| «Баһарға ашиқ шаир» | |
|
«Баһарға ашиқ шаир»«Уйғур авази» гезити, 19 март 2019 жил Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»
Өткән һәптидә И.Тайиров намидики Байсейит уйғур оттура мәктивидә көрнәклик шаир вә журналист, Қазақстан Язғучилар иттипақи Илия Бәхтия намидики мукапатиниң саһиби Абдумеҗит Дөләтовниң туғулғиниға 70 жил толуши мунасивити билән «Баһарға ашиқ шаир» мавзусида хатирә кәч болуп өтти. Кәч Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң әзалири, мәктәп коллективи вә Дөләтовлар әвладиниң шаирниң қәбригә гүл қоюп, роһиға қуръан беғишлаштин башланди. Мәктәпкә қәдәм тәшрип қилған меһманлар билим дәргаһи фойесида орун алған көргәзмиләрни зиярәт қилғандин кейин мәҗлисләр залида жиғилди. Тәнтәнигә мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлнарә Зикириярова риясәтчилик қилди.
Әң алди билән мәктәп оқуғучилири «Шаирлар жути» дәп аталған Байсейит йезисини қазақ, уйғур вә инглиз тиллирида тонуштурди.
Андин тәбрик сөз Бартоғай йеза округи һакиминиң орунбасари Санат Нарымбаевқа берилди. – Бүгүнки чарә-тәдбир Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.Назарбаевниң «Мәнивий йеңилиниш – келәчәккә нишан» программиси даирисидә өтүватиду, – деди натиқ. – Ушбу һөҗҗәт бизгә унтулған әнъәнилиримиз билән мәдәний мираслиримизни қайта тикләшкә мүмкинчик яритиватиду. Билимизки, уйғур хәлқи – көпмилләтлик Қазақстан дияриниң интайин ишләмчан пухралиридин болуп һесаплиниду. Улар достлуққа адил, һәзил-чақчаққа йеқин. Шуңлашқиму башқа милләт вәкиллири уйғур хәлқигә чоң һөрмәт билән қарайду. Қазақстан әдәбияти билән журналистикисиға салмақлиқ төһпә қошқан Абдумеҗит Дөләтовниң қазақ тилиға тәрҗимә қилинған бир түркүм шеирлирини, җүмлидин «Мән жигирмидә» шеирини оқуп чиқип, униң һаяти – яшлар үчүн үлгә-ибрәт екәнлигини чүшәндим. Вәтинини, хәлқини чәксиз сөйгән әдипниң иҗадийити билән тәрҗимиһалини, хәлиқниң мәнивий байлиғини әвлатқа тонутидиған, яшларни вәтәнпәрвәрлик вә милләтпәрвәрлик роһта тәрбийиләйдиған бүгүнкидәк мәрасимниң әһмийити интайин чоң. Мошу йосунда кәч уюштурғучилириға сәмимий миннәтдарлиғимни изһар қилимән. Кәч җәриянида мәктәпниң 1 – 11-синип оқуғучилири новәт билән Абдумеҗит Дөләтовниң қәлимигә мәнсүп «Мән туғулған күн», «Байсейитим», «Һәрипләр» вә башқиму шеирлирини ипадилик Шахноза Һейтҗанова вә Сумбат Сәйдуллаева шаирға беғишлиған шеирлирини ипадилик оқуп бәрди. Шундақла Пәрһатҗан Давутовниң орунлишида шаирниң сөзигә йезилған «Баһар кәлди» нахшиси иҗра қилинип, мәктәп оқуғучилири «Мән сени көрмисәм» вә муәллимләр «Роһлар сөзләйду» әсәрлирини сәһниләштүрүп, көпчиликниң алқишиға сазавәр болди. Кәч давамида Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурбүви Насирова, А.Дөләтовниң устази Иминҗан Юнусов, ағиниси Худавәди Имамзәров, шиарлар Мәһәмәтҗан Һапизов, Әхмәтҗан Исрапилов, Җәмшит Розахунов, «Атамұра» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов, рәссам Һакимҗан Гүлиев, Абдулһәй Дөләтов, шаирниң қериндашлири һәм аилиси вә башқилар Абдумеҗит Дөләтов һәққидики әсләтмилири билән бөлүшүп, ушбу кәчни уюштурған мәктәп коллективиға, җүмлидин уйғур тили вә әдәбият пәнлириниң муәллимлири Айимгүл Кевирахунова, Гүлнарә Зикириярова вә Зумрат Қадироваға миннәтдарлиғини изһар қилди. Кәчни мәктәп мудири Илияр Нурхалиқов йәкүнләп, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға рәхмитини ейтти. Кәч ахири Абдумеҗит Дөләтовниң 70 жиллиғиға беғишланған волейбол оюниға улашти. Униңға йезиниң 6 командиси қатнишип, уларниң ичидин мәктәп командиси ғалип чиқти. *** Абдумеҗит Дөлəтов хатирисигә беғишланған «Сəн сеғинған баһар қайтип келиду…» кечи Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ғәйрәт йезисидики И.Саттаров оттура мəктивидə өтти. Мəрасимға Қазақстан Язғучилар иттипақиниң əзаси, тонулған шаир Җəмшит Розахунов, шаир вә журналист Мəһəмəтҗан Һапизов, пешқəдəм устаз Үсəнҗан Баратов иштрак қилди. Бу күни оқуғучилар шаир шеирлирини ядқа оқуп, нахша-саздин чачқа чачти. Алмутидин мәхсус тəклип қилинған «Нур» ансамбли йеқимлиқ нахшилирини көпчиликкə һавалə қилди. Әмгәкчиқазақ наһийәси. |















