Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Опера пири билән учрашти
Опера пири билән учрашти
19.11.2015 16:05   

«Уйғур авази» гезити, 19 ноябрь 2015 ж.

Уйғур хәлқи әзәлдинла сәнъәтхумар хәлиқ. Әйнә шу сәнъитимизни әвлаттин-әвлатқа йәткүзүватқан сәнъәткарлиримизни хәлқимиз һәқиқәтән әтивалайду, қәдирләйду. Шуларниң бири — пүткүл Европиға өзиниң булбулгоя авази билән тонулған опера нахшичиси Дилбәр Юнус. Дилбәр Юнус ШУАРда туғулуп, өзиниң иҗадий паалийитини шу тарихий Вәтинимиздә башлайду. У Беҗинниң музыка академиясидә оқуп, сәнъәттики дәсләпки утуққа Хельсинкида өткән хәлиқара фестивальда йетиду. Дилбәр Юнус Европиниң Амстердам, Бонн, Бремен, Дюссельдорф, Франкфурт, Гетеборг, Гамбург, Мюнхен, Стокгольм, Зальцбург вә шуниңға охшаш башқиму даңлиқ опера театрлирида һүнәр көрсәткән уйғур хәлқиниң бирдин-бир вәкили. Һазирқи вақитта у Шинҗаң университетидики жуқури дәриҗилик устазларниң бири болупла қалмай, өзиниң шәхсий музыка илмий мәркизини башқуриду.

Мана шу уйғурниң даңқини Европиға тонутқан опера нахшичиси Дилбәр Юнус биртоп кәсипдашлири билән йеқинда Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиягә қәдәм тәшрип қилди. Дунияға тонулған нахшичини пәқәт телевизор экранлиридинла көрүп жүргән оқуғучилар билән устазлар үчүн бу күн алаһидә бир мәрасимға айланди. Меһманлар һөрмитигә мәктәп оқуғучилири тәрипидин тәйярланған концертлиқ программа һавалә қилинди.

Дилбәр Юнус учришиш ахирида оқуғучиларға вә учришиш тәшәббускарлириға миннәтдарлиқ билдүргән һалда «Бизниң нахшимиз» нахшисини иҗра қилип бәрди.

Учришиш давамида мәктәп мудири Шавкәт Өмәров меһманға миннәтдарлиғини билдүрүп, һәр күни йүз беривәрмәйдиған мундақ учришишниң яш талантларни бүйүк арманларға башлайдиғанлиғини алаһидә тәкитлиди.

Альбина ӘМӘТОВА.

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=21114#more-21114

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное