| Кәспигә садақәт | |
|
|
«Уйғур авази»гезити, 24 декабрь 2015 ж.
Гүлнарәм Һапизова – «Dance-Lіfe» хәлиқ вә заманивий уссул мәктивиниң мудири. У мошу дәриҗигә пәқәт өзиниң уссулға ашиқлиғи түпәйли, йәни үч йешидин тартип, сәнъәткә бағлиған иштияқи арқилиқ йәтти. Һазир болса, йүздин ошуқ өсмүр мәшиқлиниватқан мәзкүр мәктәпкә рәһбәрлик қиливатиду. Йеқинда ушбу уссулчилар өмиги бәшинчи «туғулған күнини» атап өтти.Абдушүкүр Һапизов билән Хасийәт Иминованиң аилисидә дунияға кәлгән Гүлнарәм үч йешидин тартип сәһнидин чүшмәй келиветипту. Дәсләп чоң-кичик аиләвий мәрасимларда йеқинлирини һәйран қалдурған у кейинирәк сәнъәт дуниясида өткүзүлгән вилайәтлик вә җумһурийәтлик байқаш-көрүкләрдә таланти арқилиқ жуқури маһарәт билән «асан бой әгмәс» қазиларни қайил қилишқа башлиди. Униң бир алаһидилиги шуки, Гүлнарәм қайси милләтниң уссулини иҗра қилмисун, шу уссулға чоңқур чөккән һалда, униң тамашибин қәлбидин орун елишини тәминләшкә тиришиду. Шуңлашқа инсан он үч йешида Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида кәспий уссулчилар Гүлбәһрәм Ибрагимова билән Роза Имирғали қизиниң қолида тәһсил көриду.
Уссулниң қир-сирлиридин убдан хәвири бар устазлар тәрбийисини алған Гүлнарәм Һапизова көп өтмәй өз кәсипиниң һәқиқий маһири атилиду. Шундиму алий билим елиш керәклигини яхши чүшәнгән яш уссулчи арилиқта униңғиму үлгирипту. Шундақ қилип, 2010-жили ана жути Талғир шәһиридики Мәдәнийәт өйидә «Dance-Lіfe» уссул мәктивини ечип, дәсләп бари-йоқи он бәш бала билән иш елип барған болса, һазир уларниң сани йүздин ешипту. Муһими, мошу бәш жил мабайнида мәзкүр сәнъәт мәктивиниң шагиртлири пәқәт җумһурийәт даирисидики конкурс-олимпиадилардила әмәс, бәлки хәлиқара дәриҗидики, җүмлидин Испанияниң Коста-Брава шәһиридә өткән «Средиземноморье – 2011» конкурсида күмүч медаль алған, вә шундақла Италия һәм Франция дөләтлиридики мусабиқиларда мукапатлиқ орунлардин көрүнүп келиветипту. Ғалип чиққан яш уссулчилар сани шунчилик көпки, уларниң һәммисини атап өтүш әсла мүмкин әмәс.
Көплигән талантлиқ яшларниң өз һүнирини намайиш қилишиға түрткә болуватқан Гүлнарәм Һапизоваға Талғир шәһиридики Мәдәнийәт өйидә уссулдин ташқири вокал, гимнастика билән шуғуллиниватқан шагиртлар ата-анилириниң униңға ейтар миннәтдарлиғи чәксиз. Уларниң ейтишичә, яшлардики талант билән қабилийәтни байқап, уларни тоғра йолға селиштәк вәзипини атқуруватқан инсанниң әҗри өз баһасини елиши лазим.
Өз новитидә, бизму қайтмас ирадиси түпәйли арзу-арманлирини әмәлгә ашуруватқан кәспий уссулчини уссул мәктивиниң «туғулған күни» билән сәмимий тәбрикләп, ишиға утуқ тилидуқ. Мәшүр САСИҚОВ. Талғир шәһири. |


















