Open login
Главная Новости Қаратуруқтики тәнтәнә
Қаратуруқтики тәнтәнә
05.12.2014 00:16   

«Уйғур авази» гезити , 4 декабрь 2014 ж.

Баш қошуш/ Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң әзаси Майдин Абдуллаевниң рәһбәрлигидә Челәк йезисиниң жигитбашлири Пәрһат Исмайилов, Хелил Тохтимәтов, Әркин Абубәһриев, Турғанҗан Абитов, Розахун Иминов, Һебибуллам Абдуллаев вә Мурат Ибрагимов Қаратуруқ йезисиниң «Варис» кафесида Челәк регионидики он төрт йезиниң жигитбашлириниң, ақсақаллар, аяллар вә яшлар кеңәшлири әзалириниң бешини қошуп, мәхсус кәч өткүзди.Милләтпәрвәр вә ишбиләрмән жигитләрниң тәшәббуси билән уюштурулған бу тәнтәнилик мәрасимниң дәсләпки бөлүми шаирә вә журналист, «Илһам» мукапитиниң саһиби Ташгүл Һезиярованиң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланди. Кәчни Қаратуруқ йезилиқ Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Авут Саттаров намидики оттура мәктивиниң муәллими Бувинур Ғоҗамбәрдиева вә униң кәсипдиши Аминәм Җамалова ечип, риясәтчилик қилди.

Баш қошушниң иккинчи бөлүмидә бийил август ейида Венгриядә өткән «Һун вә түрк хәлиқлириниң қәбилиләр жиғини, қедимий әнъәниләрни сақлаш мәйрими – ІV қурултийиға» қатнишип, миллитимизниң қолһүнәрвәнчилигини, мәдәнийитини, сәнъитини, турмуш-тирикчилигини намайиш қилип қайтқан челәклик сүнәйчи Абдусемәт Василовқа, сазәндә вә рәссам, «Идиқут» нағра ансамблиниң бәдиий рәһбири Аблимит Салимовқа вә атақлиқ рәссам Һашимҗан Қурбановқа һөрмәт көрситилди. Улар сәпиридин алған тәсиратлири билән бөлүшүп, башқа милләтләрниң уйғур хәлқиниң бай мәдәнийити вә сәнъитигә болған қизиқишини, һөрмитини йәткүзди.

Тәнтәниниң новәттики бөлүмини регионниң барлиқ жутлиридин кәлгән меһманлар бир-бири билән тонушушқа беғишлиди. Башта Ташгүл Һезиярованиң устази Әкрәм Садиров, челәклик мөтивәрләр Иминҗан Насиров, Камил Идрисов, Абдуғәни Абубәкиров, Абдусалам Давутов, андин Уйғур этномәдәнийәт мәркизи шөбилириниң рәислири, Қорам, Достлуқ, Қаратуруқ, Ғәйрәт, Маливай, Байсейит, Қизил Шәриқ, Бижанов, Масақ йезилириниң жигитбашлири, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлириниң рәислири сөзләп, барлиғиниң мәхситиниң бир, йәни хәлиққә хизмәт қилиш екәнлигини тәкитләп, буниңдин кейинму «бир яқидин баш, бир йәңдин қол» чиқирип ишләшкә келишти.

Сорун А.Саттаров намидики оттура мәктивиниң Бүвинур Ғоҗамбәрдиева рәһбәрлигидики «Дилдарим» балилар топи, Челәк вә Маливай йезилириниң «Идиқут», «Баһар», «Тәңритағ» ансамбльлири, «Өрлә, сәнъәткар!» фестивалиниң лауреати Арзигүл Мурадилова арамбәхш дәмләрни һәдийә қилди. «Дилдарим» топиниң һүниригә мәһлия болған Челәк региониниң чоң жигитбеши Мәһәмәтҗан Савутов талантлиқ гөдәкләрни маддий җәһәттин қоллап-қувәтләйдиғинини изһар қилди.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

http://uyguravazi.kz/?p=16099#more-16099

 
Интересный материал? Поделись с другими: