| Яшлиқ ялқуни. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 21 январь 2016 ж.
«Мәшъәлниң» меһмини/ Исми: Һезизҗан Фамилияси: Искәндәров Туғулған жили: 1988 Билими: алий Кәспи: композитор-дирижерАлмутидики Чайковский намидики музыкилиқ колледжда тәһсил көргән көплигән композитор вә дирижерларниң устази Бақыт Туяқбаева өзиниң йәтмиш яшлиқ тәвәллудини нишанлиғанда оркестрға дирижерлуққа шагирти, уйғур жигити Һезизҗан Искәндәровни таллавалди. Бу тәсадипи әмәс. Чүнки устаз шагиртини бәш бармиғидәк билиду. Һезизҗан Чайковский намидики музыкилиқ колледжниң 2-курсида оқуватқан пәйтидә Германия вә Франциядә өткән хор фестивалиға қатнишип, Қазақстандин барған сәнъәткарлар хориға дирижерлуқ қилиду. Кейин у консерваториядә оқуватқинида Италияниң Венеция шәһиридә өткән студентлар фестивалиға иштрак қилип, оркестрға дирижерлуқ қилиду. Бу фестивальда қазақстанлиқ студентлар алтун медаль елишқа муйәссәр болиду. 2009-жили Хитайда өткән дуниявий олимпиадилиқ хор оюнлирида Қурманғазы намидики консеваторияниң оркестри иккинчи орундин көрүнди. Әлвәттә, бу йәрдә оркестр дирижери болған Һезизҗанниңму әмгиги жуқури. 2010-жили Һезизҗан Алмута филармониясиниң хори билән Һиндстанға берип кәлди. Йәнә алдинқи орун. Шуңлашқа болса керәк Һезизҗанға устази тағдәк ишиниду. У күни Һезизҗан устазиниң тәвәллудиға қуруқ қол кәлмәпту. Шу күни оркестр Һезизҗан ижат қилған «Жастық оты» сазини иҗра қилди. Бу талантлиқ жигитниң йәнә бир қири. У һәм композитор. — «Яшлиқ отини» қачан тиңшаймиз? – соридим Һезизҗандин.— Соалиңизни чүшәндим. Мән сәнъәткарлар аилисидә өстүм, — деди у соалимға җававән. — Ата-анам Әзиз Искәндәров билән Заһидәм Нәсирдинова тонулған сәнъәткарлар. Дадам шундақла режиссер. Шуңлашқа бу йәрдә «Яшлиқ отиниң» ана тилимизда яңримиши мүмкин әмәс. Консерваториядә оқуветип, «Қәшқәр ривайити» намлиқ симфония яздим. Уни мәзкүр билим дәргаһиниң оркестри орунлиди. Бүгүнки күндә Уйғур театриниң сәһнисидә қоюлуватқан «Баянчур» (А.Самсақов), «Сирлиқ китап» (Һ.Гүлиев) спектакльлириға йезилған музыкиларму Һезизҗанниң қәлимигә мәнсүп екән. — Арминим – уйғур саз әсваплиридин ибарәт оркестрға дирижерлуқ қилиш, — дәйду Һезизҗан. Дайим иҗадий издиништә жүргән жигитниң бу арманлириму рояпқа чиқип қалар. Бәхтишат СОПИЕВ. |















