| Исмиңиз ким? | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 21 январь 2016 ж.
Йеқинда Алмута шәһиридики «Dіscount» кафесида «Исмиңиз ким?» намлиқ уйғур яшлириниң тонушуш кечилиги болуп өтти. Бу кечиликниң асасий мәхсити – уйғур яшлирини бир-бири билән тонуштуруп, келәчәктә мәзкүр лайиһә арқилиқ уйғур аилириниң сани көпәйтишкә мәлум дәриҗидә түрткә болуш. Кәч уйғур яшлириниң тор бети «Doppalіfe. com» билән «Инайәт» ассоциацияси һәмкарлиғида уюштурулуп, униңға «Ләңмән.com» КВН командисиниң әзаси һәм капитани Ялқун Нурахунов риясәтчилик қилди. Алаһидә бир хуш кәйпиятта өткән тонушуш кечисидә кейинки вақитларда көпчиликкә тонулуп келиватқан «Дилдар» топи, яш композитор Расул Розиев, Наил Һезбақиев, «Долан» уссул мәктивиниң рәһбири Бәхтияр Имран вә башқилар өзлириниң йеқимлиқ нахша-сазлири вә әвришим уссуллири билән меһманларға арамбәхш дәмлирини беғишлиди.
Дәсләпки қетим өткүзүлүватқан кәч ахирида алтә «җүп қурулди». Келәчәктә уйғур яшлири арисида аммибаплиққа айланған «Doppalіfe.com» тор бети вә «Инайәт» ассоциацияси мошундақ яшлар һаятиға мунасивәтлик чарә-тәдбирләрни пат-пат өткүзүшни нийәт қиливатиду. Сүлфи МӘШРӘПОВ. http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=22166#more-22166 Фоторепортаж с вечера здесь https://vk.com/album-105169033_226220071 |















