| "Юлтузум бол" хәлқимниң "Яйра"! | |
|
|
Embed Embed this video on your site Көлдә үзгән қош аққуш кәби, Яшнимақта баһардәк қәлби. Соға қилип күйлирин "Яйра", Беғимизға сайритип кәлди. Аңлиниду садаси тағда, Бири булбул, бири гүл бағда. Хуш авази беғишлар арам, Көңүлләрму мискин бир чағда.
"Жунун"билән атиду таңлар, Мәптун болуп ашиқи жанлар. Мәдәт берип "хумари" күйниң, Тепчәкләйду томурда қанлар.
"Муһәббәт отида" көйгәндәк, Шакрух Ашва райни сөйгәндәк. Лирикисин тиңшиған киши, Һиндстанда кезип жүргәндәк.
Әй, ашиқлар сайриғин, сайра, Мошу күни ойниғин, қайна. Сөйүмлиги, ашиғи болуп, "Юлтузум бол" хәлқимниң"Яйра"!
Абдулжан Азнибақиев. Адиләм Мәсимжан. |















