслигән еди: «…Қәйәргила бармайли хәлиқ бизни алаһидә қобул қилатти. Өзбәк нахша-уссуллирини Саламәтхан Розиқулова бабида орунлатти. Иззәтгүл Нурмәтова қазақ нахшилириниң уста иҗрачиси еди. Театрниң тәңдиши йоқ уссулчиси Халидә Җәлилова еди. У һәрқандақ уссулниң әсли маһийитини йәткүзүп берәтти. «Анархан» спектаклидики Ләйлихан ролида Чолпан Сәлимованиң тәңдиши йоқ еди, спектакльда униң авази гоя қоңғурақтәк җараңлатти. Бу рольни мошундақ ярқин вә көпқирлиқ қилип йәнә ким ойналатти, билмәймән. Өзиниң балилиқ саддилиғи вә сәмимийлиги билән у тамашибинларниң муһәббитини вә ечинишини қозғатти. Спектакльдики ахирқи көрүнүш зади есимдин кәтмәйду. Ләйлихан кор болған дадисини көрүп чарисизлиқ дәрди ичрә: «Дада!», дәп вақирайду. Бу тамашибинларда кәскин, чоңқур ечиниш вә аяш һиссиятини қозғап, нурғун кишиләрниң көзидин тарам-тарам яш ақатти. Мәзкүр ялғуз сөз шундақ ейтилаттики, бир мәзгилдә һәм паҗиәни, һәм учришиш хошаллиғини, шундақла әзгүчиләргә болған нәпрәт вә ләнәтни аңлитатти. Бу һәйран қаларлиқ нәрсә еди, әлвәттә» (Сергей Башоян. «Қәлб хатириси» 65-бәт). Һә, Чолпан Сәлимова яратқан Ләйлихан обризи та мошу кәмгичә тамашибинимиз қәлбигә мөр болуп бесилип қалғандәк, актрисиниң тәңдиши йоқ иҗрасини сеғинип әслишиду.


80 жиллиқ той һарписида ихтиярсиз театримизниң әшу пешқәдәмлири билән биллә, мошу ахирқи оттуз жилниң ичидила иҗади камаләт чоққисиға йетип, тәҗрибә топлап, қизғин ишләватқанда, тәғдирниң язмиши түпәйли сәһнимизни толиму әтигән тәрк әткән яшлиримизни әсләймиз. Чүнки улар әсләшкә әрзийдиған, аримиздин мәзгилсиз кетип қалған, техи талай арзу-арманлирини, яритип үлгирәлмигән образлирини, ейтилмиған нахшилирини өзлири билән биллә елип кәткәнләрдур. Аримизда йоқлуғи та мошу кәмгичә билинидиған, талантлиқ актер Билим Мамудаевни қандақ әслимәймиз? Билим ака өткән әсирниң 70 – 80-жиллири театримиз репертуарида бирқатар спектакльларда асасий жүкни өз зиммисидә көтәргән талантлиқ актер еди. Режиссер Қадир Жетписбаев өзиниң пикирдаш дости һәққидә мундақ дегән: «Адәттә биз, режиссерлар, «Алмаштурушқа болмайдиған артистлар йоқ», дегән ибарини пат-пат қоллинимиз. Бәлки шундақту. Лекин Билим Мамудаев кәби актер, униң яратқан өлмәс образлири һәққидә пикир жүргүзгәндә, «Алмаштуруп болмайдиған актерлар бар!», дегән болар едим. Алмаштуруш мүмкин болған болса, Билим Мамудаев яратқан Журден («Парасәтсиз тәхсир»), Пәхә («Бир яз, бир қиш») кәби образлар Мамудаев иҗра қилған дәриҗидә һелиму орунланған болар еди. Әпсус, у спектакльларниң өмри, худди актер өзиниң өмридәк қисқа болди… Билим Мамудаев һаят билән сәһнидә хошлашти. Ахирқи қетим «Бир яз, бир қиш» спектаклида ойнап, у бари-йоқи үч күнла яшиди.
Қурванҗан Мәңсүровчу? Қурванҗан акиниң башқиларға нисбәтән алаһидилиги – у талантлиқ актерла болуп қалмай, миллий драматургиямизгә өзиниң қизиқарлиқ миниатюрилири, «Өмәр Муһәммәдий» намлиқ сәһнә әсәри билән дадил қәдәм ташлиған наһайити тетик, тиришчан, тинмай издинидиған шәхс еди. Бәдиий кеңәшниң әзаси сүпитидә у театрдики һәрқандақ иҗадий ишларда рәһбәрликниң вә кәсипдашлириниң камчилиғини үзигә ейтатти. Язғучилиримизниң сәһнә әсәрлирини муһакимә қилғанда, муәллипниң җәмийәттики тутқан орни, лавазимидин қәтьий нәзәр, башқилар һөрмәт йүзисидин тәп тартип ейталмиған аччиқ һәқиқәтни дәллиң ейтатти. Һәрқандақ ишта театрға җан дили билән көйүнгән, униң тәғдиригә җени ечийдиған инсан еди, рәмити…
Һелиму есимдә, у вапат болушидин бир һәптә бурун «Анархан» спектакли болди. Қурванҗан акини өзиниң илтимасиға бенаән, ағриқханидин елип кәлдуқ. У саламәтлигиниң наһайити осаллиғиға қаримай, Бәхтия ролини ойниған. Япирим, сәһниниң мону қудритини қараңа! Спектакль давамида сәһниниң арқисида артистлар икки қолтуғидин йөләп елип маңған актер, сәһнигә чиққанда һечкимниң ярдимисиз бемалал меңип, сөйүмлүк тамашибини алдидики әң адаққи вәзиписини утуқлуқ орунлиған. Хәйрият, спектакль тамамланғандин кейин, худди актер залдики тамашибинлар билән хошлашқуси кәлмигәндәк, қолини узақ шилтип қалғинини, кәсипдашлириға, сәһнисигә тоймай, уларни қиймай кетиватқинини көргинимиздә жүригимиз тит-тит болған еди. Һә, у күни Қурванҗан ака сөйүмлүк сәһниси билән мәңгүгә хошлашқили кәлгән еди.
Малик Ғиясидинов, Мурадин Һезимов… Уларму интайин талантлиқ актерлар еди. Техи әндила театримиз муһитиға маслишип, қудрәтлик сәһнимиз уларни өз қойниға елип, иҗат қайнимиға йетиләп маңғинида, туюқсиз кәлгән әҗәл, худди балини ана қойнидин жулуп елип кәткәндәк болди, әпсус… Һә, бүгүн әсләш күни екән, аримиздин толиму әтигән кәткән, пәқәт уйғур қизлириға хас назуклуқ, нәписликкә майил уссулчи Бүвинур Мәмәтбақиевани, тунҗа аял режиссеримиз Диләрәм Садировани, өз пәйтидә бирқатар әсәрләрдики баш қәһриманлар образлирини өзигә хас иҗрачилиғи билән яритип, тамашибин есидә қалған Гүлтекин Шәмсутдиновани, биртүркүм образлири билән биллә «Нава» ансамблиниң риясәтчиси вә нахшичиси сүпитидә қәлбимиздин мәккәм орун алған Клара Тохтахуновани сеғинип әсләймиз. Клара һәдә кейинки жилларда театримизниң йенида ечилған мирасгаһниң хадими сүпитидә театримиз тарихидин дерәк беридиған наһайити бебаһа көплигән тарихий материалларни қәйәрләрдинду издәп тепип, мирасгаһ тәкчилирини безәп чиққан еди.
Аминәм Йүсүпова… У иҗра қилған «Чаргаһ», «Яру» уссуллири та мошу кәмгичә пәқәт А.Йүсүпова иҗрасиға хас қайтиланмас маһарәт чоққиси болуп һесаплиниду. У «Назугум» музыкилиқ драмисиға балетмейстер сүпитидә «Таяқ уссули», «Ейиқ уссули», «Қилич уссули», «Қизлар уссули» арқилиқ спектакль мәзмунини техиму толуқлап, тамашибинлиримизни уйғур хәлқиниң қедимий уссуллири билән йеқиндин тонуштурди. Шундақла А.Йүсүпова «Нава» ансамблида «Әҗәм», «Пәнҗигаһ» муқамлириниң мәшривини, «Нағра уссулини», «Дап уссули», «Чирайлиқ», «Сапайә», «Чинә-тәхсә» охшаш йәккә уссулларни өзигә хас жуқури маһарәт билән сәһниләштүрүп бирқатар шагиртлириға өзиниң маһарәт үлгилирини қалдуруп кәтти…
Атиғи йоқ сәнъәткарлар һәққидә гепимизни давам қилидекәнмиз, өткән әсирниң 60-жиллири тарихий вәтинимиздин айрилип, пана издәп чиққан биртүркүм сәнъәткарлар қатарида Хеләм Худайбәрдиевниң қоллап-қувәтлиши билән йоқап кетиш гирдавида турған есил ғәзнимиз «Он икки муқамниң» тунҗа қетим рәтлинип, грампластинкиларниң йоруқ көрүшидә Мәттайир Һасанов, Нурмәһәмәт Насиров, Қадиррази Муһәмәтов кәби муқамчилиримизниң бебаһа меһнитини унтумаслиғимиз керәк. Байиқи бүйүк муқамчиларниң әмәлгә ашурған ишлирини дадил давамлаштурған Сәйдәкрәм Төләгәновниң театримизда тутқан орни алаһидә еди. Сәйдәкрәм ака вапат болғанда, Йәттисудики муқам иҗрачилириниң әң ахирқисидин айрилдуқ дейиштуқ. Һәқиқәтәнму у муқам ижра қилғанда, уйғурниң өтмүши җанланғандәк, униң пүтүн дәрду-муңидин сада кәлгәндәк, тамашибинлар җим-җитлиққа чөмәтти.
«Нава» ансамблиниң тәрәққияти һәққидә пикир қилғинимизда, ихтиярсиз көз алдимизға өткән әсирниң 70-жиллири биз сөйүп тиңшиған «Бәхтияр екән мәндәк», «Һур елим», «Шу көзләр» охшаш онлиған нахшиларни иҗат қилған маһир сазәндә – ғеҗәкчи Ғәйрәт Кәримов, әҗайип нахшичи вә актер Әкрәм Мәңсүров, «Яңриди әҗәм наваси», «Жүрәк садаси», «Нәй наваси», «Вәтән меһри» нахшилирини иҗат қилған йетүк сазәндә вә балетмейстер Мәһәмәтҗан Әзизов, бирқатар жиллар «Нава» ансамблиға рәһбәрлик қилған, биртүркүм нахшиларни иҗат қилип ансамбль репертуарини бейитишта өзиниң бебаһа һәссисини қалдурған Зәйнуллам Сетәковни ихтиярсиз әсләп, бу әзизлиримизниң ярқин роһи алдида егилип тазим қилимиз. Зәйнуллам ака «Атаманниң завали», «Әҗдиһа жили» фильмлирида яратқан образлири билән һәммигә тонуш еди. Һаятиниң ахирқи жиллири у театримизда муавин мудир лавазимини атқурған. «Зәйнуллам ака, сиз бәк узақ яшайсиз», дәп қояттуқ. Чүнки у һечқачан бирәр хадим билән терикип, бозирип вақирап талашқан әмәс. Адәмләргә мунасивәт қилишта, һәрхил вәзийәтләрдә өзимизни тутушта Зәйнуллам акиға охшаш жуқури мәдәнийәтлик болғимиз келәттию, лекин, әпсус, охшалматтуқ. Әшу кичикпейиллиғи, силиқ-сипайилиғи акимизни бәкму безәп туратти…
Хәйрият, «Атаң өлсиму, атаңни көргән өлмисун» дегәндәк, пешқәдәмлиримизниң бесим көпчилигидин айрилип қалсақму, уларни көргән, биллә ишлигән мөтивәр акилиримиз аримизда бар дәп, көңлимизни хуш қилип жүрәттуқ. Әпсус, техи йеқиндила шундақ чинарлиримизниң йәнә бири – Йүсүпҗан ака Сайитов һаят билән видалашти. Униң қәбри үстигә қоюлған гүлләр техи солуп үлгәргиниму йоқ. Гүлләр солуп кәткән тәғдирдиму, дап челишта пәқәт өзигә хас қайтиланмас сирлиқ ритмлар арқилиқ талай нахша-саз, уссулларниң муәллипи вә «Әҗдиһа жили» фильми арқилиқ қәлбләр төридин чоңқур орун алди. Техи йеқиндила пешқәдәм сазәндә сүпитидә яшларға варислиқ қилған Карлин Палтаевни, йеқимлиқ нахшилири билән хәлқимиз арисида тонулған Абдурешит Муһәмәтовни әсләймиз…
Ишәнчим камилки, мәзкүр мақалини оқуғанда, «паланчи актер, паланчи уссулчи яки нахшичи унтулуп қапту», дегән соаллар билән маңа мураҗиәт қилидиғанлар көп болиду. Мән бу ихчам мақалида әл еғизидин бүгүнки күнгичә чүшмәй келиватқан сәнъәткарларниң мәлум қисмиғила тохталдим, халас. Уларниң иҗадини толуқ йорутуп бәргидәк мошу күнгичә бирәр мақалиму йезилмиғини билән, хәлқимиз уларниң һәрбир сәһнигә чиқишини тәшналиқ билән күтәтти, театр афишилиридин уларниң исимлирини издәтти. Бүгүнки күндиму театримизда атиғи йоқ, лекин тамашибин муһәббитигә бөләнгән сәнъәткарлар йоқ дәмсиз, улар йетәрлик. Исимлирини бир-бирләп атимисамму, хәлиқ уларни яхши билиду, чоңқур һөрмәт еһтирам билдүриду. Сәнъәткар үчүн әң алий атақ әйнә шу әмәсму…
Гүлбаһар НАСИРОВА,
Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси, «Мәдениет қайраткері» бәлгүсиниң саһиби.

http://uyguravazi.kz/?p=15533

 
Интересный материал? Поделись с другими: