Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Әриксөйәр шаирә вә муқамчи
Әриксөйәр шаирә вә муқамчи
30.07.2015 00:52   

«Уйғур авази» 23 июль 2015 ж.

Биз бу мақалимизда шаирә, сәнъәткар вә, әң муһими, әриксөйәр қизлиримизниң бири Аманниса хеним тоғрилиқ икки еғиз сөз қилмақчимиз. Аманниса хеним Йәкән Сәидийә уйғур ханлиғиниң иккинчи хани Султан Абдурешитхан (1533 — 1570-жиллар) заманидики атақлиқ шаирә, муқамшунас-сәнъәткар вә этика-эстетика бойичиму қәләм тәврәткән әдип сүпитидә етирап қилинған қизлиримизниң бири болуп һесаплиниду.Тарихий мәнбәләрдә тәкитлинишичә, Аманнисахан уйғурлар дияриниң Тәклимакан яқисидики йезиларниң биридә яшайдиған Махмут дегән кишиниң қизи екән. Язғучи Турсун Юнусниң «Мәликә Аманниса хеним» дегән тарихий романида Аманнисаниң дадиси тоғрилиқ мундақ язиду: «Махмуд устаз яшлиқ дәвридә Улуқбәгниң «Зичи Курагани» намлиқ китавини тәтқиқ қилип, илмий нуҗум алими дәп даңқ чиқарған вә һәммә саһада камаләткә йәткән катта мудәррис еди, — дәп сөз башлиди Қедирхан устаз (Қедирхан Абдурешитхан ордисидики муқамчиларни тәйярлаш устази, мудәррис, атақлиқ сәнъәткар, Аманнисаниң болғуси устази — Я.С.) у киши пәләкият (астрономия) илмидин башқа Аристотель, Әбу Насир Фараби вә Өмәр Һәйям философиялиридин дәрис бәргән еди. Шуңа мирза Әбубәкриниң әтрапидики тәрки дуниячи тәсәввупчилар Султан Әбубәкригә уни яман көрситип, дәһрийликни тәрғип қилдиң дегән гуна билән зинданға ташлиған еди. Кейин уни талиплири қутулдуруп чиқип, йәнә илим тәһсил қилиш иштияқи билән тәрки дуниячиларниң қәдими йәтмәйдиған жутни издәп, Тарим дәриясиниң жуқарқи еқимидики бир кәнткә җайлаштурған еди. У йәрдә бир мәзгил яшиғандин кейин Махмуд устаз билән бир нийәттики илим-мәрипәтчиләр ярдәмлишип, «Мәдрисәи Нәқишбәндийә» намлиқ нәқишбәнди йолини тәрғип қилидиған бир мәдрис бина қилдуруп, нурғун талипларни оқутушқа башлиди…» (Турсун Юнус, «Мәликә Аманниса ханим», тарихий роман, Үрүмчи, 1996-жил, 30-бәт).

 

Мана бу мәлуматлардин Аманнисаханниң келәчәктә талантлиқ шаирә, истедатлиқ муқамшунас болуп йетилип чиқишида дадиси Махмут устазниң тәсир наһайити зор болғанлиғини байқавелиш тәс әмәс.

 

Тарихий мәлуматларға қариғанда, Аманниса дадисиниң йетәклиши, җиддий мәшиқләндүрүши вә өзиниң зор қизиқиши билән кичигидин башлапла сатар һәм тәмбүр челишни үгинишкә башлайду. Күндүзлири мәктәптә оқуса, кәчлири музыка билимлирини үгинишкә бәл бағлайду. Аманниса өз арзуси йолида пидакаранә издинип, һөснихәт йезип, саз челишни, муқам ейтишни мәшиқ қилип жүргән күнләрниң биридә Султан Абдурешитхан шикарға чиқип, Аманниса яшиған жутқа келип қалиду. Аманнисаниң сәрвиқамәт җамали, шеирий вә хәттатлиқ маһарити, музыка әсваплирини челиш истедатиға қайил болуп, уни дадиси билән ордиға елип келип, муқам рәтләш, ислаһ қилиш ишлириға җәлип қилған.

Һә, сәнъәт вә мәрипәтни риваҗландуруш йолида көп ишларни әмәлгә ашурған, илим әһлини һөрмәтлигән Абдурешитхан Аманнисадики қабилийәт вә истедатни байқап һәйран қалиду.

«…Аманниса сатарини қолиға елип, һаяҗанидин гүл япирақтәк титирәватқан непиз ләвлирини йәңгил чишләп, күлүмсирәп қойдидә, андин назук, инчикә бармақлири билән сатариниң пәдисини бесип, камалчисини зил тар үстидә ойнитишқа башлиди… Муқам садаси долқунлинип, барғансири әвҗигә көтирилмәктә еди. Сорун әһлиниң жүрәк тариму

үнсиз җараңлап, аһаң долқунлири билән тәң долқунлинатти. Муқам әң жуқури әвҗигә көтирилгәндә ахирқи икки мисра шеир бепаян асманда, чәксиз далаларда әкси сада һасил қилғандәк болди:

Саңа йүз шүкүр яраб, бизгә адил падиша қилдиң,

Пәқир-мискингә Абдурешитханни панаһ қилдиң.

Нәфиси кечә-күндүз қил дуа Тәңри Қуддусқа,

Ки шаһиң һәққидә қилмай дуа қаттиғ гуна қилдиң…

— Қизим, бу ғәзәлни алдиңда олтарған меһманни тонумай турупла оқуватисән, шундаққу дәймән? Бу киши…

Султан Абдурешитхан Махмуд устазға дәрһал көз қисип қоюп, сөзлимәсликкә бешарәт бәрди. Махмуд устаз шаһниң мәхситини чүшинип, шүк болуп қалди. Султан Абдурешитхан бир пәс ойланғандин кейин хушхой кәйпият билән Аманнисаниң сатарини қолиға елип:

— Әзиз хеним, бу чалғу әсваплирини Махмуд акиниң ясиғанлиғида шүбһә йоқтур. Лекин байиқи ғәзәллиридики Нәфисә дегән шаирә кимкин? У ғәзәлни қәйәрдин үгинивалдила?

Аманниса бу гәпни аңлап, қақаһлап күлүвәттидә, пәрва қилмастин сөзләвәрди:

— Ятларниң ғәзәллириниму яд етип оқамдекән киши? Мән әзәлдин һәзрити Әлишер Наваий, Фузули, Сәиддин Қәшқири, Абдурахман Җамиларниң шеирлиридин өзгә шеирни оқумаймән. Нәфиси мениң тәхәллусум болиду.

— Қанчә яшқа кирдилә? — сориди Абдурешитхан.

— Қизим он үч яшқа кирди, — алдирап җавап бәрди Махмуд устаз» (жуқарқи китап, 21-22-бәтләр).

Һә, он үч яшқа киргән қизниң мундақ мукәммәл, һәқиқәтәнму нәпис шеирларни йезиши һәрқандақ адәмни һәйран қалдуриду, беихтияр өзигә мәһлия қилиду.

Абдурешитхан өз дәвридики аң-сәвийәси жуқури, тәрәққийпәрвәр, шеирийәттинму, илим пәндинму хәвири бар адәм болғанлиқтин, җаһаләтпәрәс тәрки дуниячиларниң қәтъий қарши турушиға қаримай, пайтәхт Яркәнт шәһириниң оттурисиға рәсәтхана (обсерватория) салдурған. Бу йәрдики китапханида Өмәр Һәйямниң пәләкият вә илмий нуҗум һәққидики китаплири, шундақла Әбу Әли Ибин Сина, Әбу Насир Фарабиларниң, дуниядики көплигән жирик шаир, алим вә башқа мутәпәккүрләрниң әсәрлири болған. Бу ишларни әмәлгә ашуруш үчүн Султан Абдурешитхан ғәзнидики алтун-күмүчниң көп қисмини сәрип қилған. Илим-пән, маарип вә мәдәнийәт-сәнъәтниң гүллиниши билән Сәидийә уйғур ханданлиғиму гүлләнди, әл-жут баяшайәтлишип, яхшиланди. Аманниса өз заманисиниң умумий қияпитини мәдһийиләп:

Нәгә барсам күй-ғәзәл яңрайду қәлъә бағда һәм,

Һәммә яқта дап уссул сәһрайи қишлақ тағда һәм —

дәп башланған ғәзәлни йезип аһаңлири билән әл ичигә таритиду.

Аманнисахан Абдурешитханниң орунлаштуруш вә беваситә һәрҗәһәттин қоллап-

қувәтлиши билән шу дәвирдики әң абройлуқ вә мәрипәтлик муқам әлламиси һесапланған Қедирхан Яркәнди устаз вә башқа атақлиқ шаир, муқамшунаслар билән һәмкарлишип, мәшһур әдипләрниң музыка сәнъити һәққидики әсәрлирини җиддий үгинип, нәзәрийәни әмәлиятта қоллинип, уйғур муқамлирини тәртипкә селиш арқилиқ Сәидийә уйғур дөлити дәвридики хәлқимизниң мәдәнийитини гүлләндүрүшкә салмақлиқ һәссә қошқан шаирә вә муқамшунас сүпитидә кәң даиридә етирап қилинди. Аманнисаниң мундақ әҗайип йүксәк паалийити тәркидуниячи, җаһаләтпәрәс, ишанчи-күнчи ханишларниң күчлүк қаршилиғиға учриғанлиғиға қаримай, Абдурешитханниң давамлиқ вә әстаидил қоллап-қувәтлиши нәтиҗисидә изчил давамлаштурулди.

Султан Абдурешитхан Аманнисаниң әҗайип нәпис шеирлириға, җараңлиқ вә һәрқандақ адәмниң қәлбини өзигә мәһлия қилидиған муқамлириға, униң әқил-параситигә бепәрва болалмиған. У бу тәбиий гөзәл шаирәни өз некаһиға алди. Бу һәқтә Молла Исмәтулла бинни молла Немәтулла Мөҗүзи өзиниң «Тәварихи мусиқиюн» дегән китавида мундақ язиду: «Мәликә Аманниса хеним Султан Абдурешитханниң ханиши еди. У өз дәвриниң йеганә шаирәси болуп «Диван Нәфиси» («Нәфисә шеирлири топлими) намлиқ китап язған. Хәттатлиқта үстүн маһарәткә егә болған. Музыка илмидиму шундақ камаләт егиси едики, султан униңға тақәтсиз ашиқ вә ихтиярий шәйда болғанди… Худайим таала бу қизға шундақ әқил-парасәт әта қилғандики… «Диван Нәфисини» язди. Хотун-қизларға несиһәт қилиш мәзмунида «Әхлақи җәмилә» («Гөзәл әхлақ») намлиқ бир китап язди. «Шуруһул қулуп» («Қәлбләр шәрһи») намлиқ рисалини яратти.

Шаирәлик, нәғмичилик, хәттатлиқ тоғрисида буниңдин мәнилик китап аз. «Ишрәт әнгиз» намлиқ бир муқамниму бу мәликә иҗат қилған еди… 34 йешида туғутта вапат болған…» («Шинҗаң мәдәнийити» журнали, 1988-ж. 3-сан, 60-61-бәтләр).

Аманнисахан тәрәққийпәрвәр вә мәрипәтпәрвәр Абдурешитханниң некаһиға өтүп, орда һаятиға қәдәм ташлап, өз паалийитини тохтатмай, бәлки техиму зор илһам билән издинип ишләшкә киришиду. Аманнисахан уйғур музыкисиниң дурданиси дәп аталған «Он икки муқамниң» бизгичә һазирқи мукәммәл һаләттә йетип келишигә интайин чоң әҗир сиңдүргәнлигини миннәтдарлиқ билән қәйт қилимиз.

Абдурешитханниң җиддий күч селиши билән ордида мәликә Аманнисахан, Қедирхан устаз, Махмут устазларниң тиришчанлиқ паалийити уйғур миллий мәдәнийити, болупму муқам мәдәнийити үчүн мустәһкәм һул салғанлиғидин яққал дерәк бериду.

Тарихий мәлуматлардин биз мәликә Аманнисаханниң «Ишрәт әнгиз» намлиқ бир жүрүш муқам иҗат қилғанлиғи тоғрилиқ билимиз. Бу һәқтә язғучи Турсун Юнус мундақ язиду: «…Аридин бирнәччә һәптә өткән мәзгилдә чаһар бағниң оттурисидики һүрийәт мәйданиға миңдин ошуқ есилзадиләр топлашти. Алим вә пазиллар орда муғәннилири (нахшичи қизлар) вә ханлиқ муқам мәдрисиниң талиплири җәмлишип елип берилған муқам бәзмисидә Аманнисаниң булбул навасиға тәқлид қилип иҗат әткән йеңи муқами орунланди:

Арәзиңни бағ ара чүн көрди һәйран болди гүл,

Бәргисиз қалди нидинким, бәс пәришан болди гүл.

Бадәдин гүл-гүл көрүп ол йүзни, аниң һәҗридин,

Чак-чак олған көңүлдәк тәһ-бәтәһ қан болди гүл.

Аманнисаниң күй наваси жуқури пәллигә көтирилгәндә қиз-жигитләр муқам нәғмисигә җор болуп самаға чүшти. Муқам нәғмиси билән шох сама уссуллири бир-биригә гөш билән яғдәк йепишип, маслишип кәткән еди. Мәйдан қайнам-ташқинға чөмди. Мәйданни чөрәдәп олтарғанлар өзлирини басалмай «апирин» дәп вақирашти, Аманниса ахирқи мисрани ейтип түгәткәндин кейин, ханзадә-назининлар Аманнисани қучақлап, һаяҗанға толған яш үнчилири билән уни мубарәклиди.

— Муһтәрәм әзизләр, — дәп үнлүк сөзлиди Султан Абдурешитхан сорун әһлигә қарап, — бу йеңи муқам хошаллиқ туйғуси орғуп туридиған катта муқам бопту. Әзизләрниң бу йеңи муқамға нам қоюп беришини сораймиз.

Сорун әһли ичидә һәрә увисидәк гуңшиған авазлар мәйданни бир алди. Бәзиләр «Шадиянә муқами» дәп нам қоюшса, йәнә бәзилири «Булбул наваси» дәп вақирашти. Лекин ахирида «Булбул наваси» дегүчиләр барғансири көпәйгән болсиму, Султан Абдурешитхан бешини чайқап хиял сүргән һалда җамаәткә йүзләнди:

— Әзиз бурадәрләр, мениңчә, бу йеңи муқамға «Ишрәт әнгиз» дәп нам қойсақ қандақ болар?

Қедирхан устаз гоя гөһәр тепивалғандәк хошал болуп, Махмуд устаз билән Аманнисаниң қулиғиға бир немиләрни пичирлиди. Аманниса разимәнлик билән күлүмсирәп бешини лиңшитип мақул болғандин кейин Қедирхан устаз султанниң алдиға келип, тәвәзу билән егилди:

— Бу нам наһайити яхши қоюлди улуқ шаһим «Ишрәт әнгиз» дегәнниң мәнаси «хошаллиқ қозғаш» демәктур…

Қедирхан устаз сөзләветип, қешида олтарған әмирзадиләргә соал нәзәридә көз ташлиди. Меһманларму бу намни мувапиқ көрүп, бешини егип қойди. Сорун әһли ичидә ғәлғәлда йәнә әвҗигә көтирилип, һәммиси «Ишрәт әнгиз» дегәнни тәкитлиди. Султан йәнә сөзини давам әткүзди:

— Биз «Ишрәт әнгиз» муқами арқилиқ тәрки дуниячилиққа вәйран болуватқан кишиләрни

жиға-зерә дуниясиниң роһий кишәнлиридин азат етәйли» («Мәликә Аманнисахан» тарихий роман, 138-139-бәтләр).

Мәликә Аманнисахан устаз Қедирхан Яркәнди вә көплигән сәнъәт җанкөйәрлири билән бирликтә уйғур хәлқиниң есил музыка дурданиси болған «Он икки мукам» кәби бебаһа байлиқни мирас қалдуруш йолида зор төһпә қошқанлиғини алаһидә тәкитләш керәк.

Уйғур хәлқиниң мәдәнийити вә әдәбият-сәнъитиниң риваҗлиниши йолида издинишкә өмрини бәхш әткән Аманнисахан 1567-жили 34 йешида аләмдин өткән.

Ядикар САБИТОВ.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=19482

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное