| Үрүмчигә «Дадисини издәп» барди. | |
|
|
«Уйғур авази» гезити, 5 август, 2016 ж.
Йеқинда «Азия плюс» продюссерлиқ мәркизиниң мудири Сәһәрдин Йүсүповниң рәһбәрлигидә бир топ талантлиқ жигит-қизлар ШУАРниң мәркизи Үрүмчи шәһиридә өтүватқан «Талантлар сәһниси» намлиқ мусабиқиға қатнишип кәлди. Шуларниң бири – қизиқчи Руфат Аблизов (сүрәттә оңда). Руфат «Дадамни издәймән» намлиқ һәзили арқилиқ қандашлиримизни күлкигә ғәриқ қилди. Атақлиқ күлкә маһири Абдукерим Аблиз, талантлиқ ләпәрчи Әсқәр Реқип кәби адилқазилар Руфатниң маһаритигә жуқури баһа бәрди. Мусабиқиниң тәртиви бойичә Руфат октябрь ейида өтидиған финаллиқ басқучқа йолланма алди. – Мән мундақ чоң мусабиқиға дәсләпки қетим қатнаштим, – дәйду Руфат биз билән өз тәсиратлирини бөлүшүп. – Йүздин ошуқ адәм иштрак қилған мусабиқида бәзибир атақлиқ актер-артистларниң алдида һүнәр көрситиш қийинға чүшкини раст. Амма мәзкүр күч синашқа қатнишишниң өзи мениң үчүн бәхит болди.
Барлиқ гезитханлар намидин талантлиқ қизиқчи Руфат Аблизовниң кәлгүси басқучтин утуқлуқ өтүшигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Фируза Нәвирдинова. |















