Ақтөбилик тамашибинлар миннәтдар болди. | |
|
«Уйғур авази» гезити 30 октябрь 2014 ж. Сәнъәттә чагара йоқ/ «Шатлиқ» фольклорлуқ хәлиқ ансамбли – наһийәдики иҗадий издиниш билән паалийәт жүргүзүватқан коллектив болуп һесаплиниду вә өз мухлислириға егә һәм уларниң үмүт-ишәнчисиниң һөддисидин шәрәп билән чиқип келиватиду.Буниңдин бираз вақит илгири ансамбль Ақтөбә шәһиридә өз һүнәрлирини намайиш қилип қайтти. Биз новәттики бу сәпәрниң тәпсилатини билиш мәхситидә униң бәдиий рәһбири Сейитҗан ӘМӘТОВқа мураҗиәт қилған едуқ. У төвәндикиләрни ейтип бәрди: — Растини ейтсақ, бу сәпәр биз үчүн күтүлмигән йеңилиқ вә хошаллиқ болди. Ақтөбә шәһиридики вилайәтлик Достлуқ өйиниң ечилип, ишләватқанлиғиға бәш жил толған екән. Шу мунасивәт билән өткүзүлгән чарә-тәдбиргә Алмута вилайитигә вакаләтән пәқәт бизниңла қатнашқанлиғимиз һәқиқәтәнму пәхирлинишкә әрзийдиған әһвал. Бизгә мошундақ ишәнчә көрситип, пурсәт яритип бәргәнлиги үчүн Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кативатиниң рәһбири Ғәбит Турсунбай билән вилайәт мәркизидики Достлуқ өйиниң мудири Раһиләм Ибрагимоваға һәрқанчә миннәтдарлиқ билдүрсәк, азлиқ қилиду. Улар тәшкилий мәсилиләр билән бирқатарда, йол хираҗитини һәл қилишқиму йеқиндин ярдәмләшти. Шуниң нәтиҗисидә Яркәнттин Алмутиғичә берип келишимизни наһийәлик һакимийәт, әнди Алмутидин Ақтөбигичә болған чиқимни «Универсал» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Закирҗан Кузиев өз зиммисигә алди. Шундақ қилип, тәркиви Иминҗан Мусаев, Бәхитҗан Муһәммәтов, Аруп Амансопиев, Молутҗан Арзиев, Қурванҗан Һәмраев, Талипҗан Иминов қатарлиқ йәттә адәмдин ибарәт коллективни ақтөбиликләр сәмимий күтүвалди. Биз Достлуқ өйидә төртинчи болуп сәһнигә чиқтуқ. «Қәшқәр сәнимини» вайиға йәткүзүп иҗра қиливедуқ, тамашибинлар һаяҗанланғанлиғидин орунлиридин туруп қарши алди. Зияпәт пәйтидә болса, «Һур елим», «Алтайдан келген ару» нахшилирини орунлап, тиңшиғучиларниң йәнә бирқетим сәмимий алқишиға ериштуқ десәм, мубалиғә болмайду. Умумән, тамашибинларниң бизгә нисбәтән қизиқиши интайин үстүн болди. Униңға сәвәп, биз өзимизниң миллий кийимлиримиз билән сәһнигә чиқтуқ. Елимиздики 16 милләткә вакаләтлик қилип кәлгән ансамбльларниң һечқайсиси мундақ кийинмәпту. Иккинчидин, чалғу әсваплиримизниң хилму-хиллиғи һечкимни бепәрва қалдурмиди. Болупму нағра, сүнәй, карнай охшаш әсваплиримиз тамашибинларда зор қизиқиш ойғатти.Ахирида биздә унтулмас тәсират қалдурған мону вақиәни ейтип өтүшни орунлуқ көрүватимән. Алмута билән Ақтөбиниң арилиғи икки йерим күнлүк йол екән. Вақитни ғенимәт билип, купениң ишигини иливелип, репетиция қилип маңдуқ. Иккинчи күни ишигимизни бири чәкти. Ачсақ, оттуз яшлар чамисидики бир жигит екән. Иллиқ саламлашти. «Мениң исмим Болат болиду. Кәчүрисиләр, силәр қайси милләт болусиләр?» дәп сорап қалди. Биз өзимизни тонуштурғандин кейин у һәрқайсимиз билән қайтидин қол елишип көрүшүп чиқти. Униң сөзидин шу нәрсә мәлум болдики, уруш жиллири бовиси Имам исимлиқ уйғур җәңчиси билән янмуян жүрүп, қәдинаслардин болуп кәткән екән. Бир шиддәтлик җәңдин кейин отниң ичидә аман қалған пахтидәк сақ чиқипту. Шу чағда бовиси ағинисигә жутқа сақ-саламәт қайтип, оғул пәрзәнт көрсәм, исмини чоқум «Имам» дәп қойимән дегән екән. Болатниң дадиси Имам әйнә шу достлуқниң тирик рәмзи сүпитидә яшап, аләмдин өтүпту. Биз буниңдин чоңқур тәсирләндуқ. У қайтқинимизда сөзсиз күтүвалидиғанлиғини ейтип, «Шиели» станциясидә чүшүп қалди. Кейин һәқиқәтәнму шундақ болди. Йенип келиватсақ, бала-чақилири билән күтүп турупту. Улар елип кәлгән таамларға зоқлинип еғиз тәгдуқтә, хошлишишимизға тоғра кәлди. Чүнки поезд у йәрдә азла вақит тохтайдекән. Лекин әшу қисқа вақит биз үчүн өмүрбойи унтулмас тәсират қалдурди… Йезивалған Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси. |