| Внимание! Открывается школа танца! | |
|
|
Внимание! Открывается школа танца под руководством Эльмиры Сайдулаевой https://parvaz.kz/index.php/eilmira-saydullaeva . ДИҚҚƏТ! ДИҚҚƏТ! ДИҚҚƏТ! Уссул шəйдалириниң диққитигə! Қəдирлик уссулниң қир-сирини үгинишни арман қилғучи достлар,жигит-қизлар һәм омақ пəрзəнтлиримизниң ата-анилири , чоң һəдилəр!!! Қуддус Ғожəмияров намидики Жумһурийəтлик Уйғур музыкилиқ комедия театри йенида ечиливатқан, "Рухсарə "уссул студиясигə йезилишқа алдираң! !!
Əгəр сиз өз пəрзəндиңизниң келəчигигə бепəрва қаримай, Уйғур миллий уссуллирини, дуния хəлиқ уссуллирини үгинип, һəм келəчəктə кəспий дəрижидики уссулчи болуп йетилишини арман қилсиңиз, уссул шəйдалири үчүн "Рухсарə "уссул студияси өз ишини башлайду. Мəзкүр уссул студиясигə йезилиш истигини билдəргүчилəр яш өзгичилигигə қарап; 5_7-яш арилиғи кичиклəр топи (оғул һəм қизлар ү-н) 8-13 яш арилиғи оттура топ (оғул-қизлар үчүн ) 14 -25 яш чоңлар топи (жигит-қизлар үчүн )болуп, Уйғур хəлқиниң миллий уссуллири, дуния хəлиқ уссуллири, шəриқ-ғəрип уссуллири бойичə кəспий дəрижидə дəрис елип, келəчəктə оқушларға чүшишигə йолланмилар алиду.
Əнди ханим-қизлиримиз, гүлчирайлиримиз, һəдилиримиз үчүн (25 яштин жуқури )өз бəдининиң (фигурисиниң )гөзəллигини техиму гөзəллəштүрүш үчүн гимнастика, аэробика, (қосақ уссули ) шəриқ -ғəрип уссуллирини үгиниш имканийəтлири яритилған Уссул үгинишни халиғучилар үчүн "Рухсарə "уссул ансамблиниң бəдиий рəһбири, балетмейстер, хореограф, Хəлиқаралиқ конкурсларниң лауреати,"Юрмалада өткəн уссул фестивалида "Əң яхши балетмейстер "номинациясигə мүйəссəр болған, һәм ана дияримизниң даңлиқ уссул чолпанлиридин Уйғур хəлқиниң миллий уссуллири бойичə дəрис еп, мол тəжирбə топлиған "Уссул Мəликиси "Эльмира Сəйдуллаева дəрис бериду.
Уссул үгиниш кəштиси мəзкүр жилниң 1- ноябрь күнидин, һəптиниң һәр дүшəнбə (понедельник ),жүмə (пятница ) күнлири саат 17.00 дин 20.00 чə давамлишиду. Қошумчə мəлуматларни төвəндики алақə бағлаш телефонлири арқилиқ елишқа болиду - +77478742775 Эльмира Сайдуллаева. |

















