Мәктәп тәвәллуди чоң тойға айланди. | |
|
«Уйғур авази» гезити 30 октябрь 2014 ж.
Өткән һәптидә Алмута шәһириниң Достлуқ мәһәллисидики Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң 50 жиллиғи дағдуғилиқ нишанланди. Мәктәп һойлисиға йейилған кәң дәстихан әтрапиға җәм болушқан меһманларни саһипханлар миллий әнъәниләр бойичә нағра-сүрнәй садалири астида күтүвалди.Мәрасим меһманларниң мәктәп-гимназия һойлисидики уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди, дөләт вә жәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң бюстиға гүлчәмбәрләрни қоюш билән башланди. Андин риясәтчиләр мәктәп тарихи вә мошу йәрдә һәрхил жилларда әмгәк қилған устазлар һәққидә тохталди. Әпсус, уларниң көпчилиги һазир аримизда йоқ, лекин ушбу билим дәргаһиниң бүгүнки дәриҗигә көтирилип, алдинқи қатарлиқ билим очақлириниң бири болуп шәкиллинишигә мунасип һәссә қошқан инсанлардур. Шуңлашқа улар бир минут сүкүнат сақлап әскә елинди. Мәрасимда дәсләпки тәбрик сөз Әвезов наһийәсиниң һакими Бекқали Торғаевқа берилди. Натиқ өз сөзидә билим дәргаһиниң коллективини шанлиқ мәрикиси билән тәбрикләп, ишлириға утуқ тилиди. Шуниңдин кейин сәһнигә көтирилгән Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Әхмәтҗан Шардинов билән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов миллий маарипимизниң риваҗлиниш йолида дадил қәдәм ташлап келиватқан ушбу билим дәргаһиниң қол йәткүзгән утуқлириниң башқиларға үлгә болуватқанлиғини тәкитләп, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари — Қазақстан Җум-һурийити ПрезидентиМәмурийити ҚХА кативиниң мудири Ералы Тоғжановниң вә Қазақстан Җум-һурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиевниң тәбрикнамилирини оқуп бәрди вә ҖУЭМ намидин мәктәп-гимназиягә атиған соғилирини гимназия мудири Шавкәт Өмәровқа тапшурди. Тәнтәнилик рәвиштә һәм заманивий техникилиқ җабдуқлар билән безәлгән сәһнә төридә гимназия коллективи намиға иллиқ тиләклирини изһар қилип, устазларни маддий вә мәнивий җәһәттин рәғбәтләндүргәнләр интайин көп болди. Мәсилән, Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров мәктәп коллективиниң ейиға бир қетим театр қоюлумлирини һәқсиз тамашә қилиш пурситигә егә екәнлигини йәткүзүп, бир топ устазларға Пәхрий ярлиқларни тапшурса, «Нур Отан» партияси Алмута шәһәрлик шөбиси Сәясий кеңишиниң әзаси Асимҗан Злавдинов мәктәпкә телевизор һәдийә қилди. Шуниң билән бирқатарда Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуровму мәктәп коллективиға бир телевизор вә бәш чаңшориғуч соға қилди. Мәрасим җәриянида шундақла Уйғур наһийәси һакиминиң биринчи орунбасари Дәвлетжан Деменбаев, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев, Алмута шәһәрлик билим башқармиси рәисиниң биринчи орунбасари Гүлбану Амиртаева, Назарбаев әқлий мәктиви маһарәт мәркизиниң оқутқучиси Марс Батталов, Җәнубий Қазақстан вилайитидики Йүсүп Сайрами намидики өзбәк тилида билим беридиған 107-мәктәп-гимназияниң мудири Баһадур Нуралиев, «Идрәк-2050» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Абдуләзиз Абдуллаев вә башқилар сөзгә чиқип, өзлириниң иллиқ тиләклирини ейқач, атиған соғилирини тапшурди. Мәзкүр мәрикиниң дағдуғилиқ һәм тәшкилатчанлиқ билән кәң даиридә өткүзүлүшигә «Достлуқ» мәһәллисиниң жут-җамаәтчилигиниң, шундақла Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң вә униң рәисиниң орунбасари, тонулған тиҗарәтчи Сәдирдин Әһәтовниң һәм мәктәп йенида паалийәт елип бериватқан «Учумкарлар ассоциациясиниң» «бир қолдин йәң, бир яқидин баш чиқарғанлиғиға» көз йәткүзимиз. Болупму мошу мәрасимда миллий кийимдики қиз-жигитләрниң меһманларға сәмимий мулазимәт қилишини мәмнунийәт илкидә тилға елишқа әрзийду. Шуниң билән бирқатарда, саһипханлар өзлирини тәбрикләп соғилири билән кәлгән һәрбир меһманни қуруқ қол қайтурмай узатқанлиғини тәнтәнә һамийлириниң мәрт екәнлигини көрсәтсә керәк. Һәмминиң көңлидин чиққан вә чоңқур тәсират қалдурған мәзкүр мәрасимда «Дәрвишләр» вә «Дияр» топлири, «Нава», «ТюрКаз», «Ирадә», «Азадә», «Тарим», «Юлтуз» «Баһар» ансамбльлири вә башқиму йәккә иҗрачилар тәрипидин орунланған йеқимлиқ нахша-саз, әвришим уссуллар меһманларға арамбәхш дәмләрни беғишлиди. Мәшүр САСИҚОВ. Алмута шәһири. Илавә: Ушбу мақалә тәйярлиниватқан пәйттә, тәһриратимизға хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң қизи Нинеләм Розибақиева телефон қилип, атисиниң нами билән атилидиған билим дәргаһиниң 50 жиллиқ мәрикисигә беғишланған иллиқ ләвзини мундақ изһар қилди: — Яш әвлатқа ана тилимизда билим бериватқан 153-мәктәп-гимназияниң мубарәк тойи билән у йәрдә әмгәк қиливатқан устазлар коллективини вә оқуғучилирини чин қәлбимдин тәбрикләймән. Тәшкилатчанлиқ қабилийити түпәйли, дадамниң намидики мәктәп-гимназияниң шан-шөһритини ашуруватқан Шавкәт Өмәровқа вә униң рәһбәрлигидики коллективқа йәниму егиз чоққилардин көрүнидиғанлиғиға тиләкдашлиқ билдүримән. Ойлаймәнки, бу билим очиғидин уйғур хәлқиниң шәнигә дағ кәлтүрмәйдиған һәм шундақла дадам кәби хәлқигә адил хизмәт қилидиған көплигән шагиртлар йетилип чиқиду, дәп үмүт қилимән. |