Open login

Поиск Песни или Исполнителя на сайте PARVAZ.KZ

Главная Новости Әндики мәхсәт — Олимпиада.
Әндики мәхсәт — Олимпиада.
05.01.2016 23:52   

Әндики мәхсәт — Олимпиада.

«Уйғур авази»гезити, 24 декабрь 2015 ж.

Қазақстанда тонулған мәшиқләндүргүчиләрниң бири Долқун Камеков тәрбийилигән спортчилар арисидин җумһурийәт вә дуния чемпионлири йетилип чиқти. Болупму у мәшиқләндүргән уйғур спортчилириниң утуқлири тилға аларлиқ. Бүгүнки таңда Долқун Камеков Қазақстан Җумһурийити Олимпиадиға тәйярлиқ мәркизидә бокстин чоң мәшиқләндүргүчи болуп ишләватиду.Һазир Олимпиадиға тәйярлаш мәркизидә бокстин Рано Пәрһатова вә Дилмурат Меҗитов шуғуллиниватиду, — дәйду Долқун. — Ранониң бокс билән шуғуллиниватқиниға он жилдин ашти. Наһайити талантлиқ спортчи. У 2009-жили өсмүрләр арисида җумһурийәт чемпиони аталди. 2011-жили Менгерей Хайрутдиновниң хатирисигә беғишланған бокстин аяллар арисида өткән хәлиқара турнирда һәм шу жили Германия вә Қазақстан талланма командилириниң матчлиқ учришишта биринчи орунни йеңивалди. 2015-жили болса, бокстин Қазақстан Җумһурийитиниң чемпиони вә җумһурийәт спартакиадисиниң ғалиби аталди. Бүгүнки таңда у аяллар арисида бокстин Қазақстан талланма командисиниң әзаси. Демәк, өзиниң салмақ дәриҗисидә аяллар арисида биринчи турған қизимиз.

Дилмурат Меҗитов болса, 2008-жилдин башлап бокс билән шуғуллинип келиватиду. 2010 — 2015-жиллар арилиғида бокстин Алмута шәһириниң чемпиони. Украинида, Москва һәм Түркстанда өткән хәлиқара турнирларда биринчи орунни егилигән. Бийил болса, Қизилорда шәһиридә өткән елимиз чемпионатида чемпион болди. Раному, Дилмуратму наһайити әмгәкчан. Қойған мәхситигә йетишкә интилиду. Әнди келәчәктә бизниң алдимизға қойған мәхситимиз — Олимпиадиға қатнишиш. Һәр икки спортчиниң буниңға ихтидари йетиду.

Долқун Камековниң тәкитлишичә, һазир Рано Пәрһатова вә Дилмурат Меҗитов келәр жили өтидиған Қазақстан чемпионатиға тәйярлиқ көрүватиду. Тәкитләш лазимки, бу күнләрдә мәзкүр чемпионатқа таллаш мусабиқилири өткүзүлүватиду. Қелиплашқан қаидиләр бойичә мусабиқиларда талланма команда әзалири мәбләғ җәһәттин толуқ тәминлиниду. Амма спортчиларниң шәхсий мәшиқләндүргүчилири өз мәблиғини хәшләшкә мәҗбур болмақта. Долқун Камековниң ейтишичә, һәрқандақ чоң мусабиқида спортчиниң шәхсий мәшиқләндүргүчисиниң йенида болғини психологиялик җәһәттин наһайити муһим. Бу тәрәптин қариғанда, Долқун вә яш спортчиларға Алмутидики Ақбулақ жутиниң җамаәтчилиги вә сахавәтлик инсан Герс Исламов йеқиндин ярдәм берип келиватиду. Герс Исламов шундақла спортчиларниң мәшиқлири үчүн барлиқ шараитларни яритип бериватиду. Жуқурида ейтқинимиздәк, Рано Пәрһатова вә Дилмурат Меҗитов һазир һәм җисманий, һәм психологиялик җәһәттин чоң мусабиқиларға тәйяр. Улар қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ болмақта. Уларға сахавәтлик оғланлар ярдәм қилиду дәп үмүт қилимиз.

Йолдаш МОЛОТОВ

http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=21733#more-21733

 
Интересный материал? Поделись с другими:

Последние новости

Самое популярное