| Статья в «Уйғур авази» | |
|
|
«Инсанпәрвәрлик чүшәнчиләрниң қиммити йоқимайду».
«Уйғур авази» гезити , 25 сентябрь 2015 ж. Шерзат ЯҚУП:/ 9 — 11-сентябрь күнлири Алмутида Хитай киносиниң күнлири өтти. Бу мәрасимниң дәсләпки күни ШУАРлиқ даңлиқ режиссер Шерзат Яқупниң «Меһир-шәпқәт» фильми көрситилди. Алаһидә тәкитләш лазимки, мәзкүр фильм алмутилиқ тамашибинлар арисида чоң алқишқа сазавәр болди. Фильм көрситилип болғандин кейин режиссер Шерзат Яқуп вә фильмда баш қәһриманниң ролини иҗра қилған Қундузай Таш тамашибинлар билән учрашти. Пурсәттин пайдилинип, биз Шерзат Яқупни сөһбәткә җәлип қилдуқ.— Шерзат ака, Алмутиға хуш кәпсиз. Рәхмәт. Бүгүн биз Қазақстанға Хитай киносиниң һәптилиги даирисидә дөләт делегацияси тәркивидә қәдәм тәшрип қиливатимиз. Мәлумки, икки дөләт рәһбәрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән «Йеңи Ипәк йоли» программиси тәйярланди. Мәзкүр программиға мувапиқ пәқәт сода-ихтисадий мунасивәтләрнила әмәс, шундақла мәдәний алақиларни тәрәққий әткүзүш қолға елинди. Буниңдин бираз вақит илгири Хитайда Қазақстан киносиниң һәптилиги өтти. Бизму мошу алақә даирисидә дәсләп Өзбәкстанда болдуқ. Бүгүн Алмутиға кәлдуқ. Тамашибинлар «Улуқ устаз», «Или дәрияси», «Маймунлар падишаси» һәм мән чүшәргән «Меһир-шәпқәт» фильмлирини көрәләйду. Биздә ШУАР кино сәнъити тоғрилиқ мәлуматлар аз. Силәрдә бу саһа һазир қандақ тәрәққий етиватиду? Биздә 1959-жили «Тәңритағ» студияси тәшкил қилинған еди. Амма кино сәнъитини сүръәтлик тәрәққий әтти дәп ейтиш тәс. Һәр һалда жилиға бир-икки фильм чүшириләтти. Хитай һөкүмити «базарни ечиш» сәяситини җарий қилғандин кейин биздә чәт әлләрдә чүширилгән нурғун фильмлар көрситилишкә башлиди. Болупму Голливудниң фильмлири көпәйди. Дәсләптә уларниң сүпитини, бәдиийлигини назарәт қилған һечким болмиди. Етиш-чепиш, қатиллиқ сәһнилири нурғун фильмлири аддий хәлиқ арисида аммибап болуп кәтти. Кейинки жилларда һөкүмитимиз бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүватиду һәм мәбләғ аҗритиватиду. Киностудияләр асасән дөләт қаримиғида. Шәхсий киностудияләр йоқниң орнида. Һазир, умумән, Хитай киноси дунияға тонулуватиду. Әнди Шинҗаңда болса, кейинки жилларда жилиға алтә-йәттә фильм чүшириливатиду. Хитайдики азсанлиқ милләтләр ичидә Шинҗаң киноси тәрәққият җәһәттин биринчи орунда туриду. Биздә риқабәт күчлүк. Демәк, тамашибин көңлидин чиқиш үчүн нурғун әмгәк қилиш керәк. Жуқурида ейтқинимдәк, дәсләп Голливудниң сүпити төвән фильмлири көпәйгән еди. Шуниңға маслашқан һалда биздиму сүпити шундақ фильмлар чүширилгән еди. Һазир әһвал башқичә. Тамашибин наһайити тәләпчан. Елимиздә бәдиий сүпити жуқури, адәмни ойға салидиған, умумий инсанпәрвәрлик идеяләрни алға сүридиған фильмлар чүшириливатиду. Кино чүширидиған техникиму наһайити яхши. Шундақла кинотеатрларму әң заманивий техника билән тәминләнгән. Шунлашқиму кейинки жилларда өзимиздә чүширилгән фильмларниң аммибаплиғи ашмақта.
Әнди өзиңизниң «Меһир-шәпқәт» фильми һәққидә ейтип бәрсиңиз? Бу фильм болған вақиә асасида чүширилгән. Бизниң Алтай тәвәсидики бир йезида Һәнипә исимлиқ аял 19 балини бақип өстүргән. Уларниң ичидә хитай, туңган, өзбәк, татар, қазақ, уйғурлар болған. У аял дәсләпки балини 1964-жили беқивалған екән. Әшу бир қийинчилиқ заманларда беқивалған балилириниң һәммисини тәл-төкүз чоң қилип, қатарға қошупту. 2009-жили Һәнипә апай Хитай дөлитидики қәһриман он аниниң қатариға киргүзүлди. Шуниңдин кейин мошу аялниң һаяти тоғрилиқ фильм чүшириш вәзиписи маңа жүкләнди. Фильмда шу аялниң оттуз жиллиқ һаяти әкис етилгән. Фильмни 2013-жили чүширип болдуқ. Баш рольни талантлиқ актер Қундузай Таш иҗра қилди. Фильмни тамашибин наһайити яхши қарши алди. Хитайда өткән кинофестивальда «Бәштә бир қурулуш» мукапитини йеңивалди. Шуниңдин кейин Һиндстанниң Гоа шәһиридә өткән кинофестивальға қатнаштуқ. Бу йәргә кинофестивальниң ечилиш мәрасимида көрситилгән дәсләпки чәтәллик фильм болди. Май ейида Россияниң Самара шәһиридә өткән «От всей души» аилә үчүн фильмлар хәлиқара кинофестивалида «Әң яхши чәтәллик фильм» дәп етирап қилинди. Йеқин арида бу мәһсулатимизни Австралиягә апириш планимизму бар. Мәзкүр фильмниң мундақ утуққа йетишиниң сәвәви немидә дәп ойлайсиз? Фильм аддий аял һаяти тоғрилиқ. Һәнипә апай ят балиларни асравалғанда, бириниң алдида махтинивалай яки өзәмни көрситәй дегән ойда болмиған. Он тоққуз балини чоң қилғичә тартқан җапа-мәшәқитини өзила билиду. У өзиниң әмгигини һечкимгә миннәт қилмиған. Фильмда меһриванлиқ, анилиқ меһир-шәпқәт, муһәббәт, достлуқ чүшәнчиләр алға сүрүлиду. Бу инсанпәрвәрлик чүшәнчиләрниң қиммити һечқачан йоқимайду. Болупму бүгүнкидәк һәммә пулға етиқат қиливатқан заманда мошундақ есил чүшәнчиләрниң қиммитини инсанларниң бойиға сиңдүрүш һавадәк һаҗәт. Мениңчә, бу барлиқ җәмийәтниң алдида туруватқан муһим мәсилә. Тәкитләш лазимки, фильм хитай тилида. Тәрҗимиси субтитрлар арқилиқ бериливатиду. Амма чәт әлләрдә фильмни көрүп болғандин кейин, биз билән учрашқанларниң һәммисила фильмни тәрҗимисизла чүшинишкә болидиғанлиғини тәкитләшти. Демәк, сәнъәттә чегара йоқ. Умуминсаний чүшәнчиләр һәммигә бирдәк чүшинишлик. Бу йәрдә фильмдики барлиқ һис-туйғуларни тамашибинға йәткүзәлигән актерларниң, болупму баш рольни иҗра қилған Қундузай Ташниң маһаритини алаһидә тәкитләш лазим. Тәкитлигүм келидуки, биздә риқабәт наһайити күчлүк. Чоң алий оқушларни пүтәргән, талантлиқ яшлиримиз көп. Қундузай — тонулған, талантлиқ артистлиримизниң бири. Баш рольға намзат таллиғанда актерлуқ маһарәттин ташқири, фильмниң роһиға бола, уларниң көзигә диққәт бөлдүм. Мениңчә, һәрбир инсанниң көзи адәмниң ички дуниясини әкис әттүриду. Актер миң талантлиқ болсиму, униң көз нурида меһир-шәпқәт, һиссият болмиса бекар, йәни хәлиқни алдиғанлиқ болиду. Мән актерларни мошундақ асаста таллашқа адәтләнгән. Қундузай ишәнчимни ақлиди. Фильмда у Һәнипә апайниң оттуз жиллиқ һаятини ойниди. Тамашибинниң алқишиға сазавәр болди. Келәчәктә қандақ фильмларни чүшириш планиңиз бар? Һазир тәклипләр нурғун. Өзбәкстанда, мана һазир Қазақстанда бирлишип фильм чүшириш мәсилилирини муһакимә қилдуқ. Сценарий тәйяр болса, ишқа киришишимиз мүмкин. Шәхсән өзәм, бәдиийлиги жуқури, адәмгә ой салидиған фильмларни яқтуримән. Бәзидә ундақ фильмлар кәң тамашибин тәрипидин қобул қилинмай қелишиму мүмкин. Амма кино мутәхәссислири жуқури баһалайду. Мундақ фильмларни «муәллиплик кино» дәпму атайду. Һазир Австралия, Җәнубий Корея режиссерлири билән ишләшниң ениқ планлири бар. Худа байриса, буму әмәлгә ашиду, дәп ойлаймән. Әнди биздики Уйғур театри билән алақиңиз барму? Бирлишип кино чүшириш тәклиплири болмидиму? Уйғур театри биз тәрәпкә дайим гастрольларға келип туриду. Шундақ пәйтләрдә көрүшүп туримиз. Илгири бирлишип кино чүшириш тоғрилиқ ениқ тәклипләр болған. Әпсус, у шу петичила қалди. Шәхсән өзәм, мошуниңға мунасивәтлик һәрқандақ тәклипни муһакимә қилишқа тәйяр. Үрүмчигә келип тәҗрибә алмаштуримән, үгинимән дегүчиләр болса, униңғиму қолумдин келишичә ярдәм беришкә тәйярмән. Амма, йәнә тәкрарлаймәнки, иҗадий һәмкарлиқ һәққидә ениқ һечбир тәклип йоқ. Билишимчә, сиз әсли рәссам. Немишкә рәссамчилиқни ташлап, режиссерлуққа өтүп кәттиңиз? Һәқиқәтәнму өзәм рәссам. Мой қәләм жанрида иҗат қилдим. Айрим әмгәклирим Тәйвән, Япония, Корея һәм өзимиздики шәхсий коллекционерларниң коллекциясидә сақлиниватиду. Қазақстанда яшап, иҗат қиливатқан уйғур рәссамлири билән йеқин арилишимән. Бүгүнму Руслан Йүсүпов, Әхмәт Әһәт, Һашим Қурбан билән көрүшкәндә, бәк хошал болдум. Әпсус, кейинки вақитларда мунасивәтлиримиз суслишип қалди. Көргәзмиләрни уюштуруш мүмкин болмайватиду. Әнди режиссерлуқни немишкә таллавалғанлиғим тоғрилиқ ейтсам, рәссамчилиқ билән режиссерлуқ бир саһа. Рәссам өз әмгигидә бүгүнки күнни өз чүшәнчиси турғусидин тәсвирләйду. Амма көп вақитларда уларниң философиясини, идеясини пәқәт мутәхәссисләр яки ишқивазлар баһалайду һәм чүшинәләйду. Аддий хәлиққә рәсим арқилиқ идеяни йәткүзүш қийин. Әнди кинода болса, бу җәһәттин мүмкинчилик кәң. Һиссиятларни бериш васитилири нурғун. Нәқ һазир мән кино арқилиқ һиссиятлиримни, идеяни йәткүзүшкә тиришиватимән. Бәзидә ичимдә өзәмниң көңлини алдаш дәпму ойлап қалимән. Чүнки рәссамчилиқ тәбиәт әта қилған талант. У жүрәктин чиқиду. Демәк, иҗадийәтсиз яшаш мүмкин әмәс. Һазир мән кино иҗадийити билән шуғуллинимән. Пенсиягә чиққанда қайтидин мой қәләмни қолумға елишим мүмкин. Һә, уни вақит көрситиду. — Сөһбитиңизгә рәхмәт. Йолдаш МОЛОТОВ. Бавдун ӨМӘР чүшәргән сүрәт. |

















