Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости «Аличилиқ бағ»
«Аличилиқ бағ»
02.08.2015 12:39   

«Уйғур авази» 31 июль, 2015 ж.

Уйғур сәһнисидики йеңи қоюлум/ Дүшәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида дуния әдәбиятида алаһидә орунға егә бүйүк рус язғучиси Антон Чеховниң «Аличилиқ бағ» әсәриниң дәсләпки қоюлуми көрситилди. У театрниң бәдиий кеңәш әзалири билән беваситә сәһнә әсәрлиригә мунасивити бар шәхсләр диққитигә һавалә қилинди.Уйғур сәһнисидә дәсләпки қетим қоюлуватқан классик язғучиниң пьесиси башлиништин бурун, театр мудири Савутҗан Сонуров мәзкүр әсәрни сәһнигә тәйярлаш вақтиниң интайин қисқа болғанлиғини алаһидә тәкитлиди. Андин у пьесини тәрҗимә қилған язғучи-драматург Әхмәтҗан Һашири, қойғучи-режиссер Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Ялқунҗан Шәмиев, музыкисини рәтлигән Кәримҗан Разиев, рәссам Гөзәл Мәмәдинова вә нутуқларни тәйярлиған Руқийәм Саттарова екәнлигини тилға елип, көпчиликни йеңи әсәр билән тонушушқа тәклип қилди.

 

Мәлумки, А.Чеховниң бу әмгиги 1903-жили йезилған болуп, у йүздин ошуқ тилға тәрҗимә қилинған һәм мошу күнгә қәдәр, дунияниң барлиқ җайлиридики чоң-чоң театр сәһнилиридә қоюлуп келиватиду. Тәкитләш лазимки, әсәргә аддий тил билән ейтқанда, байларниң касатлиққа учрап, барлиқ байлиғидин аҗрап қелиши вә шундақла уларниң орниға башқиларниң келиши, йәни заманниң түп асасидин өзгириши асас қиливелинған. Әнди әйнә шу әсәрниң уйғур тилида қоюлуши режиссер билән актерларниң жуқури маһарити түпәйли утуқлуқ чиқти, дәп ейтишқа болиду.

 

Икки сааттин ошуқ вақит давамлашқан пьесида баш рольларни театрниң ветеранлири йәни, Л.А.Раневскаяни — актриса Гүлбаһар Әхмәдиева, қери Фирсниң ролини Махмут Дәраев вә Гаевни Алимҗан Әйсаев иҗра қилса, өзгә қәһриманлар рольлирини асасән яш актерлар ойнайду.

Қоюлум ахирида бәдиий кеңәш әзалири бир саатқа йеқин өзара мәслиһәтләшкәндин кейин, әсәр тоғрисидики пикирлирини ейтип, униңға баһа бәрди. Мәсилән, язғучи Әхмәтҗан Һашири, әдәбиятшунас алим Рабик Исмайилов, язғучи Алимҗан Бавдинов, рәссам Әхмәт Әһәт вә бирқатар уйғур язғучи-шаирлириниң әсәрлирини қазақ оқурмәнлиригә тонуштуруп келиватқан тәрҗиман Дәулетбек Байтурсыновлар спектакльдики ролларни алий дәриҗидә иҗра қилған актерларни сәмимий тәбрикләп, орун алған азду-тола камчилиқ-нуқсанлар һәққидики пикир-тәклиплири билән ортақлашти.

Дуния сәһнилиридә қоюлуватқан пьесиниң уйғур тилидики нусхисиниң һәққиқий баһасини кәң тамашибин аммиси театрниң йеңи мәвсүми ечилғанда бериду дәп ойлаймиз.

Мәшүр САСИҚОВ.

Сүрәттә: Спектакльдин көрүнүш.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=19628#more-19628

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное