Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Хуш кәйпият беғишлиди
Хуш кәйпият беғишлиди
06.06.2015 17:11   

«Уйғур авази» гезити, 4 июнь 2015 ж.

Йеқинда Җумһурийәт сарийида «Пәрваз» уйғур иҗрачилар бирләшмиси билән «Raіm musіc records» студиясиниң уюштуруши  вә  «Бирлик» җәмийәтлик фондиниң қоллап-қувәтлишидә «Баһар наваси» әнъәнивий концерти болуп өтти. Униңға Мадина Балғабаева, Дилшат Аманбаев вә Дилшат Закиров риясәтчилик қилди.Көплигән талантлиқ сәнъәткарлар иштрак қилған концерт Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 20 жиллиғиға беғишланди. Тәкитләш лазимки, мәзкүр концертта пәқәт уйғур сәнъәткарлирила әмәс, бәлки Қазақстан эстрада юлтузлири өз һүнәрлирини намайиш қилди. Атап ейтсақ, RіnGo топи, Мақпал Исабекова, Санда, Камшат Жолдыбаева шулар җүмлисидиндур.  Улар билән бир қатарда «Дәрвишләр», «Яшлиқ»,  «Дияр», «Нур», «Дилдар» «Тумар» «Тарим» топлири, Дилназ Әхмәдиева, Таһир Ибрагимов,  Абдурешит Һошуров, Равшан Тохтахунов, Санийәм Исмаил, Әлишер Амутов, «Яйра» дуэти, Бахара, Пәрһат Мәсим, Молутҗан Тохтахунов, Наиль Һезбақиев вә башқилар өзлириниң йеқимлиқ нахшилирини иҗра қилиш арқилиқ тамашибинларға арамбәхш дәмлирини һәдийә қилди. Әнди әвришим уссуллири билән иҗрачиларға җор болған «Таҗиниса», «Наргиз», «Ирадә» «Аманнисахан», «ТюркАз»  ансамбльлириниң һүнәрлирини алаһидә атап өтүш орунлуқтур. Шундақла «Лагман.com» КВН командиси, «Яшлиқ» театри  вә күлкә маһири Алимҗан Бавдинов хуш чақчақлири билән тамашибинларға хуш кәйпият беғишлиғанлиғиниму тилға елиш орунлуқтур.


Андин кейин сәһнигә көтирилгән «Яшлиқ» топини һәм уйғур сәһнилиридә көп көрүнмәй қалған эстрада юлтузи Дилназ Әхмәдиева вә Таһир Ибрагимовни тамашибинлар сеғиниш илкидә гүлдүрлигән чаваклар астида қарши алди. Һаяҗан илкидә Дилназ Әхмәдиева пат-арида үч йерим жил мабайнида тәйярлаватқан уйғур тилида иҗра қилинған нахшилардин тәркип тапқан альбоминиң йоруқ көридиғанлиғини йәткүзди. Санийәм Исмайилниң лирик нахшилири тамашибин қәлбини тәврәткән болса,  «RіnGo» топиниң әзаси Адилҗан Өмәровниң «Яргулла» нахшиси залға техиму җан киргүзди.

Қедимий сәнъитимизгә өз үлүшини қошуп келиватқан бу яш сәнъәткарлиримизға иҗадий утуқ тиләп, мухлислириниң техиму көп болушиға  тиләкдашлиқ билдүримиз.

 

Молутҗан ТОХТАХУНОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=18746

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное