Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Корей сәһнисидики уйғур жигити
Корей сәһнисидики уйғур жигити
17.05.2015 05:28   

«Уйғур авази»  гезити, 14 май 2015 жил

 

6 — 10-апрель күнлири Чимкәнт шәһиридә III Җумһурийәтлик миллий театрлар фестивали өтти. Тәкитләш лазимки, мәзкүр фестиваль Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 20 жиллиғиға беғишлинип, униңға елимиздә паалийәт елип бериватқан барлиқ миллий театрлар иштрак қилди.  Бу фестивальға җумһурийәтлик дөләт Корей музыкилиқ комедия театриму қатнашти.Театр артистлири сәһниләштүргән «Аял муһәббити» (муәллипи Ж.Солтиева) «Әң яхши спектакль» номинацияси бойичә биринчи орунни егилиди. Мошу спектакльда баш қәһриманларниң бириниң обризини яратқан Әлишер Мәхпиров «Тамашибин мәптункари» мукапитиға сазавәр болди. Ейтмақчи, уйғур балиси Корей театриниң бу спектаклида Мағжан Жумабаевниң шеирини қазақчә оқуди.

 

— Мениң сәнъәт йолини таллавелишим тәсадипи әмәс,— дәйду Әлишер.— Икки чоң апам, йәни Реһангүл Мәхпирова билән Маһигүл Тохтахунова тонулған сәнъәткарлар. Дадам Әрмидинму узун жиллар давамида Уйғур театрида техник хадими болуп ишлигән. Өзәм 1997-жили театрға сәһнә машинисти сүпитидә ишқа орунлаштим. У вақитларда Уйғур вә Корей театрлири бир бенада болидиған. Корей театри йеңи бенаға көчирилгәндә мән мошу театрни таллавалдим.

 

Қабилийәтлик һәм кичигидин сәнъәткар болушни арман қилған Әлишер 1999-жили Жүргенев намидики сәнъәт академиясигә чүшиду. Бу йәрдә у атақлиқ артист Раһиләм Мәшүрованиң синипида, йәни қазақ тилида оқуйду. Униңдин сирт «Корей мәркизидә» корей тилини үгиниду.

Тил үгиниш наһайити муһим болди,— дәйду Әлишер.— Чүнки тил билмисәң, сәһнигә чиқмайсән. Мәлумки, һәр жили Сеулда дуниядики барлиқ корей театрлириниң фестивали өтиду. Бизниң театримиз шу фестивальниң дайимлиқ қатнашқучиси. Корей тилини чапсан үгинивелишимға театримизниң һәр жили Җәнубий Кореядә гастрольларда болуши ярдәм  қилди. Әнди Чимкәнттә өткән фестивальға биз Ж.Солтиеваниң «Аял муһәббити» драмисини сәһниләштүрдуқ. Бу спектакльда атақлиқ қазақ шаири Мағжан Жумабаев вә униң аяли Зулийханиң паҗиәлик муһәббити әкис етилгән. Спектакль ахирида мән Мағжан Жумабаевниң шеирини қазақ тилида оқуғинимда тамашибинлар тәвринип кәтти. Кейин биз сәһниләштүргән спектакль биринчи орунни егилиди. Мән болсам «Тамашибин мәптункари» мукапитини йеңивалдим. Һәрқандақ артист үчүн униңдин артуқ хошаллиқ болмиса керәк.

Әгәр Уйғур театриға айрим рольларға тәклип қилип қалса, келишәттиңму? — дәп соридим.

Әгәр маңа мошундақ пурсәт берилсә, келишәттим. Әнди театрда маңа көпинчә сәлбий қәһриманларниң образлири тапшурулиду.Шуңлашқа сәлбий образлар маңа йеқинирақ.

Һазир Әлишер Мәхпиров Корей театрида сәһниләштүрүлүватқан бирнәччә премьерида рольларға җәлип қилинмақта.

Йолдаш МОЛОТОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=18407#more-18407

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное