Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Мустәқиллигиң мубарәк, Елим!
Мустәқиллигиң мубарәк, Елим!
16.12.2015 02:26   

Мустәқиллигиң мубарәк, Елим!



(Елимиз Қазақстан Жумһурийити мустәқиллигиниң 24 жиллиқ тойиға)

Кәң аләмдә вәтиним бар Қазақстан,

Яшнап келәр қәдимидин чоң басқан.

Әлбашчимиз Нурсултан Назарбаев,

Өз хәлқиниң ишәнчисин ақлиған.

Мол һосуллуқ етизлириң ашлиғи,

Аңа байлиқ қанчә әлниң ашиғи.

Толуп ташқан қара мейиң, ураниң,

Көмүрүңчу!



Ейтмисамму башқини.

Алитеғиң әлгә тумар, бәрикәт,

Иртыш ақар шох күй билән әркиләп.

Далаларда турар һәйкәл, мунара,

Көмүлгәндур мунда әждат елим дәп!

Бүгүн гөзәл әл пайтәхти Астана!

Сени күйләр шаир-ақын дастанда.

Мән махтимай ким махтисун қазиғим,

Қәриздармән өз қойниға басқанға!

Домбыраңға тәңкәш болуп һәр күни,

Дутар билән чалдим течлиқ күйини.

Қәдирләймиз бирдәк һули мустәһкәм

Ассамблея − Милләтләрниң өйини!

Жигирмидә түнүгүнки әлийиң,

Улар сениң йеңи амәт-тәлийиң.

Қойнуң иссиқ, даңқиң бүйүк вәтиним,

Қутлуқ болсун Мустәққиллик мәйримиң!

***

Махтинишим азат елим сәндә өстүм,

Бу нахшамни жүригимдин саңа төктүм.

Сәндә таптим кәлгүсүмни, бәхтим үстүн,

Соғам болсун, қобул қилғин, қазақ достум!

Абдулжан Азнибакиев https://parvaz.kz/index.php/abduljan-aznibakiev

 

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное